52-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Башқиларниң қийинчилиқларға бәрдашлиқ беришигә ярдәм бериң
«Ярдәмгә муһтаҗ кишигә яхшилиқ қилиштин һәргиз қачма, қолуңда буни бәҗиришкә имкан болғанда» (ПӘНД Н. 3:27).
42-НАХША «Аҗизларға ярдәм қил»
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Йәһва һемишәм хизмәтчилириниң дуалириға қандақ җавап қайтуриду?
ЯРАТҚУЧИ Йәһва сизни қоллинип, башқиларниң дуасиға җавап беридиғанлиғини биләмсиз? Мәйли сиз җамаәттә ақсақал, хизмәт ярдәмчиси, пионер яки вәз ейтқучи болуң, йешиңиз яшинип қалған яки яш болуң, Йәһва сизни қоллинип, башқиларниң дуасиға җавап бериду. Йәһва Өзини сөйгән кишиниң ярдәм сорап қилған дуасини аңлиғанда, дайим ақсақал яки Өзиниң ишәнчлик хизмәтчисини қоллинип, шу ярдәмгә еһтияҗлиқ кишигә тәсәлли бериду (Кол. 4:11). Мошу усулда Худайимиз Йәһваға вә етиқатчи қериндашлиримизға хизмәт қилиш биз үчүн һәқиқәтән зор шан-шәрәп! Жуқумлуқ кесәл тарқалғанда, балаю-апәт йүз бәргәндә яки зиянкәшликкә дуч кәлгәндә, биз қериндашлиримизға ярдәм берәләймиз.
ЖУҚУМЛУҚ КЕСӘЛЛИК МӘЗГИЛИДӘ БАШҚИЛАРҒА ЯРДӘМ БЕРИҢ
2. Немә үчүн жуқумлуқ кесәллик тарқалған мәзгилдә башқиларға ярдәм бериш қийин болуши мүмкин?
2 Жуқумлуқ кесәлликниң тарқилиши бизниң бир-биримизгә ярдәм беришимизни қийинлаштуриду. Мәсилән, достлиримизни көрүшни халаймиз, амма бундақ қилиш хәтәрлик. Яки ихтисадий җәһәттин қийниливатқанларни бирликтә бир вақит тамақ йейишкә тәклип қилишни халишимиз мүмкин. Амма буму мүмкин болмайду. Өз аилидикилиримиз қийниливатқан болса, башқиларға ярдәм бериш қийин болуши мүмкин. Шундақтиму биз қериндашлиримизға ярдәм беришни халаймиз. Улар үчүн қолумиздин келишичә ярдәм бәрсәк, Йәһваниң көңлини хурсән қилалаймиз (Пәнд н. 3:27; 19:17). Буни қандақ қилалаймиз?
3. Дэйзиниң җамаитидики ақсақалларниң үлгисидин немини үгинәләймиз? (Йәрәмия 23:4)
3 Ақсақаллар немә қилалайду? Әгәр сиз ақсақал болсиңиз, җамаәттики қериндашлар билән яхширақ тонушуң (Йәрәмия 23:4ни оқуң). Алдинқи мақалидә тилға елип өткән Дэйзи мундақ дәйду: «Мениң вәз қилиш топимдики ақсақал дайим мән вә башқилар билән вәз хизмитигә чиқатти. Башқа вақитлардиму биз билән биргә вақит өткүзәтти» b. 2019-жили таҗсиман вируси тарқалғандин кейин Дэйзиниң аилисидикиләрниң бәзилири вирус билән жуқумлинип өлүп кәткән. Бирақ ақсақалларниң илгири көрсәткән тиришчанлиғи сәвәплик, Дэйзиниң уларниң ярдимини қобул қилиши асанирақ болған.
4. Немә үчүн ақсақаллар Дэйзиға ярдәм берәлиди вә буниңдин немиләрни үгинәләймиз?
4 Дэйзи чүшәндүрүп мундақ дәйду: «Мән ақсақалларни илгири яхши билгәчкә вә уларни достлардәк қариғачқа, уларға қандақ һис қиливатқанлиғимни вә ғәм-әндишилиримни әркин ейтип бериш асан болған». Буниңдин ақсақаллар немини үгинәләйду? Җамаәттики қериндашларға қийин вәзийәткә дуч келиштин илгири ғәмхорлуқ қилиңлар. Улар билән йеқин достлуқ орнитиңлар. Әгәр жуқумлуқ кесәллик мәзгилидә улар билән үзму үз көрүшүшкә мүмкинчилик болмиса, улар билән башқа усулда алақилишиңлар. Дэйзи мундақ дәйду: «Бәзидә бир күндә бирнәччә ақсақал маңа телефон қилатти яки учур әвитәтти. Улар әвәткән Муқәддәс китаптики айәтләрни яхши билсәмму, улар қәлбимгә күчлүк тәсир қилған».
5. Ақсақаллар қериндашларниң немигә еһтияҗлиқ екәнлигини қандақ биләләйду вә уларға қандақ ярдәм берәләйду?
5 Қериндашларниң қандақ еһтияҗи барлиғини қандақ биләләймиз? Униң бир усули — пәм-парасәт билән соалларни сорап, уларниң ой-пикрини билиш (Пәнд н. 20:5). Уларниң йетәрлик йемәк-ичмиги, дора яки башқа керәклик нәрсилири барму? Улар иш орнидин яки туруватқан өйидин айрилип қелиш хәвипигә дуч келиватамду? Улар һөкүмәтниң ярдимигә илтимас қилиш үчүн ярдәмгә еһтияҗлиқму? Дэйзи етиқатчи қериндашлириниң маддий ярдимигә еришкән. Бирақ ақсақалларниң һиссий вә роһий җәһәттики ярдими униң синақларға бәрдашлиқ беришигә ярдәм бәргән еди. У йәнә мундақ дәйду: «Ақсақаллар мән билән биргә дуа қилди. Гәрчә уларниң немә дегәнлиги есимдә қалмиған болсиму, шу чағда өзүмниң қандақ һис-туйғуда болғанлиғимни әсләләймән. Бу Йәһваниң маңа “сән ялғуз әмәс” дейиш усули» (Йәшая 41:10, 13).
6. Җамаәттики қериндашлар башқиларға ярдәм бериш үчүн немә қилалайду? (Рәсимгә қараң.)
6 Башқилар немә қилалайду? Биз билимизки, җамаәттә қериндашларға ғәмхорлуқ қилиш ақсақалларниң мәсъулийити. Бирақ Йәһва һәммимизни бир-биримизгә илһам вә ярдәм беришкә дәвәт қилиду (Гал. 6:10). Һәтта кичик ишлардиму сөйгү-муһәббитимизни ипадилисәк, бу кесәл азави тартиватқан кишигә чоң илһам болалайду. Кичик балилар хәтләрни йезип яки рәсимләрни сизип, қериндашларға илһам берәләйду. Яш қериндаш бир қериндашниң нәрсә-керәклирини сетивелиши яки башқа ишларни қилишиға ярдәм берәләйду. Башқилар тамақ етип, ағриватқан қериндашларниң өйигә апирип, ишикниң алдиға қоюп қоялайду. Жуқумлуқ кесәллик мәзгилидә җамаәттики һәрбир қериндашниң илһамға еһтияҗи бар. Мәйли үзму үз яки интернет арқилиқ җамаәт жиғилишиға қатнишайли, һәммимиз җамаәттин кейин кетип қалмай параңлишалаймиз. Униңдин башқа ақсақалларниңму илһамға еһтияҗи бар. Жуқумлуқ кесәллик мәзгилидә улар наһайити алдираш болиду. Шуңа бәзи қериндашлар уларға хәтләрни йезип, өзлириниң миннәтдарлиғини ипадиләйду. Әгәр давамлиқ бир-биримизгә илһам бериш вә иман-етиқадини күчәйтиш үчүн тиришсақ, Яратқучимизниң көңлини сөйүндүримиз (Сал. 1-х. 5:11).
БАЛАЮ-АПӘТЛӘРГӘ ДУЧ КӘЛГӘНЛӘРГӘ ЯРДӘМ БЕРИҢ
7. Балаю-апәт кишиниң һаятини қандақ өзгәртәләйду?
7 Балаю-апәт көзни жумуп ачқичә бир кишиниң һаятини өзгәртиветәләйду. Балаю-апәткә учриғанлар мал-мүлки, өйи, һәтта йеқин кишилиридин айрилип қелиши мүмкин. Бәлким, бундақ паҗиәлик вақиәләр етиқатчи қериндашлиримизниң бешиға келиду. Биз уларға ярдәм қолумизни қандақ суналаймиз?
8. Балаю-апәт йүз бериштин авал ақсақаллар вә аилә башлиқлири немә қилалайду?
8 Ақсақаллар немә қилалайду? Ақсақаллар, қериндашлар апәткә учраштин авал уларниң тәйярлиқ қилишиға ярдәм бериңлар. Җамаәттики барлиқ кишиләрниң бехәтәрлиги вә ақсақаллар билән алақә қилалиши үчүн немә қилиши керәклигини билишигә ярдәм бериңлар. Алдинқи мақалидә тилға алған Маргарет мундақ дәйду: «Ақсақаллиримиз җамаәтниң йәрлик еһтияҗ нутуғида бизгә от апити йүз беридиған пәсилниң техи ахирлашмиғанлиғи һәққидә агаһландуруш бәргән. Улар мундақ дегән еди: “Әгәр һөкүмәт апәт районидин тарқитиветиш буйруғини чүшүрсә яки хәтәрлик әһвал болуп қалса, дәрһал у йәрдин айрилишимиз керәк”». Ақсақалларниң бу әскәртиши дәл вақтида берилгән. Чүнки бәш һәптидин кейин шиддәтлик от апити йүз бәргән еди. Аиләвий ибадәттә аилә башлиқлири һәрбир аилә әзалириниң немә иш қилиш керәклигини ениқ мулаһизә қилиш керәк. Әгәр сиз вә балилириңиз тәйяр болсаңлар, апәт йүз бәргәндә теч-хатирҗәмликни сақлалайсиләр.
9. Балаю-апәтниң алди-кәйнидә ақсақаллар өз ара һәмкарлишиш үчүн немә қилалайду?
9 Әгәр сиз бир топқа мәсъул ақсақал болсиңиз, балаю-апәт техи йүз бәрмигән вақитта чоқум һәрбир кишиниң алақилишиш учурлирини хатириливелиң. Тизимлик тәйярлап униңдики учурларни һәр вақит йеңилап туруң. Балаю-апәт йүз бәргәндә сиз һәрбир вәз ейтқучи билән алақилишип, уларниң немигә еһтияҗлиқ екәнлигини биләләйсиз. Көпчилик билән алақә қилғандин кейин ақсақаллар кеңишиниң рәисигә қериндашлар һәққидә хәвәр берәләйсиз. У районға мәсъул ақсақалға хәвәр берәләйду. Ақсақаллар өз ара һәмкарлишиш арқилиқ ярдәмгә еһтияҗлиқ қериндашларға ярдәм берәләйду. От апити йүз бәргәндин кейин Маргаретниң районға мәсъул ақсақили 36 саат көз жуммай, тәхминән 450кә йеқин апәт районидин тарқитиветилгән қериндашларға ғәмхорлуқ қилиш үчүн ақсақалларни тәшкилләш хизмитини қилған (Кор. 2-х. 11:27). Нәтиҗидә, өй-маканидин вақитчә айрилған қериндашлар вақитлиқ паналинидиған җайға еришәлигән.
10. Немә үчүн ақсақаллар қериндашларға ғәмхорлуқ қилишни муһим дәп қарайду? (Йоһан 21:15)
10 Қериндашларниң һиссий вә роһий җәһәттики еһтияҗлириға көңүл бөлүш мәсъулийити бар (Пет. 1-х. 5:2). Апәт йүз бәргәндин кейин ақсақаллар дәрһал қериндашларниң бехәтәрлиги, уларниң йемәк-ичмиги, кийим-кечиги яки туридиған җайи бар-йоқлиғини билиши керәк. Апәт йүз берип, бир қанчә айлар өткәндин кейинму апәттин аман қалғанларниң һиссий вә роһий җәһәттин қоллап-қувәтләшкә муһтаҗ болуши мүмкин (Йоһан 21:15ни оқуң). Йәрлик Бәйтәл комитетида хизмәт қилидиған вә апәткә учриғанлар билән көрүшкән Харольд бурадәр мундақ дәйду: «Өзигә келиш үчүн көп вақит кетиду. Қериндашларниң турмуши аста-аста өз йолиға чүшиши мүмкин. Бирақ шу апәт җәриянидики әслимиләрни унталмаслиғи мүмкин. Улар айрилип қалған йеқин кишилири, қиммәтлик саналған нәрсилири яки қайта-қайта азап-оқубәтлик вәзийәткә дуч кәлгәнлигини әслиши мүмкин. Бу һәргизму иман-етиқадиниң аҗизлиғини билдүрмәйду. Бу инсандики нормал инкас».
11. Аилиләр қандақ ярдәмгә еһтияҗлиқ болуши мүмкин?
11 Ақсақаллар Муқәддәс китапниң «жиғлиғанлар билән биллә жиғлаңлар» дегән нәсиһитигә қулақ селишқа тиришиду (Рим. 12:15). Балаю-апәттә аман қалғанлар тәсәллигә еһтияҗлиқ. Уларни Йәһва вә қериндашларниң сөйидиғанлиғиға ишәндүрүш керәк. Ақсақаллар апәткә учриған аилиләрниң дуа қилиш, тәтқиқ қилип үгиниш, җамаәт учришишлириға вә вәз хизмитигә қатнишиш арқилиқ роһий ишларни қилиш адитини давамлаштурушиға ярдәм бериду. Ақсақаллар йәнә ата-аниларни балилириниң һечқандақ балаю-апәт вәйран қилалмайдиған ишларға диққитини мәркәзләштүрүшигә ярдәм беришкә үндәйду. Ата-анилар, балилириңларға Йәһва дайим уларниң йеқин Дости болидиғанлиғи вә уларға яр-йөләк болуп, улар билән биллә болидиғанлиғини әскәртиңлар. Униңдин башқа балилириңларға өзлириниң хәлиқара чоң бир аилиниң әзаси екәнлиги вә етиқатчи қериндашлириниң һәр вақит уларға ярдәм беришни халайдиғанлиғини ейтиңлар (Пет. 1-х. 2:17).
12. Апәткә учриғанларға ярдәм бериш хизмитини қандақ қоллап-қувәтләләйсиз? (Рәсимгә қараң.)
12 Башқилар немә қилалайду? Йеқин әтраптики җайда апәт йүз бәрсә, ақсақаллардин қандақ ярдәм берәләйдиғанлиғиңиз һәққидә сораң. Бәлким, сиз вақитчә паналинидиған җай билән тәминләлишиңиз яки қурулуш иши үчүн пидаий хизмәткә күч чиқиралишиңиз мүмкин. Йәнә ярдәмгә еһтияҗлиқ қериндашларға тамақ тошуш вә башқа керәк нәрсиләрни йәткүзүп берәлишиңиз мүмкин. Техиму жирақ бир җайда апәт йүз бәрсә, қандақ ярдәм берәләйсиз? Шу апәткә учриғанлар үчүн дуа қилалайсиз (Кор. 2-х. 1:8—11). Йәнә дуния йүзлүк елип берилидиған хизмәткә ианә бериш арқилиқ апәт райониға ярдәм хизмитини қоллап-қувәтләләйсиз (Кор. 2-х. 8:2—5). Әгәр апәт йүз бәргән йәргә берип ярдәм беришкә имканийитиңиз болса, ақсақалға пидаий хизмәт қилишни халайдиғанлиғиңизни ейтиң. Әгәр пидаий хизмәт қилишқа тәклип қилинсиңиз, көпирәк тәрбийиләшкә қатнишишиңиз мүмкин. Кейин апәт ярдимигә еһтияҗлиқ башқа җайлардиму, ярдәм бериш хизмитигә қатнишалайсиз.
ЗИЯНКӘШЛИККӘ УЧРИҒАНЛАРҒА ЯРДӘМ БЕРИҢ
13. Иш-паалийәтлиримиз чәкләнгән дөләтләрдә қериндашлиримиз қандақ қийинчилиқларға дуч келиватиду?
13 Иш-паалийәтлиримиз чәкләнгән дөләттә зиянкәшлик сәвәплик һаят кәчүрүш техиму қийинлишип кетиши мүмкин. У йәрдики бурадәрләр ихтисадий қийинчилиққа дуч келиватиду, кесәл боливатиду вә йеқин кишилиридин айрилип қеливатиду. Амма шу чәкләшләр сәвәплик ақсақаллар әркин-азадә җамаәтләрни йоқлап баралмаслиғи вә ярдәмгә еһтияҗлиқ қериндашларға ярдәм берәлмәслиги мүмкин. Алдинқи мақалидә тилға елинған Андрей шундақ ишни баштин кәчүргән. Вәз ейтиш топидики бир қериндаш ихтисадий җәһәттин қийинчилиққа дуч кәлгән. Кейин у қатнаш һадисигә учриған. Униңға бирқанчә қетим операция қилиш керәк болған вә у ишләлмигән. Шу мәнъий қилишларға вә тарқилишчан вирусқа қаримай, бурадәрләр қолидин келишичә ярдәм бәргән вә Йәһва немә иш болуватқанлиғини көрүп турған.
14. Ақсақаллар Йәһваға тайиништа қандақ үлгә қалдуралайду?
14 Ақсақаллар немә қилалайду? Андрей дуа қилип қолдин кәлгән ишни қилған. Йәһва буниңға қандақ җавап қайтурған? У қериндашларниң илгирикигә қариғанда көпирәк әркин-азадә һәрикәт қилишиға ярдәм бәргән. Бәзилири шу аял қериндашни дохтурға апарған. Башқилири униңға маддий ярдәм бәргән. Көпчилик қолдин келишичә җасарәт көрсәткән. Нәтиҗидә, Йәһва уларни бәрикәтләп, шу қериндашниң еһтияҗлирини тәминләп беришигә ярдәм бәргән (Ибр. 13:16). Ақсақаллар, әгәр силәрниң хизмитиңлар тосалғуға учриса, бу хизмәтни башқиларға тапшуруңлар (Йәр. 36:5, 6). Әң муһими, Йәһваға тайиниңлар. У силәрниң етиқатчи қериндашларға ғәмхорлуқ қилишиңларға ярдәм берәләйду.
15. Зиянкәшликкә учриған вақтимизда аримиздики теч-инақлиқни қандақ сақлалаймиз?
15 Башқилар немә қилалайду? Мәнъий қилинған әһвалда биз аз сандики қериндашлар билән алақә қилалишимиз мүмкин. Шуңа барлиқ қериндашлар билән инақ-иттипақлиқни сақлаңлар. Бу һәрқандақ вақиттикигә қариғанда муһим. Бир-бириңлар билән әмәс, Шәйтан билән күрәш қиливатқиниңларни унтумаңлар. Әгәр қериндишиңлар хаталиқ өткүзсә, буниңға сәл қаримай, бу мәсилини дәрһал һәл қилишқа тиришиңлар (Пәнд н. 19:11; Әфәс. 4:26). Башқиларға ярдәм бериштә тәшәббускар болуңлар (Тит. 3:14). Илгири тилға елинған вақиәдә көпчилик күч чиқирип, ярдәмгә еһтияҗлиқ қериндашқа ярдәм қолини сунған. Нәтиҗидә, шу вәз ейтиш топидики һәммиси худди бир аилә кишиләрдәк бир-биригә йеқин болуп кәткән (Зәб. 133:1).
16. Колосилиқларға 4:3, 18-айәтләргә асасланғанда, зиянкәшликкә учриған қериндашларға биз қандақ ярдәм берәләймиз?
16 Нәччә он миңлиған қериндашлиримиз һөкүмәтниң чәклимисигә қаримай, Йәһваға хизмәт қиливатиду. Уларниң бәзилири иман-етиқади сәвәплик түрмигә ташланди. Биз улар үчүн вә уларниң аилисидикиләр үчүн дуа қилалаймиз. Шундақла әркинлигини хәтәргә тәвәккәл қилип, түрмигә ташланған қериндашларға роһий, җисманий вә қануний җәһәттин ярдәм бериватқанлар үчүнму дуа қилалаймиз c (Колосилиқларға 4:3, 18ни оқуң). Һәргизму дуаниң күчиниң зор екәнлигини унтумаң (Сал. 2-х. 3:1, 2; Тим. 1-х. 2:1, 2).
17. Һазирниң өзидә зиянкәшликкә қандақ тәйярлиқ қилалайсиз?
17 Аилиңиз билән һазирниң өзидә зиянкәшликкә тәйярлиқ қилалайсиз (Әлч. 14:22). Барчә йүз бериши мүмкин болған яман ишни көз алдиңизға кәлтүрүштин сақлиниң. Әксинчә Йәһва Худа билән болған достлуғиңизни күчәйтип, пәрзәнтлириңизниңму шундақ қилишиға ярдәм бериң. Әгәр бәзидә ғәм-әндишә қилсиңиз, ич-бағриңизни Худаға төкүп дуа қилиң (Зәб. 62:7, 8). Аилиңиз билән бирликтә Яратқучи Йәһваға немә үчүн ишинишкә болидиғанлиғи һәққидә муһакимә қилиң d. Зиянкәшликкә дуч кәлгәндә, сизниң шәхсән тәйярлиқ қилғиниңиз вә Йәһваға болған ишәнчиңиз пәрзәнтлириңизниң җасарәт вә теч-хатирҗәмликкә еришишигә ярдәм бериду.
18. Бизни қандақ келәчәк күтиватиду?
18 Худаниң течлиғи бизни бехәтәр һис қилдуриду (Флп. 4:6, 7). Мошу усул арқилиқ Йәһва бүгүнки күндә жуқумлуқ кесәллик, тәбиий апәт вә зиянкәшликләргә учришимизға қаримай көңлүмизгә теч-хатирҗәмлик бериду. У җапа-мәшәққәткә баш әгмәйдиған ақсақалларни қоллиниду. Шундақла Йәһва бир-биримизгә ярдәм қолумизни сунуш шан-шәрипини бәргән. Бәһримән болуватқан теч-аманлиқ бизниң келәчәктики дәһшәтлик чоң балаю-апәткә өзүмизни тәйярлишимизға ярдәм бериду (Мәт. 24:21). Шу вақитта теч-хатирҗәмликни сақлишимиз вә башқиларниңму шундақ қилишиға ярдәм беришимиз керәк болиду. Бирақ шуниңдин кейин бизни ғәм-әндишигә салидиған қийинчилиқлар һәргиз болмайду. Йәһва халиғандәк, биз мәңгү теч-хатирҗәмликтин һузур алимиз (Йәшая 26:3, 4).
25-НАХША Һәқиқий шагирт болушниң бәлгүси
a Йәһва һәрдайим садиқ хизмәтчилирини ишлитип, қийин күнләрни баштин кәчүрүватқанларға ярдәм бериду. У сизни ишлитип, етиқатчи қериндашлириңизға илһам-мәдәт берәләйду. Башқилар ярдәмгә муһтаҗ болғанда, ярдәм қолумизни қандақ суналайдиғанлиғимизни көрүп чиқимиз.
b Бәзи исимлар өзгәртилгән.
c Түрмигә ташланған қериндашларға хәт язсиңиз, хәтни йәрлик Бәйтәл комитети яки баш идарә арқилиқ әвәтишниң һаҗити йоқ.
d 2019-жилниң июль ейиниң «Күзитиш мунаридики» «Зиянкәшликкә һазир тәйярлиқ қилиң» намлиқ мақалигә қараң.
e СҮРӘТТӘ: Әр-аял балаю-апәттин кейин вақитчә паналиниватқан аилигә озуқ-түлүк елип кәлди.