Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Оқурмәнләрниң cоаллири

Оқурмәнләрниң cоаллири

Тимотийға 1-хәт 5:21дә тилға елинған «талланған пәриштиләр» дегән кимләр?

Әлчи Паул ақсақал болуп хизмәт қилған Тимотийға мундақ дәп язған: «Худаниң, Мәсиһ Әйсаниң вә талланған пәриштиләрниң алдида алдин-ала, вә халиғиниңчә қарар чиқармай, мошу көрсәтмиләргә әмәл қилишиңни пүткүл җиддийлиқ билән буйримән» (Тим. 1-х. 5:21).

«Талланған пәриштиләр» кимләр екәнлигини билиш үчүн, авал бу пәриштиләр топиға кимләр кирмәйдиғанлиғини биливалайли. Улар 144 000 майланғанлар әмәс екәнлиги ениқ. Чүнки әлчи Паул бу хәтни Тимотийға язған вақитта, бирму майланған Мәсиһ әгәшкүчиси асмандики һаятқа техи тирилмигән еди. Демәк, әлчиләр вә башқа майланғанлар техи асманда, йәни роһий аләмдә яшимиғачқа, улар «талланған пәриштиләргә» ятмайду (Кор. 1-х. 15:50—54; Сал. 1-х. 4:13—17; Йоһ. 1-х. 3:2).

Йәнә, «талланған пәриштиләргә» Нуһ пәйғәмбәрниң заманида Худаға бойсунмиған пәриштиләрму ятмайду. Чүнки улар Шәйтанға әгишип җинларға айланғачқа, Әйсаниң дүшмәнлири болди (Ярит. 6:2; Луқа 8:30, 31; Пет. 2-х. 2:4). Келәчәктә Әйса уларни 1000 жилға кишәнләп, һаңға ташлайду. Униңдин кейин улар Шәйтан Иблис билән һалак болиду (Йәһ. 6; Вәһ. 20:1—3, 10).

Әлчи Паул «талланған пәриштиләр» тоғрисида ейтқанда, Худа вә Әйса Мәсиһкә садиқ хизмәт қиливатқан пәриштиләрни нәзәрдә тутқан болуши керәк.

Асманда миңлиған садиқ пәриштиләр бар (Ибр. 12:22, 23). Улар һәртүрлүк тапшурмилар атқуриду (Вәһ. 14:17, 18). Мәсилән, бир пәриштә 185 000 ассурийәлик әскәрни өлтүрүвәткән (Пад. 2-яз. 19:35). Әйса нурғун пәриштиләрни «Падишалиғидин башқиларға путликашаң болидиғанларни вә яманлиқ қилғучиларни» жиғип елиш үчүн тәйинлигән болуши мүмкин (Мәт. 13:39—41, ЙД). Башқа пәриштиләр болса, «талланғанларни. . . жиғип, бир йәргә [асманға] җәм қилиду» (Мәт. 24:31, ЙД). Йәнә башқилири бизни һимайә қилиду (Зәб. 91:11; Мәт. 18:10; Мәтта 4:11ни селиштуруң; Луқа 22:43).

Тимотийға 1-хәт 5:21дә йезилған «талланған пәриштиләр» Худаниң хәлқигә ярдәм бериш үчүн тәйинләнгән пәриштиләрни билдүрсә керәк. Авалқи айәтләргә қарисақ, әлчи Паул ақсақалларға вәзипилирини қандақ орунлиши керәклиги вә җамаәттикиләр уларни һөрмәтлиши керәклиги тоғрилиқ нәсиһәт бәргән. Ақсақаллар болса, өз новитидә һечкимгә йүз-хатирә қилип ян басмайду вә алдирап қарар қилмайду. Йәһва Худа, Әйса Мәсиһ вә «талланған пәриштиләр» ақсақалларниң җамаәткә қандақ ғәмхорлуқ қиливатқанлиғиға нәзәр селиватқанлиқтин, бу нәсиһәткә қулақ селиш интайин муһим еди. Буниңдин ениқ көрүмизки, пәриштиләр җамаәтләргә ярдәм бериш үчүн тәйинләнгән. Мәсилән, улар бизни һимайә қилиду, вәз хизмитидә йол-йоруқ көрситиду вә көргән-билгән нәрсилирини Йәһваға ейтип бериду (Мәт. 18:10; Вәһ. 14:6).