30-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Сөйгү-муһәббитиңизни давамлиқ күчәйтиң
«Һәммә нәрсидә меһир-муһәббәт билән өсүп-йетәйли» (ӘФӘС. 4:15).
138-НАХША Йәһва — Сениң исмиң
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишқа башлиғанда қайси һәқиқәтләрни үгәндиңиз?
МУҚӘДДӘС КИТАПНИ тәтқиқ қилип үгинишни башлиған вақтиңиз есиңиздиму? Худаниң исми барлиғини билгәндә һәйран қалған болушиңиз мүмкин. Бәлким, сиз Худаниң кишиләрни дозақ отида азаплимайдиғанлиғини билгәндә көңлиңиз орниға чүшкән. Өлүп кәткән йеқинлириңизни қайта көрүш вә улар билән йәр йүзидики җәннәттә яшаш үмүти һәққидә билгәндә интайин һаяҗанландиңиз.
2. Муқәддәс китаптики һәқиқәтләрни үгәнгәндин кейин йәнә қандақ илгириләшләрни қилдиңиз? (Әфәсликләргә 5:1, 2)
2 Худаниң Сөзини қанчә көп тәтқиқ қилғансири, Йәһваға болған сөйгү-муһәббитиңиз шунчә чоңқурлашти. Әшу муһәббәт сизни үгәнгәнлириңизни һаятиңизда әмәлий қоллинишқа дәвәт қилди. Сиз Муқәддәс китап принциплириға асасән техиму яхширақ қарарларни чиқардиңиз. Худани хурсән қилишни халиғачқа, көзқаришиңиз вә иш-һәрикәтлириңизни өзгәрттиңиз. Худди бир бала өзиниң көйүмчан ата-анисини үлгә қилғанға охшаш, сизму асмандики Атимизни үлгә қилишқа башлидиңиз (Әфәсликләргә 5:1, 2ни оқуң).
3. Өзүмиздин қандақ соалларни сорап көрсәк болиду?
3 Өзүмиздин мундақ соал қойсақ болиду: «Мениң Йәһваға болған муһәббитим дәсләптә Мәсиһ әгәшкүчиси болған вақитқа қариғанда күчлүкму? Мән чөмдүрүлгәндин буян ой-пикир қилиш вә жүрүш-турушумда, болупму, қериндашларға меһир-муһәббәт көрситиштә Йәһвани үлгә қилимәнму?» Әгәр дәсләптики муһәббитиңиз мәлум дәриҗидә совуп кәткән болса, униңдин үмүтсизләнмәң. Шундақ ишлар биринчи әсирдики Мәсиһ әгәшкүчилиридиму йүз бәргән. Әйса улардин ваз кәчмигән еди. У биздинму ваз кәчмәйду (Вәһ. 2:4, 7). У шуни билидуки, биз һәқиқәтни тунҗа қетим үгәнгән чағдики сөйгү-муһәббәтни қайтидин һис қилишни үгинәләймиз.
4. Бу мақалидә немини муһакимә қилимиз?
4 Бу мақалидә Йәһваға вә башқиларға болған муһәббитимизни қандақ қилип давамлиқ күчәйтәләйдиғанлиғимизни муһакимә қилимиз. Андин кейин сөйгү-муһәббитимизни күчәйтсәк, қандақ бәзи бәрикәтләргә еришидиғанлиғимизни үгинимиз.
ЙӘҺВАҒА БОЛҒАН МУҺӘББИТИҢИЗНИ КҮЧӘЙТИҢ
5, 6. Әлчи Паул вәз хизмитидә қандақ қаршилиқларға дуч кәлгән вә уни давамлиқ Йәһваға хизмәт қилишқа немә дәвәт қилған?
5 Әлчи Паул Йәһваға хизмәт қилип һаятида қанаәт тапқан. Амма униң нурғун қийинчилиқларни йеңишигә тоғра кәлгән. Паул дайим узун сәпәргә чиққан вә әшу заманларда сәпәр қилиш асан әмәс еди. У сәпәрлиридә бәзидә дәрияларда хәтәрләргә вә булаңчиларға учрап, хәтәрләргә дуч келәтти. У йәнә арилап-арилап қарши турғучиларниң уруп-соқушиға учриған (Кор. 2-х. 11:23—27). Етиқатчи қериндашлар Паулниң уларға ярдәм бериш үчүн көрсәткән сәмимий тиришчанлиқлириға һәрдайим миннәтдарлиқ билдүрмигән еди (Кор. 2-х. 10:10; Флп. 4:15).
6 Паулниң давамлиқ Йәһваға хизмәт қилишиға немә ярдәм қилған? У Йәһваниң пәзиләтлири һәққидә Муқәддәс Язмилардин вә өз кәчүрмишлиридин нурғун нәрсиләрни үгәнгән. Паул өзини Йәһва Худаниң яхши көридиғанлиғиға ишәнгән (Рим. 8:38, 39; Әфәс. 2:4, 5). Униңму Йәһваға болған муһәббити интайин күчәйгән. Паул давамлиқ муқәддәс кишиләргә хизмәт қилип, өзиниң Йәһваға болған сөйгүсини көрсәткән (Ибр. 6:10).
7. Йәһваға болған сөйгү-муһәббитимизни күчәйтишниң бир йоли қайси?
7 Биз әстаидиллиқ билән Худа Сөзини үгиниш арқилиқ Униңға болған сөйгүмизни күчәйтәләймиз. Муқәддәс китапни оқуғанда, һәрбир бөләк мәзмуниниң Йәһва һәққидә немиләрни ашкарә қилидиғанлиғини чүшинишкә тиришиң. Өзүңиздин шундақ сорап көрүң: «Бу үзүндә Йәһваниң маңа болған муһәббитини қандақ көрситип бериду? Йәһвани сөйүш үчүн қандақ сәвәпләр бар?»
8. Худаға болған сөйгү-муһәббитимизниң күчийишигә дуа қандақ ярдәм берәләйду?
8 Йәһваға болған сөйгү-муһәббитимизни күчәйтишниң йәнә бир усули — дайим дуада Униңға ич бағримизни төкүп бериш (Зәб. 25:4, 5). Йәһва бизниң дуалиримизға җавап қайтуриду (Йоһ. 1-х. 3:21, 22). Азияда яшайдиған бир Ханқиз исимлиқ қериндаш мундақ дәйду: «Мениң Йәһваға болған сөйгү-муһәббитим дәсләптә үгәнгән билимгә асасланған еди. Кейинчә мән Униң дуалиримға қандақ җавап қайтурғанлиғини көргәндә, Униңға болған сөйгү-муһәббитим техиму күчәйди. Бу мениң Худани хурсән қилидиған ишларни қилиш арзу-истигимни ашурди» b.
БАШҚИЛАРҒА БОЛҒАН МУҺӘББИТИҢИЗНИ КҮЧӘЙТИҢ
9. Тимотий өзиниң сөйгү-муһәббәт көрситиштә илгириләватқанлиғини қандақ көрсәткән?
9 Мәсиһ әгәшкүчиси болуп бирқанчә жилдин кейин Паул Тимотий исимлиқ яш жигит билән тонушқан. Тимотий Йәһва Худани вә инсанларни яхши көрәтти. Паул филипиликләргә шундақ дегән: «Мениңда униңға охшаш, силәрниң ишлириңлар тоғрилиқ сәмимий ғәмхорлуқ қилидиған, һечким йоқ» (Флп. 2:20). Мошу йәрдә Паул Тимотийниң тәшкилләш яки аммивий нутуқ ейтиш қабилийәтлири һәққидә сөз қилмиған. Әксичә, Паул Тимотийниң қериндашларға болған сөйгүсидин интайин тәсирләнгән. Шәк-шүбһисизки, Тимотий зиярәт қилған җамаәттики қериндашлар униң келишини тәқәзалиқ билән күткән (Кор. 1-х. 4:17).
10. Анна вә йолдиши етиқатчи қериндашларға болған сөйгү-муһәббитини қандақ ипадилигән?
10 Бизму етиқатчи қериндашлиримизға ярдәм беришниң йоллирини издәймиз (Ибр. 13:16). Алдинқи мақалидә тилға елип өткән Аннаниң кәчүрмишлирини әсләп көрәйли. Күчлүк қара борандин кейин у йолдиши билән бир Гувачиниң аилисини йоқлап барған вә уларниң өйиниң өгүзи күчлүк боран-чапқунда вәйран болғанлиғини көргән. Бу аилиниң пакиз кийимлири қалмиған еди. Анна мундақ дәйду: «Уларниң кийимлирини елип жуйдуқ, дәзмаллап, чирайлиқ қатлап уларға қайтуруп бәрдуқ. Бу биз үчүн қийин иш әмәс еди. Шундақ қилғачқа, улар билән йеқин дост болуп кәттуқ. Достлуғимиз һазирғичә давам қиливатиду». Анна вә йолдишиниң қериндашларға болған сөйгү-муһәббити уларни әмәлий ярдәм беришкә үндигән (Йоһ. 1-х. 3:17, 18).
11. а) Сөйгү-муһәббәт көрситиш үчүн көрсәткән тиришчанлиғимиз башқиларға қандақ тәсир қилиши мүмкин? ә) Пәнд-нәсиһәтләр 19:17-айәткә асасланғанда, сөйгү-муһәббәт көрсәтсәк, Йәһва қандақ җавап қайтуриду?
11 Әгәр башқиларға сөйгү-муһәббәт вә меһрибанлиқ билән муамилә қилсиңиз, улар сизниң Йәһвани үлгә қилишқа тиришиватқанлиғиңизни көрәләйду. Улар меһрибанлиғимиз үчүн миннәтдар болғанлиғини биз билмәслигимиз мүмкин. Жуқурида тилға елинған Ханқиз униңға ярдәм қилғанларни әслигәндә көңли сөйиниду. У мундақ дәйду: «Мени вәз хизмитигә биргә елип чиққан көйүмчан қериндашлар үчүн бәкму миннәтдармән. Улар мени машинисиға еливалатти. Чай ичишкә яки тамаққа тәклип қилатти вә өйүмгә бехәтәр әкелип қоятти. Һазир шуни тонуп йәттимки, улар мән үчүн көп ишларни қилған. Мән уларниң сөйгү-муһәббәтлирини һис қилдим». Әлвәттә, һәммила киши бизниң улар үчүн қилғанлиримизға рәхмәт ейтмаслиғи мүмкин. Ханқиз өзигә ярдәм бәргәнләр һәққидә мундақ дәйду: «Гәрчә уларниң маңа қилған барчә яхшилиқлири үчүн җавап қайтурушни халисамму, уларниң қәйәрдә туридиғанлиғини билмәймән. Бирақ Йәһва уларниң яхшилиқлириға җавап қайтуриду. Йәһва мән үчүн уларға җавап қайтуруши тоғрилиқ дуа қилимән». Ханқизниң ейтқанлири һәқиқәтән тоғра. Йәһва башқиларға қилған кичиккинә яхшилиғимизға һәм диққәт қилиду. У уни қиммәтлик қурбанлиқ сүпитидә көриду вә Өзиниң қайтурушқа тегишлик қәрзи дәп қарайду (Пәнд-нәсиһәтләр 19:17ни оқуң).
12. Бурадәрләр җамаәткә болған сөйгү-муһәббитини қандақ көрситәләйду? (Рәсимләргиму қараң.)
12 Әгәр сиз бурадәр болсиңиз, башқиларға меһир-муһәббәт көрситип, уларға ярдәм қолуңизни сунуш үчүн немә қилалайсиз? Джордан исимлиқ бурадәр бир ақсақалдин өзиниң җамаәткә техиму көпирәк ярдәм бериш үчүн немә қилалайдиғанлиғини сориған. Ақсақал униң аллиқачан илгириләшләрни қилғанлиғини махтиған. Андин қандақ қилип техиму көп ишларни қилалайдиғанлиғи тоғрисида униңға мәслиһәт бәргән. Мәсилән, у Джорданға Ибадәт өйигә балдурирақ келип башқиларға салам бериш, жиғилишларға қатнишиш, дайим өз топидикиләр билән вәз хизмәткә чиқиш вә башқиларға әмәлий ярдәм беришниң йоллирини издәшни тәвсийә қилған. Джордан шу мәслиһәтни әмәлий қоллинип, йеңи маһарәтләрни үгәнгәндин башқа, униң қериндашлириға болған меһир-муһәббити күчәйгән. Джордан шуни ениқ чүшәнгәнки, башқиларға ярдәм беришни бир бурадәр хизмәт ярдәмчиси болғанда башлимайду, әксичә давамлаштуриду (Тим. 1-х. 3:8—10, 13).
13. Сөйгү-муһәббәт Кристиан исимлиқ бурадәрни қайта ақсақал болуп хизмәт қилишқа қандақ дәвәт қилған?
13 Илгири хизмәт ярдәмчиси яки ақсақал болуп хизмәт қилған болсиңизчу? Йәһва һәргиз өтмүштә қилған ишлириңизни вә шундақ қилишқа сизни дәвәт қилған сөйгүңизни унтумайду (Кор. 1-х. 15:58). У сизниң давамлиқ көрситиватқан сөйгү-муһәббитиңизни көрүп туриду. Кристиан исимлиқ бир бурадәр ақсақал вәзиписидин елинғанда, бәкму үмүтсизләнгән. Бирақ у мундақ дәйду: «Мәйли ақсақал болай яки болмай, Йәһваға пүтүн күчүм билән қолумдин келишичә хизмәт қилишни қарар қилдим». Вақти кәлгәндә, Кристиан қайта ақсақал болуп тәйинләнгән. У шуни етирап қилған: «Мән бу вәзипигә қайта тәйинләнгәндә бираз әнсиридим. Бирақ әгәр Йәһва меһир-шәпқәт көрситип, мени қайта ақсақал болуп хизмәт қилишқа тәйинлигән болса, мән Униңға вә қериндашлиримға болған сөйгү-муһәббитим сәвәплик бу вәзипини елишни қәтъий қара қилдим».
14. Грузиядә яшайдиған қериндашниң сөзлиридин немини үгәндиңиз?
14 Йәһваниң хизмәтчилири йәнә башқиларға сөйгү-муһәббәт көрситиду (Мәт. 22:37—39). Мәсилән, Грузиядә яшайдиған Елена исимлиқ бир қериндаш мундақ дәйду: «Йәһваға болған муһәббитим мени вәз қилишқа үндигән еди. Амма асмандики Атамға болған муһәббитим чоңқурлашқансири, инсанларға болған сөйгү-муһәббитиму күчәйди. Мән уларниң қандақ қийинчилиқларға дуч кәлгәнлиги вә қайси мавзу уларниң қәлбигә тәсир қилидиғанлиғи һәққидә тәсәввур қилишқа тириштим. Мошу усулда улар һәққидә қанчә көп ойланғансири, уларға ярдәм бериш истигим шунчә күчәйди» (Рим. 10:13—15).
БАШҚИЛАРҒА СӨЙГҮ-МУҺӘББӘТ КӨРСӘТСӘК, ЙӘҺВА БИЗНИ МУКАПАТЛАЙДУ
15, 16. Сәһниләштүрүлгән көрүнүштә тәсвирләнгәндәк, башқиларға меһир-муһәббәт көрситиш қандақ бәрикәтләргә ериштүриду?
15 Қериндашлиримизға сөйгү-муһәббитимизни ипадилигәндә, буниң пайдисини пәқәт улар әмәс, башқиларму көриду. COVID-19 таҗсиман вируси тарқилишқа башлиғандин кейин Пауло исимлиқ бир бурадәр вә униң аяли көплигән яшанған қериндашларға вәз қилиш үчүн электронлуқ қурулмини қандақ ишлитишни үгәткән. Бир қериндашқа ишлитишни үгиниш дәсләптә тәскә тохтиған болсиму, ахирида үгинивелип, туққанлирини Мәсиһни хатириләш мәрасимиға тәклип қилған. Шундақ қилип, униң уруқ-туққанлиридин 60 киши видеоконференция арқилиқ шу жиғилишқа қатнашқан. Әшу қериндаш вә униң уруқ-туққанлири Паулониң аяли билән көрсәткән тиришчанлиғиниң пайдисини көргән. Кейинәрәк шу қериндаш Паулоға мундақ язған: «Бизгә охшаш яшанғанларға үгәткиниң үчүн саңа көп рәхмәт. Мән Йәһваниң ғәмхорлуғи вә силәрниң бәл қоювәтмәй көрсәткән тиришчанлиғиңларни һәргиз унтуп қалмаймән».
16 Мошуниңға охшаш иш-вақиәләрдин Пауло муһим бир нәрсини үгәнди. У дайим өзигә шуни әслитип турғанки, сөйгү-муһәббәт билим вә тәбиий қабилийәтләрдин муһимирақ. У әсләп мундақ дәйду: «Мән илгири районға җавапкар ақсақал едим. Бүгүн шуни тонуп йәттимки, қериндашлар мән ейтқан нутуқларни унтуп қалған болуши мүмкин. Амма улар үчүн қилған яхши ишлар уларниң есидә қалиду».
17. Биз сөйгү-муһәббәт көрсәткәндә йәнә кимләр пайдисини көриду?
17 Биз башқиларға сөйгү-муһәббәт көрсәткәндә, өзүмизму ойлимиған усулда униң пайдисини көрүмиз. Йеңи Зеландиядә яшайдиған Джонатан буни өз бешидин өткүзгән. Һава иссиқ бир шәнбә күни у йол бойида бир пионерниң вәз қиливатқанлиғини көргән. Джонатан шәнбә күнлири чүштин кейин әшу пионер билән биргә хизмәт қилишқа қарар қилған. У дәсләптә өзиниң қилған яхшилиғи қандақ пайда-мәнпәәт елип келидиғанлиғини билмигән еди. Джонатан мундақ дәйду: «Шу вақитларда мән вәз хизмитини яхши көрмәттим. Амма шу пионерниң тәлим бериш усулини аңлап, хизмитиниң үнүмлүк болғанлиғини көрдүм. Бу вәз хизмитигә болған күчлүк қизғинлиғимни ойғатти. Мән йәнә роһий җәһәттин өсүп-йетилишим, вәз хизмитидә хошаллиқ тепишим вә Йәһва Худа билән йеқинлишишимға ярдәм беридиған яхши достқа ериштим».
18. Йәһва һәммимизниң немә қилишини халайду?
18 Йәһва Худа һәммимизниң Униңға вә башқиларға болған сөйгү-муһәббитиниң күчийишини халайду. Үгинип өткүнимиздәк, Униң Сөзини оқуш, оқуғанлиримиз үстидә чоңқур ойлиниш вә дайим дуа қилип, Униң билән параңлишиш арқилиқ Йәһваға болған муһәббитимизни күчәйтәләймиз. Биз йәнә әмәлий ярдәм бериш арқилиқ қериндашлиримизға болған муһәббитимизни күчәйтәләймиз. Сөйгү-муһәббитимиз күчәйгәнсири, Йәһваға вә қериндашлиримизға техиму йеқинлишимиз. Улар билән достлуқтин мәңгү һузур алимиз!
25-НАХША Һәқиқий шагирт болушниң бәлгүси
a Мәйли һәқиқәткә техи йеңила кәлгән яки узун жиллардин буян Йәһваға хизмәт қиливатқан болайли, һәммимиз давамлиқ алға илгириләләймиз. Һазир бизниң Йәһваға вә башқиларға болған сөйгү-муһәббитимизни күчәйтиш вә шундақ қилишниң муһим бир йоли һәққидә муһакимә қилимиз. Мошу үгәнмәкчи болған мәзмунлар үстидә чоңқур ойланғиниңизда, аллиқачан қандақ илгирилигәнлигиңизни вә келәчәктә қандақ илгирилимәкчи болғанлиғиңиз үстидә ойлинип көрүң.
b Бәзи исимлар өзгәртилгән.