Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ТӘРҖИМИҺАЛ

Мән һәргиз үгинишни тохтатмиған

Мән һәргиз үгинишни тохтатмиған

УЛУҚ УСТАЗИМ Йәһваға мени үгитип келиватқанлиғи үчүн рәхмәт ейтимән (Йәшая 30:20). У бизни Өзиниң Сөзи Муқәддәс китап, әҗайип яратмилири вә Өзиниң тәшкилати арқилиқ үгитип келиватиду. У йәнә бизни үгитиш үчүн сөйүмлүк бурадәр-қериндашлиримизниму ишлитиду. Мән 97 яшқа кирсәмму, Йәһва Худадин тәлим елишни давамлаштуриватимән. Келиң, бу тоғрилиқ силәргә ейтип берәй.

1948-жили, аиләм билән биллә

Мән 1927-жили Чикагониң қешидики кичик шәһәрдә туғулдум. Биз бәш қериндаш: һәдәм Джетта, акам Дон, мән, укам Карл вә сиңлим Джой. Биз аилимиз билән Йәһва Худаға пүткүл вуҗудимиз билән хизмәт қилишқа бәл бағлиған едуқ. Джетта һәдәм 1943-жили Гилиад мәктивиниң иккинчи синипида оқуди. Дон акам, Карл вә Джой кәйнидин кәйни 1944, 1947 вә 1951-жиллири Бруклиндики Бәйтәлдә хизмәт қилишқа чақирилди. Уларниң вә ата-анамниң көрсәткән үлгиси мени илһамландуруп, Йәһва Худаға көпирәк хизмәт қилишқа дәвәт қилди.

БИЗНИҢ АИЛИМИЗ ҺӘҚИҚӘТНИ ТОНУДИ

Мениң ата-анам Муқәддәс китапни оқуйдиған вә Худани яхши көридиған адәмләр еди. Улар Худани яхши көрүшкә бизниму үгәтти. Лекин дадам Биринчи дуния урушиға қатнишип кәлгәндин кейин чиркоға дегән һөрмитини йоқатқан еди. Дадамниң уруштин аман-есән өйгә қайтип кәлгинигә апам Худаға интайин миннәтдар еди. Шуңа у дадамға: «Карл, кәттуқ бурунқидәк чиркоға барайли»,— деди. Дадам болса: «Мән сиз билән барай, амма мән ичигә кирмәймән»,— деди. Апам: «Немишкә?»,— дәп сориди. Дадам: «Уруш җәриянида бир-биригә қарши тәрәпниң диний рәһбәрлири бир диндин болсиму, улар өз әскәрлириниң ғәлибә қазиниши үчүн дуа қилатти. Шуниңда Худа ким тәрәптә?»— дәп җавап бәрди.

Күнләрниң бир күни апам чиркоға кәткәндә, икки Йәһва гувачи өйүмизгә кәлди. Улар Муқәддәс китапниң Вәһий китавини чүшәндүридиған «Йоруқ» намлиқ китавиниң 2 томини дадамға тәғдим қилди. Дадамға бу китап қизиқарлиқ көрүнүп, уларни еливалди. Кейин бу икки китапни апам байқап қелип, уни оқушқа башлиди. Бир күни апам гезиттики уқтурушни көрүп қалди. У йәрдә адәмләрни «Йоруқ» намлиқ китавиниң ярдими билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишқа тәклип қилған еди. Апам шу тәклипни қобул қилди. У бәлгүләнгән җайға барғанда бир яшанған аял уни күтивалди. У ишикни ачқанда апам қолидики китапни көрситип, «мошу йәрдә бу китапни тәтқиқ қиламду?» дәп сориди. Яшанған аял: «Һә сақам, киргинә»,— деди. Кейинки һәптидин башлап, апам бизниму шу дәрисләргә елип баридиған болди.

Шу учришишларниң биридә оқулған бирнәччә айәт маңа қаттиқ тәсир қилди. Мәсилән, Зәбур 144:15тә Йәһваға ибадәт қилғанларниң бәхитлик екәнлиги йезилған. Тимотийға 1-хәт 1:11дә Йәһва «бәхитлик Худа» вә Әфәсликләргә 5:1дә «Худадин үлгә елиңлар» дәп йезилған. Мошу айәтләрдин мән шундақ хуласигә кәлдим: мән Яратқучимға хошаллиқ билән хизмәт қилип, пүткүл һаятимни өзгәрткән һәқиқәт үчүн миннәтдар болушим керәк.

Әң йеқин җамаәт Чикагодин 32 километр жирақлиқта болған. Шундақ болсиму, биз дайим җамаәткә бараттуқ. Мән Муқәддәс китап тоғрилиқ көпирәк билишкә башлидим. Бир күни есимдә, Джетта қолини көтирип җавап бәрди. Уни тиңшап мән мундақ дәп ойлидим: «Мән буни билимәнғу. Мәнму қолумни көтирип җавап бәрсәм болидикән». Шундақ қилип мән җамаәткә тәйярлиқ қилип, җавап беришкә башлидим. Әң муһими, қериндашлиримға охшаш мениңму Йәһва Худа билән болған мунасивитим техиму йеқин болушқа башлиди. Шуңа, мән 1941-жили чөмдүрүлүштин өттүм.

КОНГРЕССЛАРДА ЙӘҺВАДИН ТӘЛИМ ЕЛИШ

1942-жили Огайо штатидики Кливленд шәһиридә өткән конгресс алаһидә есимдә қалди. Шу программиға Қошма Штатлардики 50тин ошуқ шәһәрдин бурадәр-қериндашлар телефон арқилиқ қошулди. Конгресс өтидиған җайниң қешида бурадәрләр палаткидин чедирлар орнатти. Биз аилимиз билән шу йәрдә турдуқ. Шу вақитта иккинчи Дуниявий уруши болувататти. Йәһва гувачилири пат-пат зиянкәшликкә дуч кәлгән еди. Кәчқурунлиғи мән бир нәрсини байқидим. Бурадәрләр бизниң бехәтәрлигимизни ойлап, машинилирини лагерьниң қешиға қойған. Машининиң алдинқи йоруғи лагерь тәрәпкә қарап әмәс, униңға қариму-қарши тәрәпкә қарита қоюлған. Улар өз ара келишип, һәрбир машинида бир бурадәр қелип, кечичә күзитиши керәк болған. Әгәр бирси һуҗум қилмақчи болса, улар йоруқлирини қошуп, машининиң сигналини басатти. Машининиң йоруғидин дүшмәнләр һечнемә көрмәй қалатти вә шу вақитта башқа бурадәрләр ярдәм қилиш үчүн келишкә үлгирәтти. Шу чағда мән мундақ дәп ойлидим: «Қандақ яхши! Йәһваниң хәлқи һәммә нәрсигә тәйяр!» Шуниң үчүн мән хатирҗәм ухлап, һечнемини әнсиримидим.

Шу конгресс тоғрилиқ ойлисам, апам һечнемини ғәм қилмай, көңли тинч болғанлиғини чүшинимән. У Йәһва Худаниң тәшкилатиға йүз пайиз ишәнгән. Апамниң үлгиси жүригимдә өчмәс бир әслимә қалдурди.

Шу конгрессниң алдида апам пионерлиқ хизмитини башлиған еди. Шуңа толуқ вақитлиқ хизмәт тоғрилиқ нутуқлар болғанда, апам алаһидә диққәт қилип тиңшатти. Өйгә қайтиватқанда у бизгә мундақ деди: «Мән давамлиқ пионер болғум келиду, бирақ өй оқәтлирини үлгиримәнму дәп әнсириватимән. Силәр маңа ярдәм берәләмсиләр?»— дәп сориди. Биз «һә, әлвәттә ярдәм беримиз» дедуқ. Шуңа нашта қилишниң алдида у һәрбиримизгә бир-икки бөлмини бесиқтурушқа тапшуруқ берәтти. Биз мәктәпкә кәткәндин кейин, у бөлмиләрни қарап чиқип хизмәткә кетәтти. Апамниң ишлири җиқ болсиму, у бизгә дайим көңүл бөләтти. Биз мәктәптин кейин чүшлүк ашқа кәлгичә, у вәз хизмитигә берип келип, өйдә бизни күтәтти. Гайибир күнлири биз апам билән мәктәптин кейин хизмәткә чиқаттуқ. Бу бизгә пионерлиқ хизмәтниң немә екәнлигини уқушқа ярдәм бәрди.

ТОЛУҚ ВАҚИТЛИҚ ХИЗМӘТНИ БАШЛИДИМ

Мән 16 йешимда пионерлиқ хизмитимни башлидим. Шу вақитта дадам техи Гувачи болмисиму, хизмитим тоғрилиқ сорап туратти. Бир күни ахшими мән униңға қанчә издисәмму, Муқәддәс китап үгинишини тапалмайватқанлиғимни ейттим. Кейин мән униңдин: «Сиз мениң билән Муқәддәс китап үгинишни халаттиңизму?»— дәп соридим. У кичиккинә ойлинип: «Оқусақ оқайли»,— деди. Дадам мениң биринчи Муқәддәс китап үгәнгүчим болған. Бу мән үчүн чоң шан-шәрәп болған еди!

Биз «Һәқиқәт сизни азат қилиду» китавини тәтқиқ қилдуқ. Үгиниш вақтида дадам маңа яхши оқуғучи вә уста тәлим бәргүчи болушқа ярдәм бериватқанлиғини байқидим. Мәсилән, бир күни абзацни оқуп болғандин кейин, у мениңдин мундақ дәп сориди: «Китапта йезилғанларниң һәммисини чүшәндим, бирақ униң раст екәнлигини қәйәрдин билимән?» Мән буниңға қандақ җавап беришим керәклигини билмидим. Шуңа униңға мундақ дедим: «Буниң җававини билмәймән, бирақ кейинки дәристә сизгә чоқум җавап беришкә тиришимән». Шуңа, мән бу мавзу тоғрилиқ бирнәччә айәтләрни тепивелип, соалиға җавап бәрдим. Шуниңдин кейин үгинишлиримизгә яхши тәйярлиқ қилип, чоңқурирақ тәтқиқ қилишқа башлидим. Бу өзүмгиму, дадамғиму роһий җәһәттин өсүшкә ярдәм бәрди. У һаятида өзгиришләрни қилип, 1952-жили чөмдүрүлүштин өтти.

БИЛИМИМНИ АШУРҒАН ЙЕҢИ МӘХСӘТЛӘР

Мән 17 йешимда ата-анамдин бөләк турушқа башлидим. Джетта һәдәм a миссионер болди. Дон акам болса, Бәйтәлдә хизмәт қилишқа башлиди. Иккилиси хизмәтни интайин яхши көрәтти. Улар маңа көп илһам бәрди. Шундақ қилип мән Бәйтәлгә вә Гилиад мәктивигә илтимасни тоштуруп, һәммини Йәһва Худаниң қолиға тапшурдум. Буниң нәтиҗиси қандақ болди? 1946-жили мени Бәйтәлгә тәклип қилди.

Жиллар давамида Бәйтәлдә мән һәртүрлүк хизмәтләрни атқурдим. Бу маңа йеңи нәрсиләрни үгинишкә мүмкинчилик яратти. Бәйтәлдә хизмәт қиливатқинимға 75 жил болди. Мән китапларни бесишқа, кирим-чиқимни һесаплашқа, Бәйтәлгә керәк нәрсиләрни сетип елишқа вә уларни керәк җайға йәткүзүшкә үгәндим. Йәнә, Бәйтәлдики әтигәнлик ибадәт вә нутуқлар маңа интайин яқиду. Уларниң ярдими билән мениң роһий билимим ешиватиду.

Ақсақаллар мәктивидә дәрис өткүзиватимән

Йәнә мән Бәйтәлдә 1947-жилдин башлап хизмәт қиливатқан Карл укамдин көп нәрсиләргә үгәндим. У Муқәддәс китапни интайин яхши тәтқиқ қилатти вә тәлим бериштә уста еди. Бир вақиә мениң есимдә. Бир күни мән нутуқ тәйярлаш үчүн, униңдин ярдәм соридим. Мән көп мәлуматларни жиғип, Карлдин буларни қандақ қоллинишқа болидиғанлиғини соридим. У маңа бир соал қойди: «Джоел, әслидә нутуғиңниң мавзуси қандақ еди?» Мән униң немә демәкчи болғанлиғини бирдин чүшәндим. Мән пәқәтла мавзуни яхши чүшәндүридиған асасий мәлуматларни қоллинип, керәк әмәс қошумчә ойларни елип ташлишим керәк еди. Укам бәргән мәслиһәтни һечқачан унтумаймән.

Бәйтәлдә хошаллиқ билән хизмәт қилиш үчүн биз вәз хизмитигә паал қатнишимиз муһим. Шу чағда илһам беридиған вақиәләр болуп туриду. Нью-Йорк шәһириниң Бронкс дегән районида бир бурадәр билән хизмәт қилғиним есимдә. Алдинқи қетим «Күзитиш мунари» вә «Ойғиниш!» журналини алған бир аялға йолуқуп, униңға мундақ дедуқ: «Бүгүн биз адәмләргә Муқәддәс китаптики илһам беридиған ойлар тоғрилиқ ейтиватимиз». У болса: «Әгәр бу Муқәддәс китап тоғрилиқ болса, мәрһәмәт, кириңлар»,— деди. Биз Худа Падишалиғи вә йәрдики җәннәт тоғрилиқ Муқәддәс китаптин бирнәччә айәтләрни оқуп бәрдуқ. Бу униңға қаттиқ тәсир қилди вә биз келәрки һәптидә кәлгәндә, у бизни тиңшаш үчүн өзлириниң достлирини чақирипту. Кейин у йолдиши иккиси Йәһва гувачи болди.

ҺӘМРАЙИМДИН КӨП НӘРСИГӘ ҮГӘНДИМ

Мән той қилишни ойлап жүрдүм. Бирақ 10 жил өткәндин кейин лаяқәмни таптим. Яхши аял тепишимға маңа немә ярдәм бәрди дәйсизғу? Мән бу тоғрилиқ көп дуа қилдим вә өйләнгәндин кейин аялим иккимиз қандақ иш билән шуғуллинишни халайдиғанлиғим тоғрилиқ ойландим.

Мери иккимиз җамаәтләрни зиярәт қиливатимиз

1953-жили Янки стадионида өткән конгресста Мери Эниол қериндаш билән тонуштум. У Джетта һәдәм билән Гилиад мәктивидә оқупту вә кейин биллә миссионер сүпитидә хизмәт қилған. Мери маңа Кариб араллиридики миссионерлиқ хизмитини вә Муқәддәс китап үгәнгүчилири тоғрилиқ һаяҗанлинип ейтип берәтти. Биз бир-биримизни йеқинирақ тонуғансири, охшаш мәхсәтлиримиз бар екәнлигигә көзүмиз йәтти. Бир-биримизгә болған муһәббитимиз күчийип, 1955-жили апрель ейида той қилдуқ. Мери мән үчүн Йәһвадин кәлгән әҗайип соғат еди. Мән униңдин көп нәрсиләрни үгәндим. У қандақ тапшуруқ алмисун, дайим хошаллиқ билән атқурған. У ишләмчан, башқиларниң ғемини йәйдиған вә Падишалиқ ишлирини дайим биринчи орунға қоятти (Мәт. 6:33). Биз үч жил давамида районлуқ хизмәттә болуп, җамаәтләрни зиярәт қилдуқ. Кейин, 1958-жили бизни Бәйтәлгә тәклип қилди.

Мән Меридин көп нәрсигә үгәндим. Мәсилән, биз әнди той қилғанда Муқәддәс китаптин тәхминән 15 айәтни һәр күни биллә оқуймиз дәп қарар қилдуқ. Оқуғандин кейин шу айәтләрни мулаһизә қилип, һаятимизда қандақ қоллинишқа болидиғанлиғини ойлаттуқ. Мери пат-пат Гилиад мәктиви вә миссионерлиқ хизмитидин билгәнлирини ейтип берәтти. Шуниң ярдими билән мән көп нәрсиләрни чоңқур чүшинидиған болдум. У маңа уста натиқ болушқа вә аял қериндашларға қандақ илһам берәләйдиғанлиғимни чүшинишимгә ярдәм бәрди (Пәнд н. 25:11).

Мениң сөйүмлүк Мери һәмрайим 2013-жили қайтиш болди. Мән уни йеңи дунияда көрүшни тақәтсизлик билән күтиватимән. Шу вақит кәлмигичә, мән пүтүн вуҗудум билән давамлиқ Йәһвадин үгинип, Униңға тайинишқа бәл бағлидим (Пәнд н. 3:5, 6). Йәһваниң хәлқи йеңи дунияда қандақ ишларни атқуридиғанлиғи тоғрилиқ ойлисам, бу маңа илһам бериду вә хошал болуп кетимән. Шу вақитта Улуқ тәлим бәргүчи Йәһва Худадин үгинип, У тоғрилиқ көп нәрсиләрни билимиз. Мән Йәһва Худаға Униң меһир-шәпқити вә маңа көп нәрсиләрни үгәткини үчүн миң қәдәр тәшәккүр дәймән.

a Джетта Суналниң тәрҗимиһалини оқуш үчүн «Күзитиш мунари» (рус) 2003-жил, 1-март саниниң 23—29 бәтлиригә қараң.