35-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Бир-бириңларниң етиқадини күчәйтиңлар
«Бир-бириңларға тәсәлли бериңлар вә бир-бириңларни мустәһкәмләңлар» (САЛ. 1-Х. 5:11).
53-НАХША Инақлиқта хизмәт қилиш
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Салоникилиқларға 1-хәт 5:11-айәткә асасланғанда, һәммимиз қандақ хизмәткә қатнишиватимиз?
ҖАМАИТИҢИЗ Ибадәт өйини селиш яки ремонт қилиш ишлириға қатнашқанму? Әгәр шундақ болса, шәк-шүбһисизки, йеңи Ибадәт өйидә тунҗа қетим жиғилишқа қатнашқан вақтиңиз есиңиздә. Сиз Йәһваға миннәтдар болдиңиз. Һәқиқәтән һаяҗандин еғизиңизға гәп кәлмәй, ибадәт башланғанда мәдһийә нахшисини интайин тәстә ейттиңиз. Яхши селинған Ибадәт өйүмиз Йәһваға шан-шәрәпкә елип келиду. Амма бу қурулуш ишлириға қариғанда, техиму чоң шан-шәрәп елип келидиған бир хизмәт бар. Бу хизмәт адәттики қурулуш ишлириға қариғанда, техиму әһмийәтлигирәк. Бу хизмәт болса, шу Ибадәт өйлиригә кәлгән кишиләрниң иман-етиқадини күчәйтишни өз ичигә алиду. Әлчи Паул көчмә мәнада қурулуш ишлирини нәзәргә алған һалда бу мақалиниң асаси айити Салоникилиқларға 1-хәт 5:11дики сөзләрни язған (Оқуң).
2. Бу мақалидә немиләрни муһакимә қилимиз?
2 Әлчи Паул етиқатчи қериндашларниң иман-етиқадини күчәйтиштә интайин яхши үлгә қалдурған. Қандақ? У уларға һисдашлиқ қилған. Бу мақалидә униң қериндашлириға синақларға бәрдашлиқ бериш, өз ара инақ-иттипақ өтүш вә уларниң Йәһваға болған иман етиқадини күчәйтиштә қандақ ярдәм бәргәнлигини муһакимә қилимиз. Һазир бүгүнки күндә қериндашлиримизниң иман-етиқадини күчәйтиштә Паулни қандақ үлгә қилалайдиғанлиғимизни көрүп бақайли (Кор. 1-х. 11:1).
ПАУЛ ҚЕРИНДАШЛИРИНИҢ СИНАҚЛАРДА БӘРДАШЛИҚ БЕРИШИГӘ ЯРДӘМ БӘРГӘН
3. Паул қандақ тәңпуң көзқарашни сақлиған?
3 Паул қериндашлирини яхши көрәтти. У нурғун қийинчилиқларни өз бешидин өткүзгән. Шуңа қериндашлири синақларға дуч кәлгәндә, уларға һисдашлиқ көрситәлигән. Бир қетим Паулниң пули түгәп кетип, өзини вә һәмралирини тәминләш үчүн хизмәт тепишқа мәҗбур болған (Әлч. 20:34). Паул чедир ясаш һүнирини биләтти. У Коринт шәһиригә кәлгәндә, кәсипдашлири болған Акилла вә Прискила билән биллә ишлигән. Бирақ дәм елиш күнидә йәһудийлар вә грекларға вәз қилған. Кейинирәк Силас билән Тимотий кәлгәндә, Паул барлиқ вақтини Худаниң хуш хәвирини йәткүзүшкә сәрип қилған (Әлч. 18:2—5). Паул өзиниң асасий мәхситиниң Йәһва Худаға хизмәт қилиш екәнлигини унтуп қалмиған. У вәз хизмәт вә өз турмушини қамдаш ишида яхши үлгә қалдурғачқа, өз қериндашлириға илһам берәлигән. Паул қериндашлириниң турмуштики түрлүк бесимлири вә аилисини тәминләш зөрүрлигини биләтти. Шундақ болсиму, уларни техиму муһим ишларға, йәни Йәһва Худаға ибадәт қилишниң һәр қайси тәрәплиригә бепәрвалиқ қилмаслиққа агаһландурған (Флп. 1:10).
4. Паул вә Тимотий қериндашлириниң зиянкәшликләргә тәқабил турушиға қандақ ярдәм бәргән?
4 Салоника шәһиридә йеңи җамаәт қурулуп узун өтмәй, етиқатчилар қаттиқ қаршилиққа учриған. Бир топ вәһший топилаңчилар Паул билән Силасни тапалмай «бәзибир бурадәрләрни шәһәрниң башлиқлириға сөрәп апирип,... “Бу адәмләрниң барлиғи қәйсәрниң пәрманлириға қарши чиқи[ватиду]!”» дәп вақирашқан (Әлч. 17:6, 7). Шу шәһәрдики кишиләрниң қаршилиғиға дуч кәлгәндә, йеңила Мәсиһ әгәшкүчилири болған етиқатчиларниң қанчилик қорқуп кәткәнлигини тәсәввур қилаламсиз? Уларниң Йәһва Худаға хизмәт қилиш қизғинлиғи совуп кетиши мүмкин еди. Амма Паул шундақ болушини халимиған. Гәрчә Паул вә Силас у йәрдин айрилишқа мәҗбур болған болсиму, амма йеңидин қурулған җамаәтниң яхши ғәмхорлуқ қилинишиға қапаләтлик қилған. Паул Салоникидики қериндашларни әскәртип, мундақ дегән: «Тимотийни етиқатиңлар үчүн тәсәлли берип, силәрни мустәһкәмләш үчүн әвәттуқ. Һечким бу дәрт-һәсрәтләрдә тәврәнмисун» (Сал. 1-х. 3:2, 3). Тимотий өз жути Листрада зиянкәшликни бешидин өткүзгән болуши мүмкин. У Паулниң шу йәрдики етиқатчиларни қандақ күчәйткәнлигини өз көзи билән көргән. Йәһва Худаниң Листрадики қериндашларға қандақ ярдәм бәргәнлигини көргән Тимотий, униң Салоникидики йеңи қериндашлириниму бәрикәтләйдиғанлиғиға ишәндүрәләтти (Әлч. 14:8, 19—22; Ибр. 12:2).
5. Брайан исимлиқ бурадәр бир ақсақалниң қандақ ярдимигә еришкән?
5 Паул йәнә қайси усулда қериндашлирини күчәйткән? Барнаба билән Паул Листра, Кония вә Антакияға қайтип барғанда, шу шәһәрләрдики һәрбир җамаәттә ақсақалларни тәйинлигән (Әлч. 14:21—23). Шәк-шүбһисизки, бу тәйинләнгән кишиләр бүгүнки күндики ақсақалларға охшаш җамаәтләргә тәсәлли бәргән. Брайан исимлиқ бир бурадәрниң етип бәргән сөзлиригә диққәт қилип бақайли. У шундақ дәйду: «Мән он бәш яшқа киргәндә, дадам өйни ташлап кетип қалди. Апам җамаәттин чиқирилди. Мән өзүмни ташливетилгәндәк һис қилип, қаттиқ чүшкүнлүккә чүштүм». Брайанниң бу қийин вәзийәткә бәрдашлиқ беришигә немә ярдәм бәргән? У йәнә мундақ дәйду: «Тони исимлиқ ақсақал мән билән җамаәт жиғилишлирида вә башқа вақитларда сөһбәтлишәтти. У маңа синақларға дуч кәлгән вә давамлиқ хошаллиғини сақлиған етиқатчилар һәққидә ейтип берәтти. У мән билән Зәбур 27:10-айәтни бирликтә оқуди вә дадиси яхши үлгә болмиған болсиму, давамлиқ Йәһваға садиқ хизмәт қилған Хизқия падиша һәққидә сөзләп бәрди». Бу әмәлий ярдәм Брайанға қандақ тәсир қилған? Брайан мундақ дәйду: «Тониниң илһам-мәдити билән, мән ахири кишини мәмнун қилидиған толуқ вақитлиқ хизмәт қилишни башлидим». Ақсақаллар, Брайанға охшаш бир еғиз иллиқ сөзгә муһтаҗ болғанларға илһам-мәдәт беришкә һәрқачан тәйяр туруңлар (Пәнд н. 12:25).
6. Паул баштин кәчүргән кәчүрмишлири арқилиқ қериндашлирини қандақ илһамландурған?
6 Паул қериндашлирини әскәртип, Йәһва Худаниң күчләндүрүши билән өтмүштә йоған булутни тәшкил қилған гувачиларму нурғун қийинчилиқларға бәрдашлиқ бәргәнлигини ейтқан (Ибр. 12:1). Паул өтмүштики җапа-мәшәқәтләргә мувәппәқийәтлик һалда бәрдашлиқ бәргән кишиләрниң кәчүрмишлириниң қериндашлириға җасарәт әта қилип, уларниң диққитини тирик Худаниң шәһиригә мәркәзләштүрүшигә ярдәм берәләйдиғанлиғини чүшәнгән (Ибр. 12:22). Бүгүнки күндиму биз охшашла Тәңри Йәһваниң Гидеон, Барақ, Давут, Самуил пәйғәмбәрләр вә башқа нурғун кишиләргә қандақ ярдәм бәргәнлигини оқусақ, иман-етиқадимиз күчийиду (Ибр. 11:32—35). Бүгүнки күндиму нурғун яхши үлгиләр бар. Баш идаридә биз дайим қериндашлар язған хәтләрни тапшурувалимиз. Уларниң иман-етиқади бүгүнки күндики садиқ хизмәтчиләрниң тәрҗимиһалини оқуғандин кейин техиму мустәһкәмләнгән.
ПАУЛ ҚЕРИНДАШЛАРНИҢ БИР-БИРИ БИЛӘН ИНАҚ ӨТҮШИ ҮЧҮН НЕМӘ ҚИЛИШ КЕРӘКЛИГИНИ КӨРСӘТКӘН
7. Римлиқларға 14:19—21 айәтләрдики Паулниң нәсиһәт сөзлиридин немини үгәндиңиз?
7 Җамаәттә өз ара инақ-иттипақлиқни илгири сүрсәк, қериндашлиримизниң иман-етиқадини күчәйтәләймиз. Биз охшаш болмиған көзқарашларниң җамаәттә бөлүнүш пәйда қилишиға йол қоймаймиз. Әгәр Муқәддәс китап принципиға қарши болмиса, өз көзқаришимизда чиң турувалмаймиз. Бир мисални көрүп бақайли. Рим шәһиридики җамаәттә йәһудий вә йәһудий әмәс етиқатчилардин тәшкил тапқан еди. Мусаниң қануни әмәлдин қалғанда, униңдики бәзи йемәкликләрни йейиш чәклимиси әнди күчкә егә болмиған (Марк 7:19). Шу вақиттин башлап, бәзи йәһудий етиқатчилар һәртүрлүк йемәк-ичмәкләрни әркин-азадә йейишкә башлиған. Башқа бәзи йәһудий етиқатчилар болса, бундақ қилишни тоғра әмәс дәп қариған. Бу мәсилә җамаәтниң бөлүнүшигә сәвәп болған. Паул тинч-инақлиқни сақлашниң муһимлиғини тәкитләп мундақ дегән: «Қериндишиңни путликашаңлиққа дучар қилғузмай, гөшму йемә вә шарапму ичмәяқ қой» (Рим. 14:19—21ни оқуң). Паул әшу етиқатчиларниң шундақ таллаш-тартишларни қилиш һәр етиқатчиниң, һәтта пүтүн җамаәтниң бирлигигә зиян йәткүзидиғанлиғини көрүп йетишигә ярдәм бәргән. У башқиларға путликашаң болуштин сақлиниш үчүн өзиниң иш-һәрикәтлирини өзгәртишкә тәйяр болған (Кор. 1-х. 9:19—22). Әгәр пәриқлиқ көзқарашлар үстидә талаш-тартиш қилиштин сақлансақ, тинч-инақлиқни сақлап, Паулға охшаш башқиларниң иман-етиқадини күчәйтәләймиз.
8. Муһим бир мәсилә җамаәтниң инақ-иттипақлиғиға тәһдид елип кәлгәндә, Паул бу ишни қандақ һәл қилған?
8 Паул муһим ишларда өзи билән охшаш көзқарашта болмиған етиқатчилар билән тинч-инақлиқни сақлап, яхши үлгә қалдурған. Мәсилән, биринчи әсирдики җамаәттә бәзиләр йәһудий әмәсләр хәтнә қилдуруши керәк дәп чиң турувалған. Сәвәви улар бәлким, Мәсиһ әгәшкүчилири болмиған йәһудийларниң уларни тәнқит қилишидин сақланмақчи болған (Гал. 6:12). Паул бу көзқарашқа қәтъий қарши турған. Бирақ өз көзқаришини тоғра дәп чиң турушниң орниға, у кәмтәрлик билән бу мәсилини Йерусалимдики әлчиләр вә ақсақалларниң бир тәрәп қилишиға тапшурған (Әлч. 15:1, 2). Нәтиҗидә, Паул әшу җамаәттики етиқатчиларниң хошаллиқ вә течлиқни сақлап қелишиға ярдәм бәргән (Әлч. 15:30, 31).
9. Паулни қандақ үлгә қилалаймиз?
9 Таллаш-тартиш йүз бәрсә, Тәңри Йәһва җамаәткә ғәмхорлуқ қилиш үчүн тәйинләнгән кишиләрдин йол-йоруқ сораш арқилиқ инақ-иттипақлиқни илгири сүрәләймиз. Һәрдайим Муқәддәс китапқа асасланған көрсәтмиләрни нәшрий материаллиримиздин яки тәшкилат тәминлигән көрсәтмиләрдин тапалаймиз. Әгәр шәхсий көзқаришимизни илгири сүрүшкә әмәс, әшу берилгән көрсәтмиләргә диққәт ағдурсақ, җамаәтниң тинч-инақлиғиға төһпә қошумиз.
10. Паул җамаәтниң тинч-инақлиғини илгири сүрүш үчүн йәнә немә қилған?
10 Паул қериндашларниң камчилиқлирини әмәс, бәлки уларниң артуқчилиқлирини тилға елиш арқилиқ тинч-инақлиқни илгири сүргән. Мәсилән, Паул римлиқларға язған хетидә нурғун кишиләрниң исимлирини атап, уларниң артуқчилиқлирини тилға алған. Бизму әлчи Паулни үлгә қилип, қериндашлиримизниң яхши тәрәплирини махтисақ болиду. Шундақ қилсақ, күчлүк достлуқ мунасивәтни орнитип, җамаәтниң меһир-муһәббәт риштисини күчәйтәләймиз.
11. Аримизда талаш-тартиш йүз бәргәндә, мунасивитимизни қандақ әслигә кәлтүрәләймиз?
11 Бәзи чағларда һәтта пишип йетилгән етиқатчилар арисидиму бирликкә келәлмәслик яки талаш-тартиш йүз бериши мүмкин. Паул вә униң йеқин дости Барнаба арисида шундақ иш йүз бәргән. Иккиси вәз ейтиш сәпиридә Маркни өзлири билән елиш-алмаслиқ тоғрисида талаш-тартиш қилишқан. Уларниң арисида қаттиқ талаш-тартиш болуп, бир-биригә аччиқлинип, бир-биридин айрилип кәткән (Әлч. 15:37—39). Бирақ Паул, Барнаба вә Марк өзлириниң арисидики мунасивәтни яхшилап, җамаәтниң течлиғини вә инақ-иттипақлиғини қәдирләйдиғанлиғини көрсәткән. Паул кейинирәк Барнаба вә Марк һәққидә яхши гәпләрни қилған (Кор. 1-х. 9:6; Кол. 4:10). Җамаәттики қериндашлар билән аримизда талаш-тартиш йүз бериши мүмкин. Бизму мунасивитимизни яхшилап, қериндашлиримизниң яхши тәрәплиригә давамлиқ диққәт ағдурушимиз керәк. Шундақ қилғанда, течлиқ вә инақ-иттипақлиққа өз һәссимизни қошумиз (Әфәс. 4:3).
ПАУЛ ҚЕРИНДАШЛИРИНИҢ ИМАН-ЕТИҚАДИНИ КҮЧӘЙТКӘН
12. Қериндашлиримиз қайси бәзи синақларға дуч келиватиду?
12 Әгәр қериндашлиримизниң Йәһва Худаға болған ишәнчисини күчәйтсәк, уларниң иман-етиқадини күчәйтимиз. Бәзи қериндашлиримизни Йәһва гувачилири болмиған аилә әзалири, хизмәтдашлири яки савақдашлири мәсхирә қилиши мүмкин. Бәзиләр саламәтлиги начар болғачқа, қийниливатқан болуши яки болмиса, қәлб ярисини сақайтиш үчүн тиришиватқан болуши мүмкин. Йәнә бәзилири узун жиллар илгири суға чөмдүрүлгән болуп, бу заманниң ахирлишиш пәйтини күтиватиду. Мошу вәзийәтләр Мәсиһ әгәшкүчилириниң иман-етиқадини синиши мүмкин. Биринчи әсирдики җамаәттә қериндашлар шуниңға охшаш синақларға дуч кәлгән. Паул әшу қериндашлириниң иман-етиқадини қандақ күчәйткән?
13. Иман-етиқади үчүн мәсхиригә учриғанларға Паул қандақ ярдәм бәргән?
13 Паул қериндашлириниң етиқадини мустәһкәмләш үчүн Муқәддәс Язмиларни қолланған. Мәсилән, биринчи әсирдики йәһудий Мәсиһ әгәшкүчилири йәһудий диниға ишинидиған аилә әзалириниң әйиплишигә қандақ җавап беришни биләлмигән болуши мүмкин. Шәк-шүбһисизки, Паулниң Ибранийларға язған хети йәһудий етиқатчиларниң иман-етиқадини интайин күчләндүргән (Ибр. 1:5, 6; 2:2, 3; 9:24, 25). Паулниң қайил қиларлиқ чүшәндүрүшлири етиқатдашларниң өзлиригә қарши чиққанларға қандақ җавап берәлишигә ярдәм бәргән. Бүгүнки күндә бизму мәсхиригә дуч кәлгән қериндашлиримизниң Муқәддәс китапқа асасланған нәшрий материаллиримизни ишлитип, өз иман-етиқадини башқиларға чүшәндүрүп берәлишигә ярдәм берәләймиз. Әгәр аримиздики яшлар пүткүл каинатни Худаниң яратқанлиғиға ишәнгәнлиги үчүн мәсхиригә учриған болса, биз уларға «Мәвҗудат өз-өзидин пәйда болдиму?» (рус) вә «Мәвҗудатниң мәнбәси. Бәш муһим соал» (рус) китапчилиридики мәлуматлардин пайдилинип, ярдәм бәрсәк, улар немә үчүн өзлириниң Яратқучиға ишинидиғанлиғини башқиларға чүшәндүрүп берәләйду.
14. Паул вәз ейтиш вә тәлим бериш ишлири билән бәнт болған болсиму, йәнә немә иш қилған?
14 Паул өз қериндашлирини яхши ишлар арқилиқ меһир-муһәббәт көрситишкә дәвәт қилған (Ибр. 10:24). У сөзлири биләнла әмәс, бәлки әмәлий иш-һәрикәтлири биләнму қериндашлириға ярдәм бәргән. Мәсилән, Йәһудийәдики қериндашлар ачарчилиққа дуч кәлгәндә, Паул улар еһтияҗлиқ бәзи нәрсиләрни әкелип бәргән (Әлч. 11:27—30). Гәрчә Паул вәз ейтиш вә тәлим бериш ишлири билән бәнт болуп жүрсиму, һәрдайим маддий нәрсиләргә муһтаҗ болған кишиләргә ярдәм бериш йоллирини издигән (Гал. 2:10). Шундақ қилиш арқилиқ у қериндашлириниң Тәңри Йәһваниң уларға ғәмхорлуқ қилидиғанлиғиға болған ишәнчисини күчәйткән. Бизму бүгүнки күндә вақтимизни, күчимизни вә маһаритимизни ишлитип, тәбиий апәттин қутқузуш ишлириға ярдәм бәрсәк, етиқатчи қериндашлиримизниң иман-етиқадини күчәйтимиз. Биз йәнә дуния йүзидә елип бериливатқан шу хизмәт үчүн дайим ианә бериш арқилиқму шундақ қилалаймиз. Бу вә башқа усуллар арқилиқ қериндашлиримизниң Йәһва Худаниң уларни һәргиз ташлимайдиғанлиғиға болған ишәнчисини күчәйтәләймиз.
15, 16. Етиқади аҗизлиған қериндашлиримизға қандақ ярдәм беришимиз керәк?
15 Паул иман-етиқатта аҗизлашқанларға ярдәм беришни тохтатмиған. У уларға һисдашлиқ қилип, мулайим вә йеқимлиқ сөзләрни қилған (Ибр. 6:9; 10:39). Мәсилән, Ибранийларға язған хетидә у дайим «биз» вә «бизгә» дегәндәк сөзләрни ишлитип, шу арқилиқ өзиниңму шу нәсиһәт сөзлиригә қулақ селиши керәклигини көрсәткән (Ибр. 2:1, 3). Паулға охшаш, бизму иман-етиқади аҗизлашқан қериндашларға ярдәм бериштин ваз кәчмәймиз. Әксинчә, уларға һәқиқий көңүл бөлүш арқилиқ уларниң иман-етиқадини күчәйтимиз. Мошу усулда уларға болған сөйгү-муһәббитимизни ипадиләймиз. Мулайим вә йеқимлиқ сөз қилсақ, уларниң қәлбигә тәсир қилип, уларға илһам-мәдәт берәләймиз.
16 Паул қериндашларни Йәһваниң уларниң қилған яхши ишлиридин хәвәрдар екәнлигигә ишәндүргән (Ибр. 10:32—34). Етиқади аҗизлап кәткән қериндишимизға ярдәм қилғанда, бизму Паулға охшаш қилалаймиз. Қериндашниң һәқиқәткә қандақ кәлгәнлигини сөзләп беришкә яки өтмүштә Йәһва Худаниң өзини қоллап-қувәтлигәнлигини һис қилған пәйтләр һәққидә қайта ойлашқа дәвәт қилсақ болиду. Бу пурсәттин пайдилинип, у илгири көрсәткән меһир-муһәббитини Йәһваниң унтуп қалмайдиғанлиғиға вә кәлгүсидә уни ташлимайдиғанлиғиға ишәндүрәләймиз (Ибр. 6:10; 13:5, 6). Бундақ сөһбәтләр шундақ қәдирлик қериндашлиримизниң Худаға хизмәт қилиш арзу-истигини қайта ойғитиши мүмкин.
ДАВАМЛИҚ БИР-БИРИҢЛАРНИ ИЛҺАМЛАНДУРУҢЛАР
17. Қайси маһарәтлиримизни давамлиқ ашуралаймиз?
17 Вақитниң өтүшигә әгишип, қурулуш ишчисиниң маһарити өскәнгә охшаш, бизму бир-биримизниң иман-етиқадини күчәйтиштә техиму маһир болалаймиз. Өтмүштә синақларға бәрдашлиқ бәргәнләрниң кәчүрмишлирини ейтип бериш арқилиқ қериндашларниң синақларға бәрдашлиқ бериши үчүн күчкә егә болушиға ярдәм берәләймиз. Башқиларда көргән артуқчилиқ тәрәпни тилға елиш, инақ-иттипақлиғимиз тәһдиткә учриғанда, тинч-хатирҗәмликни сақлаш вә аримизда талаш-тартиш болғанда, мунасивитимизни қайта яхшилаш арқилиқ аримизда тинч-инақлиқни сақлашқа өз һәссимизни қошалаймиз. Қериндашлиримиз билән муһим Муқәддәс китап һәқиқити һәққидә сөһбәтлишиш, әмәлий ярдәм бериш вә иман-етиқади аҗизлиған қериндашларни қоллап-қувәтләш арқилиқ бир-биримизниң етиқадини давамлиқ күчәйтәләймиз.
18. Сиз немә қилишни қәтъий қарар қилдиңиз?
18 Худаға хизмәт қилиш үчүн қоллинилидиған беналарни селиш ишлириға қатнашқанлар өзлирини хошал һис қилип, көңли қанаәт тапиду. Бизму җамаәттә қериндашлиримизниң иман-етиқадини күчәйтишкә ярдәм бәргәндә, шат-хорамлиққа чөмүп, көңлүмиз қанаәт тапиду. Ахири конирап чирип кетидиған беналарға охшимайдиған йери, бизниң хизмитимиз мәңгүгә давам қилиду. Шуңа һәммимиз бир-бириңларни бурунқиға охшаш давамлиқ рәғбәтләндүрүп, бир-бириңларниң иман-етиқадини күчәйтиңлар дегән нәсиһәткә қәтъий қулақ салайли (Сал. 1-х. 5:11).
50-НАХША Худаниң меһир-муһәббәт үлгиси
a Бүгүнки күндә һаят кәчүрүш интайин қийин. Етиқатчи қериндашлиримиз нурғун бесимларға дуч кәлмәктә. Әгәр уларни рәғбәтләндүрүшниң йоллирини издисәк, уларға һәқиқий ярдәм берәләймиз. Шундақ қилишимизға әлчи Паулниң мисалини муһакимә қилиш ярдәм бериду.
b СҮРӘТТӘ: Бир дада қизиниң Рождество байримини тәбрикләш бесимиға қарши туруш үчүн нәшир материаллиримиздин тепилған мәслиһәтләрни қандақ қоллиналайдиғанлиғини көрситип бериватиду.
c СҮРӘТТӘ: Бир җүп башқа йәргә берип, тәбиий апәттин қутқузуш ишиға ярдәм бериватиду.
d СҮРӘТТӘ: Бир ақсақал иман-етиқади аҗизлашқан бир бурадәрни йоқлап кәлди. Шу бурадәргә бир нәччә жиллар илгири бирликтә Пионерлар мәктивидә қатнашқандики бир парчә сүрәтни көрситиватиду. Әшу сүрәт уларниң илгири хошал өткүзгән вақитлирини әслитиватиду. Шу бурадәр Йәһва Худаға хизмәт қилған вақтидики хошаллиқни қайта һис қилишни арзу қилишқа башлайду. Вақти кәлгәндә, у җамаәткә қайтип келиду.