36-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Армагедонни тақәтсизлик билән күтәйли!
«Улар ибранийчә Һар-Магедон дәп атилидиған җайға уларни топлиди» (ВӘҺ. 16:16).
49-НАХША Йәһва — бизниң панагаһимиз
БУ МАҚАЛИДӘ a
1, 2. а) Армагедонни немә үчүн яхши нәтиҗә елип келидиған уруш дәймиз? ә) Бу мақалидә қандақ соалларни көрүп чиқимиз?
БӘЗИ адәмләр ядро қурал уруши яки тәбиий апәт йәрни йоқ қилиду дәп ойлайду. Лекин Муқәддәс китапта шундақ тәлим йоқ. Худа Сөзидә пат арида яхши нәтиҗә елип келидиған бир уруш болидиғанлиғи йезилған. Бу уруш Армагедон дәп аталған вә Муқәддәс китапта у тоғрилиқ йезилғанлар бизни хошал қилиду (Вәһ. 1:3). Инсанийәт Армагедон урушида йоқ болмай, әксичә аман қалиду. Қандақларчә?
2 Муқәддәс китапта Армагедонда инсаний һакимийәтләр һалак қилинип, адәмләрниң аман қалидиғанлиғи ейтилған. Бу урушта рәзил адәмләр йоқ қилинип, һәққаний адәмләр қутқузулиду. Шуниң билән Армагедонда йәрни гумран қилғучилар һалак қилиниду (Вәһ. 11:18). Буни яхширақ чүшиниш үчүн төвәндики төрт соални көрүп чиқайли: Армагедон дегән немә? Армагедон келиштин илгири қандақ вақиәләр йүз бериду? Армагедонда аман қелиш үчүн немә қилалаймиз? Садиқлиғимизни қандақ сақлап қалалаймиз?
АРМАГЕДОН ДЕГӘН НЕМӘ?
3. а) Армагедон дегән сөз немини билдүриду? ә) Вәһий 16:14, 16 Армагедонниң йәрдики бир җай әмәслигини қандақ көрситиду?
3 Вәһий 16:14, 16ни оқуң. Муқәддәс китапта «Армагедон» дегән сөз бирла қетим учришиду. Бу сөз «Мегиддо теғи» дегән ибраний сөздин келип чиққан. Мегиддо қедимий Исраилдики бир шәһәр болған (Йәшуа 17:11). Бирақ Армагедон дегинимиз йәрдики бир җай әмәс, у пүтүн дуниядики падишалар Йәһва Худаға қарши чиқиш үчүн җәм болидиған вақит (Вәһ. 16:14). Лекин бу мақалидә «Армагедон» дегән ибарини пүтүн дуниядики падишаларниң жиғилғанлиғидин кейин болидиған урушқиму қарита ишлитимиз. Армагедонниң символлуқ җай екәнлигини нәдин билимиз? Биринчидин, удул мәнадики Мегиддо дегән тағ йоқ. Иккинчидин, Мегиддониң әтрапи «пүтүн дуниядики падишалар» вә уларниң әскәрлири билән қурал-ярақлирини сиғдурғидәк шунчилик кәң-таша җай әмәс. Үчинчидин, биз бу мақалидин көрүп чиқидиғинимиздәк, Армагедон уруши «падишалар» дунияниң җай-җайлиридики Худаниң хизмәтчилиригә һуҗум қилғанда башлиниду.
4. Немә үчүн Йәһва Худа Өзиниң улуқ урушини Мегиддониң нами билән атиған?
4 Немә үчүн Йәһва Худа Өзиниң улуқ урушини Мегиддо дегән җайниң нами билән атиған? Мегиддо вә қешидики Йизриәл җилғисида нурғун җәңләр болған. Бәзидә Йәһва Худа Өз хәлқиниң ғәлибә қазинишиға ярдәм бәргән. Мәсилән, Мегиддо сулириниң бойида Худа һаким Бараққа Сисера башлиған қананлиқларниң әскәрлирини йеңишкә ярдәм бәргән. Барақ билән аял пәйғәмбәр Дебора ғәлибә үчүн Йәһваға миннәтдарлиғини билдүрүп: «Асмандин юлтузлар җәң қилди, Өз йоллиридин улар Сисара билән урушти. Қишон өстиңи уларни елип кәтти»,— дәп шат-хорам нахша ейтқан (Һак. 5:19—21).
5. Армагедон уруши Барақ елип барған уруштин қандақ пәриқлиниду?
5 Барақ вә Дебора нахшисини: «Әй Пәрвәрдигар, Сениң барлиқ дүшмәнлириң әйнә шундақ йоқитилғай! Лекин Сени сөйгәнләр қуяшниң өрләватқандики қудритидәк күчлүк болғай!»— дегән сөзләр билән аяқлаштурған (Һак. 5:31, КТ). Дәл шундақ, Армагедондиму Йәһва дүшмәнлирини йоқ қилип, Уни яхши көргәнләрни аман қалдуриду. Бирақ Армагедон урушиниң Барақ елип барған уруштин бир муһим пәрқи бар. Армагедонда Худаниң хизмәтчилири урушмайду, уларниң һәтта қурал-ярақлириму болмайду. Улар Йәһва Худа вә Униң асмандики қошунлириға тайинип, хатирҗәмликтә һәм аман-есәнликтә күч алиду (Йәшая 30:15; Вәһ. 19:11—15).
6. Армагедонда Худа дүшмәнлирини қандақ йеңивелиши мүмкин?
6 Худа Армагедон урушида дүшмәнлирини қандақ қилип йоқ қилиду? У һәр түрлүк усулларни, мәсилән йәр тәврәш, мөлдүр вә чақмақни қоллиниши мүмкин (Аюп 38:22, 23; Әзәк. 38:19—22). Дүшмәнлирини бир-биригә қарши соқуштуруп қоюши еһтимал (Тар. 2-яз. 20:17, 22, 23). Шундақла У рәзилләрни йоқ қилиши үчүн пәриштәләрни әвәтиши мүмкин (Йәшая 37:36). Йәһва мәйли қандақ усулни қоллансун, У толуқ ғәлибә қазиниду. Униң һәммә дүшмәнлири йоқ қилинип, һәққаний адәмләр аман қалиду (Пәнд н. 3:25, 26).
АРМАГЕДОН КЕЛИШТИН ИЛГИРИ ҚАНДАҚ ВАҚИӘЛӘР ЙҮЗ БЕРИДУ?
7, 8. а) Салоникилиқларға 1-хәт 5:1—6гә асасән дөләтләр рәһбәрлири немини елан қилиду? ә) Немә үчүн бу ялған хәвәр бәк хәтәрлик?
7 «Йәһваниң күни» келиштин авал, «течлиқ вә бехәтәрлик!» дәп елан қилиниду (Салоникилиқларға 1-хәт 5:1—6ни оқуң). Салоникилиқларға 1-хәт 5:2дики «Йәһваниң күни» «бүйүк апәтни» билдүриду (Вәһ. 7:14). Бүйүк апәтниң йеқинлишип келиватқанлиғини қандақ биливалимиз? Муқәддәс китапта дөләтләр рәһбәрлири «течлиқ вә бехәтәрликниң» елан қилинидиғанлиғи йезилған. Бу хәвәр бизниң бүйүк апәт босуғисида турғанлиғимизниң бәлгүси болиду.
8 Дөләтләр рәһбәрлири немә үчүн «течлиқ вә бехәтәрлик!» дәйду? Биз буни ениқ билмәймиз. Буниңға дин рәһбәрлири қатнишамду? Бәлким. Қандақла болмисун, бу хәвәр җинлардин кәлгән ялған хәвәр болидиғанлиғини нәқ билимиз. Бу ялған хәвәр бәк хәтәрлик болиду, чүнки инсан тарихидики әң бүйүк апәт башлинай дәп турғанда, адәмләр әмәлийәттә чоң хәтәр астида болсиму, өзлирини бехәтәр һис қилиду. Әмәлийәттә, «худди һамилдар аялниң толғиғи туюқсиз башланғинидәк», уларниң үстигә «туюқсиз һалакәт келиду». Шу чағда Йәһваниң садиқ хизмәтчилири билән немә болиду? Улар Йәһваниң күни башланғанда һаң-таң болуши мүмкин, лекин улар шу күнгә чоқум тәйяр болиду.
9. Йәһва Худа Шәйтан дуниясини туюқсизла йоқ қиламду? Чүшәндүрүп бериң.
9 Йәһва Худа Нуһниң заманидикидәк, Шәйтанниң пүтүн дуниясини бирдинла йоқ қилмайду. Әксинчә, Худа авал Шәйтан дуниясиниң бир қисмини, андин иккинчисини қисмини йоқ қилиду. Биринчидин, Йәһва Бүйүк Бабилни, йәни дуниявий ялған динлар империясини йоқ қилиду. Андин У Армагедон урушида Шәйтан дуниясиниң қалған қисмини, җүмлидин сәясий, һәрбий вә сода-сетиқ түзүмлирини һалак қилиду. Бу икки муһим вақиәгә тәпсилийирәк диққәт қилип көрәйли.
10. Вәһий 17:1, 6; 18:24кә асасән, Йәһва Бүйүк Бабилни немә сәвәптин йоқ қилиду?
10 «Бүйүк паһишә үстидин болидиған сот» (Вәһий 17:1, 6; 18:24ни оқуң). Бүйүк Бабил Худаниң исмиға дағ кәлтүргән. У Худа тоғрилиқ ялған тәлимләрни тарқитип кәлмәктә. Паһишә аялға охшаш, ялған дин инсаний һөкүмәтләрни қоллап, Йәһваға вапасизлиқ қилған. Бүйүк Бабил қол астидики адәмләрни езип, пуллирини тартивалмақта. У йәнә көп қанларни, җүмлидин Худа хизмәтчилириниңму қенини төккән (Вәһ. 19:2). Йәһва Худа Бүйүк Бабилни қандақ вәйран қилиду?
11. «Тоқ қизил һайван» немини билдүриду вә Йәһва бу һайван арқилиқ Бүйүк Бабилни қандақ йоқ қилиду?
11 Йәһва Худа «тоқ қизил һайванниң» «он мүңгүзи» арқилиқ «бүйүк паһишини» вәйран қилиду. Бу символлуқ һайван Бирләшкән Дөләтләр Тәшкилатини, он мүңгүз болса, шу тәшкилатни қоллайдиған һөкүмәтләрни билдүриду. Худа бәлгүлигән вақит кәлгәндә, Бирләшкән Дөләтләр Тәшкилати Бүйүк Бабилға һуҗум қилиду. Һөкүмәтләр ялған динларниң байлиғини тартивелиш вә рәзил ишлирини паш қилиш арқилиқ «уни вәйран қилип, ялиңач қалдуриду» (Вәһ. 17:3, 16). Бүйүк Бабил пат-пат: «Олтиримән хаништәк тәхттә, тул әмәсмән. Тутмасмән әсла матәм!»— дәп махтанған. Шуңа у худди «бир күн ичидә» йүз бәргәндәк бәкму тез вәйран қилинғанда, уни қоллиғанлар чөчүп һәйран болушиду (Вәһ. 18:7, 8).
12. Йәһва Худа немигә йол бәрмәйду вә немә үчүн?
12 Йәһва Худа Өз хәлқиниң йоқ қилинишиға йол бәрмәйду. Худаниң хизмәтчилири Униң исми билән аталғанлиғидин пәхирлиниду вә Худаниң буйруғиға бойсунуп, Бүйүк Бабилдин чиқип кәткән (Әлч. 15:16, 17; Вәһ. 18:4). Улар башқиларғиму ялған диндин чиқишқа бар күчи билән ярдәм бәргән. Шуниң үчүн Йәһваниң хизмәтчилири Бүйүк Бабилниң «ярилириға муптила болмайду», йәни униң бешиға чүшидиған балаю апәтләргә учримайду. Шундақ болсиму, уларниң етиқади синилиду.
13. а) Гог дегән ким? ә) Әзәкиял 38:2, 8, 9гә асасән, Гог немә үчүн Худаниң хәлқигә һуҗум қилиду?
13 Гогниң һуҗуми (Әзәкиял 38:2, 8, 9ни оқуң). Йәһва Худа ялған динларниң һәммисини йоқ қилғанда, йәрдә пәқәт бирла дин қалиду. Шу чағда Шәйтанниң қаттиқ ғәзәплинидиғанлиғи сөзсиз. У шу ғәзивини «напак хәвәр», йәни җинларниң тәшвиқати арқилиқ көрситип, һөкүмәтләр бирләшмисини Йәһваниң хизмәтчилиригә һуҗум қилишқа дәвәт қилиду (Вәһ. 16:13, 14). Шу һөкүмәтләрниң бирләшмиси Йәҗүҗ билән Мәҗүҗ яки Гог дәп аталған. Хәлиқләр Йәһваниң хизмәтчилиригә һуҗум қилғанда, Армагедон уруши башлиниду (Вәһ. 16:16).
14. Гог немигә көз йәткүзиду?
14 Гог «җанларниң билиги [инсанларниң күчи]», йәни өзиниң һәрбий күчигә тайиниду (Тар. 2-яз. 32:8). Биз болсақ, Худайимиз Йәһваға тайинимиз, шуңа биз хәлиқләргә ахмақлардәк көрүнимиз. Өз вақтида бәк күчлүк саналған Бүйүк Бабилниң худалири уни «тоқ қизил һайван» вә униң «он мүңгүзидин» һимайә қилалмайду (Вәһ. 17:16). Шуңа, дөләтләр рәһбәрлири бизни асанла йоқ қиливетимиз дәп ойлайду. Улар «йәр йүзини қаплиған булуттәк» Йәһваниң хәлқигә қарши чиқиду (Әзәк. 38:16, КТ). Лекин Гог яки дөләтләр рәһбәрлири пат арида тузаққа чүшүп қалғанлиғини чүшиниду. Худди қизил деңиздики пирәвнға охшаш, Гогму Худаға қарши җәң қиливатқанлиғиға көз йәткүзиду (Чиқ. 14:1—4; Әзәк. 38:3, 4, 18, 21—23).
15. Әйса Мәсиһ Армагедон урушида немиләрни қилиду?
15 Әйса Мәсиһ вә униң асмандики қошунлири Худаниң хизмәтчилирини һимайә қилиду вә һөкүмәтләр билән уларниң әскәрлирини битчит қилиду (Вәһ. 19:11, 14, 15). Лекин дөләтләр рәһбәрлирини алдап, уларни Армагедон урушида Худаниң хизмәтчилиригә һуҗум қилғузған, Худаниң әң дәһшәтлик дүшмини Шәйтанға немә болиду? Әйса Мәсиһ Шәйтан вә униң җинлирини һаңға ташлап, уларни миң жилға қамап қойиду (Вәһ. 20:1—3).
АРМАГЕДОНДА АМАН ҚЕЛИШ ҮЧҮН НЕМӘ ҚИЛАЛАЙМИЗ?
16. а) Худани тонуйдиғанлиғимизни қандақ көрситимиз? ә) Йәһвани тонуйдиған адәмләр билән Армагедонда немә болиду?
16 Һәқиқәтни мәйли йеқин арида яки узун жиллар бурун биләйли, Армагедонда аман қелиш үчүн, Худани тонушимиз вә «Әйса Мәсиһ тоғрилиқ хуш хәвәрни» қобул қилишимиз керәк (Сал. 2-х. 1:7—9). Худани тонуш дегинимиз Униң немини яхши көридиғанлиғи, немидин нәпрәтлинидиғанлиғи вә Униң қанун-өлчәмлирини билиштур. Шундақла Худани тонуйдиғанлиғимизни Уни яхши көрүш, бойсунуш вә пәқәт Униңға ибадәт қилиш арқилиқ көрситимиз (Йоһ. 1-х. 2:3—5; 5:3). Шундақ қилсақ, Худаму бизни тонуйийдиған болиду вә бизни қобул қилиду (Кор. 1-х. 8:3). Нәтиҗидә, биз Армагедон урушида аман қалимиз!
17. «Әйса Мәсиһ тоғрилиқ хуш хәвәргә» итаәт қилишқа немә кириду?
17 «Әйса Мәсиһ тоғрилиқ хуш хәвәргә» Әйса үгәткән һәммә тәлимләр кириду. Хуш хәвәргә итаәт қилишимизни уни әмәлийәттә қоллиниш арқилиқ көрситимиз. Буниң үчүн биз Худа Падишалиғини һаятимизда биринчи орунға қойимиз, Худаниң һәққаний өлчәмлиригә бойсунимиз вә Падишалиқ һәққидә вәз қилимиз (Мәт. 6:33; 24:14). Хуш хәвәргә итаәт қилишқа йәнә вәз қилиш вә шагиртларни тәйярлаш арқилиқ Мәсиһниң майланған қериндашлирини қоллашму кириду (Мәт. 25:31—40).
18. Майланғанлар башқа қойларға һәммә яхшилиқлири үчүн қандақ яхшилиқ қайтуриду?
18 Худаниң майланған хизмәтчилири пат арида башқа қойларға һәммә яхшилиқлири үчүн яхшилиқ қайтуриду (Йоһ. 10:16). Қандақларчә? Армагедон уруши башлиништин бурун 144000ниң һәммиси өлмәс роһлар сүпитидә асманға елип кетилиду. Улар әрштики қошунларниң бир қисми болуп, Гогни йоқ қилиду вә Худаға хизмәт қилидиған «бүйүк көпчиликни» қутқузиду (Вәһ. 2:26, 27; 7:9, 10). Бүйүк көпчилик өз вақтида Йәһваниң майланған хизмәтчилири техи йәрдә болғанда, уларни қоллап-қувәтләштәк алаһидә шан-шәрәпкә егә болғанлиғидин бәкму хошал болишиду!
САДИҚЛИҒИМИЗНИ ҚАНДАҚ САҚЛАП ҚАЛАЛАЙМИЗ?
19, 20. Қийинчилиқларға қаримастин, Армагедон йеқинлишиватқанда садиқлиғимизни қандақ сақлап қалалаймиз?
19 Бу ахирқи еғир күнләрдә Йәһваниң көплигән хизмәтчилири қийинчилиқларға дуч келиватиду. Шундақ болсиму, биз уларға хурсәнлик билән бәрдашлиқ берәләймиз (Яқуп 1:2—4). Шу вақитларда чин жүрәктин қилған дуалиримиз ярдәм бериду (Луқа 21:36). Пәқәт дуа биләнла чәкләнмәй, шундақла Муқәддәс китапни күндә оқуш, оқуғанлиримиз үстидин чоңқур ойлиниш вә бизниң вақтимизға мунасивәтлик пәйғәмбәрлик сөзләр һәққидә ойлаш бәкму муһим (Зәб. 77:12). Буларни қилсақ вә бар күчимиз билән вәз ишиға қатнашсақ, етиқадимиз билән үмүтимиз мәһкәм болиду.
20 Бүйүк Бабил йоқ қилинип, Армагедон уруши ахирлашқанда, қанчилик хошал болидиғанлиғиңизни көз алдиңизға кәлтүрүп көрүңа! Әң муһими, һәммә әқиллиқ мәвҗудатлар Худаниң исми вә Униң алий һөкүмранлиғини һөрмәтлигәндә, жүригиңиз шат-хорамлиққа толидиғанлиғини тәсәввур қилип көрүңа! (Әзәк. 38:23). Шәк-шүбһисизки, Худани тонуйдиған, Униң Оғлиға бойсунидиған вә ахирғичә бәрдашлиқ беридиған адәмләр Армагедонни тақәтсизлик билән күтмәктә! (Мәт. 24:13).
32-НАХША Тәврәнмәй чиң турайли!
a Йәһва Худаниң хәлқи Армагедонни узун жил давамида күтмәктә. Бу мақалидә төвәндики соалларни муһакимә қилимиз: Армагедон дегән немә? Армагедон келиштин илгири қандақ вақиәләр йүз бериду? Садиқлиғимизни қандақ сақлап қалалаймиз?
b СҮРӘТТӘ: «Течлиқ вә бехәтәрлик» дәп елан қилинғанда, вәз қилишни давамлаштуримиз. Ялған динлар йоқ қилинғанда, Худа Сөзини тәтқиқ қилишни тохтатмаймиз. Һөкүмәтләр бирлишип, һуҗум қилғанда, Йәһва бизни қутулдуруп қалидиғанлиғиға мәһкәм ишинимиз.
c СҮРӘТТӘ: Сақчилар Йәһва гувачилири аилисиниң өйигә бесип кирмәкчи. Бу аилә Әйса Мәсиһ вә униң пәриштилири немә болуватқанлиғини көрүватқанлиғиға ишиниду.