Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

37-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Йәһваға бойсунушқа тәйяр болайли

Йәһваға бойсунушқа тәйяр болайли

«Роһий һаятимизниң Атисиға техиму көпирәк беқиниш — һәм яшаш керәк әмәсму?» (ИБР. 12:9).

46-НАХША Йәһва — Падишайимиз!

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Биз немә үчүн Йәһваға бойсунишимиз керәк?

 ЙӘҺВА ХУДА бизни яратқанлиқтин, биз Униңға бойсунушимиз b керәк. Яратқучимиз сүпитидә Униң бизгә неминиң тоғра, неминиң натоғра екәнлигини ейтиш һоқуқи бар (Вәһ. 4:11). Лекин Йәһваға итаәт қилишимизниң йәнә бир муһим сәвәви — У әң яхши Һөкүмран. Тарихқа нәзәр салсақ, көплигән адәмләр башқилар үстидин һөкүмранлиқ қилип кәлгән. Улар билән селиштурғанда, Йәһва Худа әң дана, меһир-муһәббәтлик вә рәһим-шәпқәтлик Һөкүмрандур (Чиқ. 34:6; Рим. 16:27; Йоһ. 1-х. 4:8).

2. Ибранийларға 12:9—11дә Йәһваға бойсунушниң қандақ сәвәплири йезилған?

2 Көйүмчан Атимиз Йәһва Униңдин қорққанлиқтин әмәс, Уни яхши көргәнликтин бойсунушимизни халайду. Әлчи Паул Ибранийларға язған хетидә биз Асмандики Атимизға тәйярлиқ билән итаәт қилишимиз керәклигини чүшәндүргән, чүнки У бизни өз пайдимиз үчүн тәрбийиләйду (Ибранийларға 12:9—11ни оқуң).

3. а) Йәһваға беқинидиғанлиғимизни қандақ көрситимиз? ә) Биз қайси соалларға җавап тапимиз?

3 Биз бар күчимиз билән Йәһваға итаәт қилишқа тиришқанда вә өзүмизниңкидә турувалидиған хулқимиз өз әқлимизгә тайиниш хаһиши билән күрәш қилғанда, Униңға беқинидиғанлиғимизни көрситимиз (Пәнд н. 3:5). Худаниң қилған ишлири тоғрилиқ көпирәк билгәнсири, Униңға бойсунуш биз үчүн асанирақ болиду. Чүнки биз һәммә иш-һәрикәтлиридә Униң есил пәзиләтлирини көримиз (Зәб. 145:9). Йәһва тоғрилиқ қанчә көп билсәк, Уни шунчә көп яхши көримиз. Йәһва Худани чин қәлбимиздин яхши көрсәк, бизгә ақ-қара, яхши-яманни арийдиған қаидиләрниң тизими керәк әмәс. Биз ой-пикир вә һис-туйғулиримизни Йәһва Худаниңкигә маслаштурушқа тиришип, яманлиқтин жирақ турушни үгинимиз (Зәб. 97:10). Лекин бәзидә Йәһваға бойсунуш немә үчүн бизгә қийин болуши мүмкин? Ақсақаллар Нәһәмиядин қандақ үлгә алалайду? Атилар Давут падишадин немини үгинәләйду? Анилар Мәрийәмни қандақ үлгә қилалайду? Келиңлар, бу соалларға җавап тапайли.

ЙӘҺВАҒА БОЙСУНУШ НЕМӘ ҮЧҮН ҚИЙИН БОЛУШИ МҮМКИН?

4, 5. Римлиқларға 7:21—23кә асасланғанда, Йәһваға бойсунуш немә үчүн қийин болуши мүмкин?

4 Йәһваға бойсунуш биз үчүн қийин болушиниң бир сәвәви — биз гунакар вә намукәммәл. Шуңа биз бойсунмаслиққа майил. Адәм ата билән Һава ана мәнъий қилинған мевини йәп, Худаға қарши чиққандин кейин, улар неминиң яхши, неминиң яман екәнлигини өзлири қарар қилған (Ярит. 3:22). Бүгүнки күндиму нурғун адәмләр биринчи җүпкә охшаш, Худани рәт қилиду вә неминиң яхши, неминиң яман екәнлигини өзлири қарар қилишни халайду.

5 Һәтта Йәһва Худани тонуйдиған вә Уни яхши көридиған адәмләр үчүнму һәрдайим Униңға бойсунуш асан әмәс. Әлчи Паул буни өз бешидин өткүзгән (Римлиқларға 7:21—23ни оқуң). Паулға охшаш, бизму Йәһва тоғра дәп һесаплайдиған ишларни қилишни халисақму, һәрқачан яман ишларни қилиш истиги билән күрәш қилишимизға тоғра келиду.

6, 7. Худаға бойсунушниң немә үчүн қийин болидиғанлиғиниң йәнә бир сәвәви қандақ? Мисал кәлтүрүң.

6 Бойсунушниң асан болмиғанлиғиниң йәнә бир сәвәви — бизгә мәдәнийитимиз вә өп-чөримиздикиләрниң ой-пикри тәсир қилиду. Инсанларниң ой-пикри Йәһваниң ой-пикригә тамамән охшимиғанлиқтин, әтрапимиздики кишиләрниң тәсиригә учримаслиқ үчүн көп күч чиқиришимиз лазим. Бир мисални көрүп чиқайли.

7 Бәзи җайларда яшларни көп пул тепишқа үндәш — тәбиий нәрсидур. Мәликә c исимлиқ яш қериндаш шундақ қийинчилиққа дуч кәлгән. Һәқиқәтни билмигәндә, у өз дөлитидики әң даңлиқ алий мәктәпләрниң биридә оқуған. Өйдикилири уни һөрмәткә сазавәр кәсипкә егә болуп, жуқури маашлиқ ишқа киришкә мәҗбурлимақчи болған. Мәликәниң өзиму шуни халиған. Лекин Йәһва Худа тоғрилиқ билим елип, Униңға болған сөйгү-муһәббити күчәйгән вә шуниң билән у өз мәхсәтлирини өзгәрткән. Лекин бу Мәликә үчүн асан болмиған. У мундақ дәйду: «Бәзидә көп пул тепиш мүмкинчилиги пәйда болиду, лекин бу мән үчүн Йәһваға һазирқидәк көп хизмәт қилишқа тосалғу болидиғанлиғини билимән. Алған тәрбийәм сәвәвидин, бу мүмкинчиликни рәт қилиш бәк қийин. Шуңа мән Йәһваға дуа қилип, Униңға хизмәт қилишқа тосалғу болидиған иштин баш тартишқа ярдәм беришини ялвуримән» (Мәтта 6:24).

8. Биз немини көрүп чиқимиз?

8 Йәһваға бойсунуш өзүмиз үчүн пайдилиқ. Лекин һоқуқи барлар, мәсилән ақсақаллар, атилар вә анилар Худаға итаәт қилса, башқиларға пайда елип келәләйду. Һазир Йәһвани хурсән қилидиған усулда һоқуқини ишләткән Муқәддәс китаптики бирнәччә адәмниң мисалини көрүп, улардин немини үгинидиғанлиғимизни көрүп бақайли.

АҚСАҚАЛЛАР НӘҺӘМИЯДИН ҚАНДАҚ ҮЛГӘ АЛАЛАЙДУ?

Нәһәмияниң хәлиқ билән биллә Йерусалимниң тамлирини ясиғанға охшаш, ақсақалларму Ибадәт өйидики ишларға қатнишиду (9—11 абзацларға қараң) d

9. Нәһәмия қандақ қийинчилиқларға дуч кәлгән?

9 Йәһва ақсақалларға Өз хәлқигә ғәмхорлуқ қилишни тапшурған (Пет. 1-х. 5:2). Ақсақаллар Йәһваниң хәлқигә ғәмхорлуқ қилған Нәһәмиядин немини үгинәләйду? Нәһәмия Йәһуданиң һөкүмрани болғанлиқтин, униң хелә көп һоқуқи болған (Нәһ. 1:11; 2:7, 8; 5:14). Нәһәмия қандақ қийинчилиқларға дуч кәлгәнлигини әскә алайли. У йәһудийларниң ибадәтханини напак қилғанлиғини вә Қанунда көрситилгән бойичә ләвийләрни маддий җәһәттин қоллимиғанлиғини билгән. Нәһәмия йәнә уларниң Дәм елиш (Шаббат) күни тоғрисидики қанунни бузғанлиғи вә бәзи әр кишиләрниң ят хәлиқтин аял алғанлиғи һәққидиму билгән еди. Нәһәмия шу қийин вәзийәттә немә иш қилған еди? (Нәһ. 13:4—30).

10. Нәһәмия қийинчилиқларға учриғанда немә қилған?

10 Нәһәмия өз һоқуқидин пайдилинип, Худа хәлқини өз өлчәм-қаидилири бойичә иш тутушқа мәҗбурлимиған. Әксичә, у Йәһваға чин жүрәктин дуа қилип, ярдәм сориған вә хәлиқкә Йәһва Худаниң Қанунини үгәткән (Нәһ. 1:4—10; 13:1—3). Нәһәмия кичик пеиллиқни көрситип, һәтта Йерусалим тамлирини ясашқа ярдәм бәргән (Нәһ. 4:15).

11. Салоникилиқларға 1-хәт 2:7, 8гә асасән, ақсақаллар җамаәттикиләргә қандақ муамилә қилиши керәк?

11 Ақсақаллар шундақ қийинчилиқларға дуч кәлмәйду, шундақ болсиму Нәһәмиядин көп нәрсиләрни үгинәләйду. Мәсилән, улар қериндашларға ярдәм бериш үчүн көп күч чиқириду, һоқуқи болғанлиқтин, өзини башқилардин жуқури санимайду. Улар җамаәттикиләргә меһрибанлиқ билән муамилә қилиду (Салоникилиқларға 1-хәт 2:7, 8ни оқуң). Кәмтәр болғачқа вә башқиларни чин жүрәктин яхши көргәчкә, ақсақаллар улар билән силиқ-сипайә сөзлишиду. Асимҗан дегән тәҗрибилик ақсақал мундақ дәйду: «Байқишимчә, ақсақалларниң меһрибанлиғи вә иллиқ муамилиси қериндашларни җәлип қилиду. Ақсақалларниң шундақ сүпәтлири қериндашларни улар билән әркин хизмәт қилишқа дәвәт қилиду». Көп жиллар ақсақал болуп келиватқан Таһир: «Мән Филипиликләргә 2:3тики нәсиһәткә қулақ селип, башқиларни өзүмдин артуқ дәп санашқа тиришимән. Бу маңа башқиларни бойсунушқа мәҗбурлимаслиққа ярдәм бериду»,— дәп ейтқан.

12. Ақсақаллар немә үчүн кәмтәр болуши муһим?

12 Ақсақаллар Йәһва Худани үлгә қилип, кәмтәр болуши керәк. Йәһва Аләмниң Алий Һөкүмрани болсиму, Өзини төвән тутуп, намратларни топа-чаңдин көтириду (Зәб. 18:35; 113:6, 7). Йәһва тәкәббур кишиләрдин жиргиниду (Пәнд н. 16:5).

13. Ақсақаллар немә үчүн «тилини тизгинлиши» керәк?

13 Йәһва Худаға бойсунидиған ақсақал «тилини тизгинлиши» керәк. Чүнки тилиға егә болмиса, униңға һөрмәтсизлик қилған кишигә қопал сөзлиши мүмкин (Яқуп 1:26; Гал. 5:14, 15). Асимҗан йәнә мундақ дегән: «Мени ақсақал сүпитидә һөрмәт қилмиған қериндашларға бәзидә қаттиқ-қаттиқ сөз қайтурғум келиду. Лекин Муқәддәс китаптики садиқ адәмләрниң мисаллири тоғрилиқ ойлиниш кәмтәр вә кичик пеил болушниң муһимлиғини есимгә салиду». Ақсақаллар җамаәттикиләргә, шуниң ичидә башқа ақсақалларға, меһрибанлиқ вә һөрмәт билән сөзлигәндә, Йәһваға бойсуниду (Кол. 4:6).

АТИЛАР ДАВУТ ПАДИШАДИН НЕМИНИ ҮГИНӘЛӘЙДУ?

14. Йәһва Худа атиларға қандақ вәзипини бәргән?

14 Йәһва Худа атиларни аилә беши қилип бәлгүлигәч, уларниң вәзиписи балиларға тәлим-тәрбийә бериштур (Кор. 1-х. 11:3; Әфәс. 6:4). Бирақ бу атилар һоқуқини өзи халиғандәк қоллиналайду дегәнлик әмәс. Аилә беши өйдикилиригә қилған муамилиси үчүн аилиниң Асасчиси Йәһваниң алдида җавап бериду (Әфәс. 3:14, 15). Йәһва Худаға бойсунидиған атилар һоқуқини Униң көңлини хурсән қилидиған усулда қоллиниду. Улар Давут падишадин көп нәрсиләрни үгинәләйду.

Аилә бешиниң дуалиридин кәмтәр екәнлиги көрүнүши керәк (15, 16-абзацларға қараң) e

15. Немә үчүн Давут падишаниң үлгиси атиларниң диққитигә сазавәр?

15 Давут падиша сүпитидә көп һоқуққа егә болған. Йәһва Худа униң қолиға пәқәт аилисинила әмәс, пүтүн Исраил хәлқини тапшурған. Бәзидә Давут һоқуқини тоғра қолланмай, еғир гуна өткүзгән (Сам. 2-яз. 11:14, 15). Лекин у Йәһва Худаниң җазасини қобул қилип, Униңға итаәт қилған. Давут дуа қилип, Йәһваға ич бағрини төккән вә Униң нәсиһитигә қулақ селишқа бар күчини салған (Зәб. 51:1—4). Шуниң билән у кәмтәр болуп, әр кишиләрниңла әмәс, аялларниңму нәсиһитини қобул қилған (Сам. 1-яз. 19:11, 12; 25:32, 33). Давут өз хаталиқлиридин савақ алған вә Йәһва Худаға болған хизмитини һаятида биринчи орунға қойған.

16. Атилар Давуттин қандақ савақ алалайду?

16 Ата болсиңиз, Давут падишадин қандақ савақ алалайсиз? Йәһва Худа бәргән һоқуқтин натоғра пайдиланмаң. Хаталиқлириңизни бойниңизға елиң вә башқиларниң Муқәддәс китапқа асасланған нәсиһитини қобул қилиң. Шу чағда аилиңиз сизни кәмтәрлигиңиз үчүн һөрмәтләйдиған болиду. Аилиңиз билән биллә дуа қилғанда, улар сизниң Йәһваниң йол-йоруғиға муһтаҗ екәнлигиңизни көрсун. Әң муһими, Йәһваға болған хизмәт һаятиңизда биринчи орунда болсун (Қ. шәр. 6:6—9). Яхши үлгиңиз — сиз аилиңизгә берәләйдиған әң қиммәт соғидур.

АНИЛАР МӘРИЙӘМНИ ҚАНДАҚ ҮЛГӘ ҚИЛАЛАЙДУ?

17. Йәһва Худа аниларға қандақ муһим вәзипини тапшурған?

17 Йәһва Худа аниларғиму муһим вәзипини тапшурған. Уларниңму өз балилири үстидин һоқуқи бар (Пәнд н. 6:20). Анисиниң гәп-сөзлири билән иш-һәрикәтлири балиларниң жүригидә өчмәс из қалдуриду (Пәнд н. 22:6). Әйсаниң аниси, Мәрийәм, аниларға әҗайип үлгә қалдурған.

18, 19. Анилар Мәрийәмдин қандақ үлгә алалайду?

18 Мәрийәм Муқәддәс Язмиларни яхши билгән. У Йәһва Худани чоңқур һөрмәтлигән вә Униң билән йеқин достлуқ мунасивәттә болған. Пүткүл һаятини өзгәртишкә тоғра кәлсиму, Мәрийәм Йәһва Худаниң ирадисини орунлашқа тәйяр болған (Луқа 1:35—38, 46—55).

Һерип қалғанда өйидикиләргә меһир-муһәббәт көрситиш үчүн анисиға көпирәк күч чиқиришқа тоғра келиши мүмкин (19-абзацқа қараң) f

19 Ана болсиңиз, Мәрийәмни қандақ үлгә қилалайсиз? Биринчидин, шәхсий тәтқиқ қилиш вә дайим дуа қилиш арқилиқ Йәһва билән болған достлуқ мунасивитиңизни мәһкәм сақлаң. Иккинчидин, Йәһваниң жүригини хошал қилиш үчүн, һаятиңизда өзгиришләрни қилишқа тәйяр болуң. Бәлким, ата-аниңиз тез аччиқланған вә сизгә қопал сөзлигән. Шуңа, сиз балиларни шундақ тәрбийиләш тәбиий әһвал дәп қарайдиғансиз. Һәтта Йәһваниң көзқаришини билгәндин кейинму, балилириңиз гепиңизгә кирмисә, сиз үчүн сәвирчанлиқни сақлаш қийин болуши мүмкин (Әфәс. 4:31). Болупму сиз һерип-чарчиғанда, Йәһва Худадин ярдәм сораш бәк муһим. Ләйлигүл исимлиқ ана шундақ дегән: «Бәзидә оғлум мени тиңшимиғанда, өзүмни тутувелиш вә униңға қопал сөзлимәслик үчүн, дуа қилаттим. Бәзидә болса сөз оттурисида өзүмни тохтитип, тилимни тартишқа вә Йәһваға ичимдин дуа қилишқа тоғра келәтти. Дуа қилиш сәвирчан болушимға ярдәм бериду» (Зәб. 37:5).

20. Бәзи аниларниң қандақ қийинчилиғи бар вә улар уни қандақ йеңәләйду?

20 Бәзи аниларниң йәнә бир қийинчилиғи бар: улар өз балилириға сөйгү-муһәббитини көрситәлмәйду (Тит. 2:3, 4). Чүнки улар ата-анисиниң меһрини көрмәй өскән. Сөйгү-муһәббәтни әркин ипадилимигән аилидә чоң болсиңизму, балилириңизға ата-аниңизниң хаталиғини қайтилимай тәрбийә берәләйсиз. Йәһваға бойсунмақчи болсиңиз, балилириңизға муһәббитиңизни билдүрүшни үгинишиңиз керәк. Қениңизға сиңип кәткән ой-пикриңиз, һис-туйғулириңиз вә иш-һәрикәтлириңизни өзгәртиш асан әмәс болуши мүмкин. Лекин буни қилиш қолуңиздин келиду вә шу өзгиришләр өзүңизгиму һәм аилиңизгиму зор пайда әкелиду.

ЙӘҺВАҒА БОЙСУНУШНИ ДАВАМЛАШТУРУҢ

21, 22. Йәшая 65:13, 14кә асасән, Йәһваға бойсунуш қандақ бәрикәтләргә ериштүриду?

21 Давут падиша Йәһваға бойсунуш мол бәрикәтләргә ериштүридиғанлиғини билгән. У мундақ язған: «Йәһваниң әмирлири адилдур, жүрәкни хошал қилиду. Йәһваниң вәсийити нурлуқ, көзләрни ачиду. Улар Сениң қулуңни агаһландуриду, уларға әмәл қилишта — бүйүк мукапат» (Зәб. 19:8, 11). Бүгүнки күндә биз Йәһваға бойсунидиғанлар вә Униң йол-йоруғини рәт қилидиғанлар арисидики пәриқни ениқ көримиз. Худаға бойсунидиған кишиләр «көңлидики шат-хорамлиқтин... нахша ейтиду» (Йәшая 65:13, 14ни оқуң).

22 Ақсақаллар, атилар вә анилар Йәһваға тәйярлиқ билән бойсунғанда, һаяти яхшилиниду, аилиси бәхит-саадәткә еришиду вә җамаәтниң инақ болушиға һәссисини қошиду. Әң муһими, улар Йәһваниң қәлбини хурсән қилиду (Пәнд н. 27:11). Буниңдин артуқ мукапат болуши мүмкинму?

43-НАХША Һошияр, мәһкәм вә қәйсәр бол!

a Бу мақалидә Йәһва Худаға немә үчүн бойсунушимиз керәклигини көрүп чиқимиз. Шундақла һоқуқи барларниң һәммиси, җүмлидин ақсақаллар, атилар вә анилар, Нәһәмия, Давут падиша вә Әйсаниң аниси Мәрийәмдин қандақ үлгә алалайдиғанлиғини муһакимә қилимиз.

b СӨЗ-ИБАРӘ МӘНАСИ: Бойсунуш вә беқиниш дегән сөзләр сәлбий мәнаға егә, чүнки улар мәҗбурий һалда бирсигә итаәт қилишни билдүриду. Амма Худаниң хизмәтчилири Униңға өз ихтияри билән бойсунғанлиқтин, буни сәлбий тәрәптин чүшәнмәйду.

c Бу мақалидики бәзи исимлар өзгәртилгән.

d СҮРӘТТӘ: Нәһәмия хәлиқ билән биллә Йерусалимниң тамлирини ясиғанға охшаш, ақсақалму оғли билән Ибадәт өйини асрап-сақлаш ишиға қатнишиватиду.

e СҮРӘТТӘ: Аилә беши аилиси билән биллә Йәһваға чин жүрәктин дуа қиливатиду.

f СҮРӘТТӘ: Балиси бирнәччә саат электронлуқ оюнларни ойнап, өй тапшуруғини вә өй ишлирини қилмиди. Иштин һерип-ечип кәлгән аписи аччиқланмай, униңға меһрибанлиқ билән тәрбийә бериватиду.