ТӘРҖИМИҺАЛ
«Һазир мән вәз хизмитини яхши көрүмән»
ЙЕҢИ Зеланидияниң җәнубий аралидики Балхуса, дегән йеза базирида чоң болдум. Балилиқ чеғимда Йәһвани вә һәқиқәтни бәкму яхши көрәттим. Учришишларға беришни еғир жүктәк көрмәттим. Җамаәттә өзүмни бехәтәр вә хошал-хорам һис қилаттим. Гәрчә миҗәз-хулқум чиқишқақ болмисиму, һәр һәптә хизмәттин хошаллиқ тапаттим. Синипдашлирим вә башқиларға вәз қилиштин қорқматтим. Йәһва гувачиси болуштин бәк пәхирлинәттим. Шуңа, 11 йешимда өзүмни Йәһва Худаға беғишлидим.
ХОШАЛЛИҒИМДИН МӘҺРУМ БОЛДУМ
Бәкму әпсуслинарлиғи, мән өсмүрлүк дәвригә қәдәм қойғанда, Йәһва билән болған мунасивитим совуп кәтти. Қаримаққа синипдашлиримниң әркинлигини һечким чәклимәтти. Мениңму шундақ әркинликкә еришкум кәлгән еди. Аилидики қаидә-түзүмләр, Йәһваға ибадәт қилиш вә Униң өлчәмлири билән яшаш маңа еғир жүктәк туюлди. Гәрчә Йәһваниң мәвҗутлиғиға һәрқачан ишәнсәмму, амма өзүмни Униңға йеқин һис қилмидим
Мән паалийәтсиз болуп қалмиған, амма наһайити аз вәз қилаттим. Мән һәрдайим тәйярлиқсиз вәз хизмәткә бараттим. Шуңа сөһбәт башлаш вә уни давамлаштуруш маңа қийинға чүшәтти. Нәтиҗидә вәз хизмитим үнүмсиз болуп, униңдин зерикиш һис қилидиған болдум. Өз-өзүмдин: «Қандақму башқилар һәптиләп, һәтта айлап вәзгә чиқидиғанду?»— дәп соридим.
17 яшқа толғинимда, мустәқил яшашқа көзүм төрт болди. Шуңа сумкилиримни жиғиштуруп, өйдин айрилип Австралиягә кәттим. Өйдин кетип қалғинимда, ата-анамниң көңли бәкму йерим болди. Улар мениңдин әнсиригән болсиму, мени давамлиқ Йәһваға хизмәт қилиду, дәп ойлиған еди.
Мән Австралиядә роһий җәһәттин техиму аҗизлап
кәттим, һәтта жиғилишларни ташлашқа башлидим. Мән өзүмгә охшаш җамаәт учришишлириға келип, башқа күнләрдә болса кәчлик клубларда ичип, усул ойнап жүридиған яшлар билән дост болушқа берилип кәттим. Һаятимдики шу вақитларни ойлиғинимда, икки қейиққа, йәни һәқиқәткә вә бу дунияға тәңла дәссәп турғанлиғимни тонуп йәттим. Бирақ өзүмни йә бу яққа, йә у яққа тәвә әмәстәк һис қилдим.КҮТҮЛМИГӘН АММА МУҺИМ БИР САВАҚ
Икки жилдин кейин, бир қериндаш мени һаятим һәққидә ойлинишқа дәвәт қилди. У қериндаш бундақ болидиғанлиғини өзиму ойлимиған еди. Мән той қилмиған 5 қериндаш билән биллә тураттим. Биз наһийилик назарәтчи билән униң аяли Тамарани өйүмиздә бир һәптә турушқа тәклип қилдуқ. Йолдиши җамаәт ишлири билән мәшғул болғанда, Тамара биз, қизлар билән күлкә-чақчақларни қилип вақит өткүзди. Мән буни бәкму яқтурдум. Вақит өткүзүшкә шундақ роһий җәһәттин йетилгән вә кишини хошал қилидиған бирини тапқинимдин бәкму мәмнун болдум.
Тамара бәкму қизғин болуп, у һәқиқәтни вә вәз хизмәтни бәкму яхши көрәтти. Униң қизғинлиғи башқиларға асан тәсир қилатти. У Йәһваға бар күчи билән хизмәт қилип хошаллиқ тапатти. Мән наһайити аз хизмәт қилғач, хошаллиқ тапалмиған едим. Униң иҗабий көзқариши вә һәқиқий хошаллиғи һаятимға чоң тәсир көрсәтти. Униң үлгиси мени Муқәддәс Язмилардики бир асасий һәқиқәткә җәлип қилди: Йәһва Өз хизмәтчилириниң һәммисиниң Униңға хошаллиқ билән ибадәт қилишини бәкму үмүт қилиду (Зәб. 100:2).
ҚАЙТИДИН ВӘЗ ХИЗМӘТНИ ЯХШИ КӨРҮШКӘ БАШЛИДИМ
Мәнму Тамарадәк хошаллиққа еришишни халаттим. Амма буниң үчүн бәзи өзгиришләрни қилишим зөрүр еди. Мән дәрһалла өзгиришләрни қилмидим. Амма мән қәдәмму-қәдәм кичик өзгиришләрни қилип, вәз хизмитигә тәйярлиқ қилишни башлидим вә арилап-арилап ярдәмчи пионер болуп хизмәт қилдим. Бу мениң җиддийләшмәй, ишәнч билән сөз қилишимға ярдәм бәрди. Вәз хизмәттә Муқәддәс китапни пат-пат ишләткәнсири, техиму хошаллиқни һис қилдим. Узун өтмәй, мән һәр ай ярдәмчи пионерлиқ хизмитини башлидим.
Һәқиқәттә чиң туруп, Йәһваға хизмәт қилиштин хошаллиқ тепиватқан чоң-кичик яштики қериндашларни дост тутушқа башлидим. Уларниң үлгиси һаятимда неминиң ән муһим екәнлиги һәққидә ойлинишқа ярдәм бәрди. Мән һәр күни Муқәддәс китап оқуш адитини йетилдүрүп, вәз хизмәттин техиму хошаллиқ таптим. Һәтта аста-аста пионерлиқ хизмитини башлидим. Шунчә жиллардин бери тунҗа қетим өзүмни җамаәттә худди өз өйүмдикидәк хошал вә әркин азадә һис қилдим.
МӘН МӘҢГҮЛҮК ПИОНЕР ҺӘМРАЙИМНИ ТАПТИМ
Бир жилдин кейин, мән ақ көңүл, сәмимий, Йәһва Худани вә вәз хизмәтни яхши көридиған Алекс исимлиқ бурадәрни учраттим. У хизмәт ярдәмчиси вә 6 жил җәриянидә пионер болуп хизмәт қилатти. Алекс вәз ейтқучиларға муһтаҗ болған Малавида бирнәччә ай хизмәт қилғинида, миссионерлар билән арилашқан. Улар униңда чоңқур тәсират қалдурған вә уни Падишалиқни биринчи орунға қоюшқа илһамландурған.
Биз 2003-жили той қилдуқ вә шуниңдин буян толуқ вақитлиқ хизмәтни давамлаштуримиз. Биз әҗайип тәҗрибә-савақларни үгәндуқ. Йәһва бизни сан-санақсиз усуллар билән бәрикәтлиди.
БИЗГӘ БӘРИКӘТЛӘРНИҢ ИШИГИ ЕЧИЛДИ
Биз 2009-жили Һинди тақим араллиридики кичик бир дөләт Шәрқий Тиморға миссионерлиқ хизмитигә тәклип қилиндуқ. Биз һәйран қалдуқ, һаяҗанландуқ, шуниң билән биргә әнсиридуқ. Бәш айдин кейин, биз бу дөләтниң пайтәхти Дилиға кәлдуқ.
Бу көчүш һаятимизда чоң өзгиришләрни пәйда қилди. Йеңи мәдәнийәткә, тилға, йемәк ичмәккә вә турмуш-шараитиға көнүшимизгә тоғра кәлди. Биз вәз хизмәттә һәрдайим кәмбәғәл, саватсиз яки аз оқуған вә езилгән адәмләрни учритаттуқ. Йәнә биз уруш вә зораванлиқ түпәйли җисми вә қәлби яриланған нурғун кишиләрни көрдуқ a.
b исимлиқ 13 яштики қизни учраттим. Униң аниси 5 жил бурун өлүп кәткән болуп, дадиси билән камдин-кам йүз көрүшәти. Өзиниң йешидики башқа балилардәк Марияниңму һаятида һечбир нишани йоқ еди. Мениң һазирму бир иш ядимда. У өзиниң ич-бағрини маңа төкүп, көз йеши қилған еди. Амма бу қизниң немә дәватқанлиғини чүшәнмәттим, чүнки униң ана тилида техи раван сөзләлмәттим. У қизға тәсәлли берәлишим үчүн Йәһвадин ярдәм соридим вә Муқәддәс Язмилардин илһам беридиған сөзләрни оқушқа башлидим. Мән кейинки бир қанчә жилда, һәқиқәтниң Марияниң көзқариши, ташқи қияпити вә һаятиниң пүтүнләй өзгәргәнлигини көрдүм. У чөмдүрүлүштин өтти вә һазир өзиниң Муқәддәс китап оқуғучилири бар. Бүгүнки күндә Мария өзини һәқиқий меһир-муһәббәткә еришкәнлигини вә чоң роһий аилигә егә болғанлиғини һис қилиду.
Вәз хизмәт кишини бәкму хошал қилатти. Мәсилән, бир қетим мән көңли йерим болған МарияЙәһва Шәрқий Тимордики вәз хизмитини бәрикәтлимәктә. Гәрчә нурғун вәз ейтқучилар мошу йеқинки он жилда суға чөмдүрүлгән болсиму, нурғунлири пионер, хизмәт ярдәмчиси вә ақсақал болуп хизмәт қиливатиду. Бәзилири жирақтин ярдәм беридиған тәрҗимә бөлүмидә йәрлик тилда роһий озуқларни тәйярлашқа ярдәм бериду. Жиғилишта уларниң күлүмсиригән чирайни, мәдһийә нахшилирини ейтқанлирини вә роһий җәһәттин өсүп йетилгинини көрүш, мени хошал қилди.
БУНИҢДИНМУ ХОШАЛ ҺАЯТНИ ТӘСӘВВУР ҚИЛАЛМАЙМӘН
Шәрқий Тимордики һаят билән Австралиядики һаятимиз бәкму чоң пәриқ қилатти. Амма мән буниңдинму хошаллиғирақ һаятни тәсәввур қилалмаймән. Биз бәзидә адәмләр вә йәрлик базарларда сетивалған қурутулған белиқ вә сәй-көктатқа толған кичик автобусқа олтураттуқ. Бәзидә тохулар жүгүрүп жүргән мәйнәт, тинҗиқ, нәм, кичик өйләрдә Муқәддәс китап үгинишини өткүзәттуқ. Бирақ шунчә қийинчилиқларға қаримай, мән һәрқачан әҗайип қалтис болди, дәп ойлаттим.
Мән өтмүшимни әслисәм, ата-анамниң, өсмүрлүк чағлиримдики қийин мәзгилләрдә маңа Йәһва Худаниң йолини үгитиш вә мени қоллаш үчүн қолидин кәлгәнниң һәммисини қилғини үчүн миннәтдармән. Пәнд-нәсиһәтләр 22:6-айәттики сөз, мениң һаятимда һәқиқий испатланди. Ата-анам Алекс билән мәндин бәк пәхирлиниду. Улар Йәһваға хизмәт қилғинимизни көрүп хошал болди. 2016-жилдин буян, биз Австралазия Бәйтәлниң территориясидә җамаәтләрни зиярәт қилиш хизмитидә болуватимиз.
Илгири бир мәзгил вәз хизмитини жүктәк қариғинимға ишәнгүм кәлмәйду. Һазир вәз хизмәтни толиму яхши көримән! Һаятимдики әгир-тоқайлиқларға қаримастин, пәқәт Йәһваға пүтүн қәлб билән хизмәт қилиштин келидиған һәқиқий хошаллиқни тонуп йәттим. Алекс билән бирликтә 18 жил Йәһваға хизмәт қилип, өткүзгән вақитлар һаятимдики әң хошал жиллар еди. Һазир мән Зәбур язғучиси Давутниң Йәһваға қилған сөзлириниң растлиғини чүшәндим: «Саңа таянғанлар шатлинип, мәңгү хурсән болиду. Сән илтипат көрсәткәнләр вә исмиңни яхши көргәнләр әбәдий-әбәт яшайду!» (Зәб. 5:11).