Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Өзүмизни тутушни үгинәйли

Өзүмизни тутушни үгинәйли

«Муқәддәс роһниң мевиси... өзини тутуш» (ГАЛАТИЛИҚЛАРҒА 5:22, 23).

НАХШИЛАР: 52, 26

1, 2. а) Өзини тутмаслиқниң ақивети қандақ болуши мүмкин? ә) Немишкә өзини тутуш мәсилисини муһакимә қилишимиз керәк?

ӨЗИНИ ТУТУШ — Йәһва Худа риваҗландурушимизға ярдәм берәләйдиған хисләт (Галатилиқларға 5:22, 23). Йәһва Худа бу хисләтни мукәммәл түрдә көрситәләйду. Амма мукәммәлсиз адәмләр бундақ қилалмайду. Бүгүнки күндә адәмләр дуч келидиған қийинчилиқларниң көпинчиси өзини тутушниң йетишмәслигидин пәйда болиду. Өз-өзини туталмайдиған адәм муһим ишларни кейингә қалдуруп, мәктәптә начар оқуйду вә ишини яхши атқуралмайду. Шуниң билән, бу хисләтниң болмаслиғи һақарәтлик сөзләрни, һарақкәшлик, зораванлиқ, аҗришиш, һаҗәтсиз қәризгә петиш, хумарлиқ, түрмигә чүшүш, қәлбниң ярилиниши, җинсий мунасивәт арқилиқ жуқидиған кесәлләр яки ихтиярсиз һамилдарлиққа елип келиши мүмкин (Зәбур 34:11—14).

2 Өзини тутушни билмәйдиған киши өзиниңму, башқиларниңму бешини ташқа уриду. Бүгүнки таңда өзини туталмайдиған адәмләр барғансири көпийиватиду. Бу бизни һәйран қалдурмайду, чүнки Худа Сөзидә бу «ахирқи күнләрдә» яшаватқанлиғимизниң бир бәлгүси болидиғанлиғи бәшарәт қилинған (Тимотийға 2-хәт 3:1—3).

3. Немишкә биз өзүмизни тутушимиз керәк?

3 Немишкә биз өзүмизни тутушимиз керәк? Буниңға икки муһим сәвәп бар. Биринчидин, һис-туйғулирини башқуралайдиған адәмниң қийинчилиқлири азирақ болиду. Мундақ адәмгә башқилар билән яхши мунасивәттә болуш асанирақ вә у аччиқланмайду, ғәм-қайғу яки чүшкүнлүккә берилмәйду. Иккинчидин, езиқишларға қарши турсақ вә яман һәвәслиримизни тизгинлисәк, Худа билән достлуғимизни сақлаймиз. Адәм ата билән Һава ана мундақ қилалмиди (Яритилиш 3:6). Уларға охшаш, һазир көплигән адәмләр өзини туталмаслиқ тузиғиға чүшүп қалғанлиқниң азавини тартмақта.

4. Яман һәвәслирини тизгинләшкә қийин болған адәмләргә берилмәсликкә немә ярдәм бериду?

4 Йәһва Худа бәндә екәнлигимизни, шуңа өзүмизни тутуш биз үчүн оңай әмәслигини яхши билиду. Шундақ болсиму, У бизниң яман һәвәслиримизни башқурушимизни халайду (Падишалар 1-язма 8:46—50). Көйүмчан Дост сүпитидә Йәһва һис-туйғулири билән һәвәслирини тизгинләшкә қийин болған адәмләргә меһрибанлиқ билән ярдәм бериду. Мошу мақалидә биз Йәһваниң өзини тутуш үлгисидин савақ алимиз. Шундақла Муқәддәс китаптики өзини тутқан вә өзини тутмиған адәмләрниң мисаллирини көрүп чиқимиз. Бу җәһәттин ярдәм беридиған әмәлий мәслиһәтләрниму қараштуримиз.

ЙӘҺВА ХУДАНИҢ ҮЛГИСИ

5, 6. Йәһва Худа өзини тутушта қандақ үлгә көрсәтти?

5 Йәһва Худа һәммә тәрәптин мукәммәл болғанлиқтин, мукәммәл һалда өзини туталайду (Қанун шәрһи 32:4). Лекин биз мукәммәлсиз. Шундақ болсиму, өзини тутушта Униңға яхширақ тәқлит қилиш үчүн, Йәһваниң үлгисини қараштурушимиз лазим. Шу чағда көңлүмизни йерим қилидиған вәзийәтләргә дуч кәлгәндә, өзүмизни қандақ тоғра тутуш керәклигини билимиз. Ундақта, Йәһва қандақ вәзийәтләрдә өзини тутуш хислитини көрсәткән?

6 Шәйтан Ерәм бағда исиян көтәргәндә, Йәһва қандақ инкас қайтурғанлиғи һәққидә ойлап көрәйли. Иблисниң әйиви Худаниң асмандики һәммә садиқ хизмәтчилириниң ғәзәп билән нәпритини қозғап, аң-таң қалдурди. Бәлким, Шәйтанниң касапитидин болуватқан қайғу-һәсрәт һәққидә ойлиғиниңизда, сиздә нәқ шундақ һис-туйғулар пәйда болидиғанду. Лекин Йәһва аччиқлинишқа алдиримай, мәсилини интайин тоғра һәл қилди. У ғәзәпкә берилмәй, Шәйтанниң исияниға тегишлик мәсилидә адаләт һәрикәт қилди (Чиқиш 34:6; Аюп 2:2—6). Немишкә Йәһва вақитниң өтүшигә йол қойди? Сәвәви У һечкимниң һалак болушини халимай, «амма һәммисиниң товва қилишини халайду» (Петрусниң 2-хети 3:9).

7. Йәһва Худаниң үлгисидин немигә үгинәләймиз?

7 Йәһваниң үлгиси бизни пухта ойлинип һәрикәт қилишқа вә бирдин терикмәсликкә үгитиду. Шуңа муһим мәсилини қарар қилмастин авал, ойлинишқа вақит бөлүң. Тоғра сөзләп, тоғра һәрикәт қилиш үчүн даналиқ сорап дуа қилиң (Зәбур 141:3). Аччиқланғанда яки хапа болғанда, қан қизиғида һәрикәт қилиш оңай. Шу сәвәптин, көп адәмләр ойланмай ейтқан сөзлиригә яки қилған ишлириға пушайман қилиду (Пәнд-нәсиһәтләр 14:29; 15:28; 19:2).

ХУДА ХИЗМӘТЧИЛИРИНИҢ АРИСИДИКИ ЯХШИ ВӘ ЯМАН МИСАЛЛАР

8. а) Өзини тутушниң яхши үлгилирини қәйәрдин тапсақ болиду? ә) Потипарниң аяли уни аздурмақчи болғанда, Йүсүпкә немә ярдәм бәрди? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)

8 Муқәддәс китаптики қайси мисаллар өзини тутушниң муһимлиғини тәкитләйду? Мәсилән, Яқупниң оғли Йүсүпни алайли. У пирәвнниң баш қоғдиғучиси Потипарниң өйидә хизмәт қилип жүргәндә, езиқишқа қарши турған. Йүсүпкә Потипарниң аялиниң көзи чүшүп қалди, сәвәви у «чирайлиқ һәм қәдди-қамити келишкән әр киши» еди. Шуңа у бирнәччә қетим Йүсүпни езиқтурмақчи болди. Йүсүпкә бу аздурушқа қарши турушқа немә ярдәм бәрди? У аздурулушқа берилишниң ақивети қандақ болидиғанлиғи тоғрисида алдин-ала пухта ойлинишқа вақит бөлгән охшайду. Кейин бу аял униң кийимини тутувалғанда, у униңдин қечип кәтти. Йүсүп: «Қандақму мән бундақ зор явузлуқни қилип, Худа алдида гунакар болай?»— деди (Яритилиш 39:6, 9; Пәнд-нәсиһәтләр 1:10ни оқуң).

9. Езиқишқа қарши туруш үчүн қандақларчә алдин-ала тәйярлансиңиз болиду?

9 Йүсүпниң мисалидин қандақ савақ алалаймиз? Худаниң қандақту бир қанунини бузушқа аздурулсақ, бу аздурулушқа қарши турушимиз керәк. Йәһва гувачиси болмай туруп, бәзибиримиз артуқ йейиш, һарақкәшлик, тамака яки нәшә чекиш, җинсий әхлақсизлиқтәк ишлар билән шуғулланған. Чөмдүрүлүш мәрасимидин өткәндин кейинму бу биз үчүн техичә езиқиш болуши мүмкин. Әгәр сизму шундақ вәзийәттә болсиңиз, езиқишқа берилгәнлигиңиз Йәһва билән мунасивитиңизгә қанчилик көп зиян әкелидиғанлиғи һәққидә ойлиниш үчүн вақит аҗритиң. Қандақ вәзийәтләрдә аздурулушиңиз мүмкин екәнлигини ениқлап, улардин қандақ нери туралалайдиғанлиғиңизни қарар қилсиңиз болиду (Зәбур 26:4, 5; Пәнд-нәсиһәтләр 22:3). Қандақ вақитта болмисун, шундақ синаққа дуч кәлсиңиз, езиқишқа қарши туруш үчүн Йәһвадин даналиқ билән өзини тутуш хислитини сораң.

10, 11. а) Мәктәптә көп яшлар қандақ қийинчилиқларға дуч келиватиду? ә) Худа қанунини бузушқа езиқтурулғанда, яш қериндашларға буниңға қарши турушқа немә ярдәм бериду?

10 Йүсүпниңкигә охшаш вәзийәт бүгүнки күндә көп яш мәсиһийләрниң бешидин өтүватиду. Уларниң бири — Кимберли исимлиқ қериндаш. Синипдашлири пат-пат дәм елиш күнлири бирси билән җинсий алақидә болғанлиғи һәққидә ейтип махтинидекән. Амма Кимберли мундақ гәпләргә қошулмиған. Униң ейтишичә, башқилардин өзгичә болғанлиғи үчүн, бәзидә өзини «ялғуз вә һечкимгә керәк әмәс» һис қилатти. Жигит билән жүрмәйдиғанлиғи үчүн синипдашлири уни ахмақ дәп һесаплайдекән. Лекин әмәлийәттә у дана һәрикәт қилиду. Сәвәви Кимберли асасән яш вақтида адәмниң җинсий хумарлиғи бәк күчлүк болидиғанлиғини яхши билиду (Тимотийға 2-хәт 2:22). Синипдашлири униңдин: «Сән техи һечким билән болмидиңму?» — дәп пат-пат сорайду. Кимберли мошу мүмкинчиликни пайдилинип, немишкә һечким билән җинсий алақидә болмаслиққа қарар қилғанлиғини чүшәндүрүп бериду. Әхлақсизлиқ қилишқа бесим қилинғанда, буниңдин баш тартишқа бәл бағлиған яш мәсиһийләрдин пәхирлинимиз. Йәһваму улардин пәхирлинидиғанлиғи сөзсиз!

11 Муқәддәс китапта җинсий әхлақсизлиқниң аздурулушиға қарши турмиған адәмләрниң мисаллириму бар. Бу мисаллар өзигә егә болалмиғанлиқниң ақивети қанчилик яман болидиғанлиғини көрситиду. Әгәр сиз Кимберлиниңкигә охшаш вәзийәткә чүшүп қалсиңиз, Пәнд-нәсиһәтләрниң 7-бабидики әқилсиз жигитни есиңизға елиң. Шундақла Амнонниң қилған иши қандақ яман нәтиҗигә елип кәлгәнлиги һәққидә ойлинип көрүң (Самуилниң 2-язмиси 13:1, 2, 10—15, 28—32). Ата-анилар аиләвий ибадәттә мошу мисалларни муһакимә қилиш арқилиқ балилириға өзини тутуш билән даналиқни риваҗландурушқа үгитәләйду.

12. а) Йүсүп қериндашлириға болған һис-туйғусини қандақ тизгинлиди? ә) Қайси вақитларда һис-туйғумизни тизгинләшкә тоғра келиду?

12 Башқа бир вәзийәттә Йүсүп өзини тутушта йәнә бир қетим иҗабий үлгә көрсәтти. Бу униң қериндашлири Мисирға озуқ сетивелишқа кәлгәндә йүз бәрди. Акилириниң жүригидә немә бар екәнлигини чүшиниш үчүн, Йүсүп уларниң қериндиши екәнлигини бирдин ейтмиди. Тәсирлинип кәткәндә, у алдирап чиқип ичкири бөлмигә кирип, һөкүрәп жиғлап кәтти (Яритилиш 43:30, 31; 45:1). Әгәр бир қериндашниң иши сизни хапа қилса, Йүсүпкә тәқлит қилип өзүңизни тутсиңиз, бу сизни кейин бармиғиңизни чишләп қалидиғандәк сөзләштин яки һәрикәт қилиштин сақлап қалиду (Пәнд-нәсиһәтләр 16:32; 17:27). Еһтимал, сизниң туққиниңиз җамаәттин чиқирилғанду. Шундақ болса, униң билән һаҗәтсиз арилашмаслиқ үчүн һис-туйғулириңизни тизгинләшкә тоғра келиду. Бу оңай әмәс. Лекин Йәһваниң үлгисигә тәқлит қиливатқанлиғиңизни вә униң тәливини орунлаватқанлиғиңизни чүшәнсиңиз, бу асанирақ болиду.

13. Давут падишаниң һаятида болған вақиәләрдин немигә үгинимиз?

13 Давут падишаниң үлгисидинму савақ алалаймиз. Шаул билән Шимий уни яманлиққа иштәрмәкчи болғанда, Давут ғәзәпләнмиди вә һоқуқини уларға қарши қолланмиди (Самуилниң 1-язмиси 26:9—11; Самуилниң 2-язмиси 16:5—10). Шундақ болсиму, Давут өзини тутушни билмигән вақитларму болған. Буни униң Батшеба билән қилған гунасидин вә Набалниң ачкөзлүгигә дәсләп қандақ инкас қайтурғанлиғидин билимиз (Самуилниң 1-язмиси 25:10—13; Самуилниң 2-язмиси 11:2—4). Давуттин муһим савақ алалаймиз. Биринчидин, болупму Худа хәлқиниң арисидики назарәтчиләр өз һоқуқини натоғра ишләтмәслиги үчүн өзини тутуши керәк. Иккинчидин, һечбиримиз езиқишлар мени чөгләп өтүп кетиду дәп, өзүмизгә һәддидин ташқири ишәнмәслигимиз керәк (Коринтлиқларға 1-хәт 10:12).

НЕМӘ ҚИЛСИҢИЗ БОЛИДУ?

14. Бир бурадәр билән немә болди вә шуниңға охшаш вәзийәтләрдә сәвирлик болуш немишкә муһим?

14 Өзүңизни тутушни яхширақ үгиниш үчүн немә қилсиңиз болиду? Луиджи исимлиқ бурадәр билән болған вақиәгә диққәт бөләйли. Бир машина униң машинисиниң кәйнигә келип урулиду. Бу башқа машининиң жүргүзгүчисиниң әйиви болсиму, у Луиджиға вақирап, униң билән соқушмақчи болди. Луиджи сәвирлик болуш үчүн дуада Йәһвадин ярдәм сорап, шу кишиниму сәвир сақлашқа үндигән. Лекин бу әр киши вақирашни тохтатмиди. Луиджи униң машинисиниң номерини йезивелип, у киши техи вақирап-җақираватқанда, кетип қалди. Бир һәптидин кейин, Луиджи вәз қилғанда бир аялға қайта йолуқиду. Шу аялниң йолдиши дәл шу жүргүзгүчи болуп чиқти! Бу әр киши өзиниң қилиғи үчүн уйилип, кәчүрүм сориди. У Луиджиниң машинисини чапсанирақ җөндәш үчүн, керәклик нәрсиләрни қилидиғанлиғини ейтиду. Бу киши Муқәддәс китап һәққидә муһакимигә қошулуп, яхши тиңшиди. Мошу вақиәдин кейин, Луиджи байиқи машинини урған вақитта сәвирлик сақлиғини қанчилик тоғра болғини вә аччиққа берилип кәткән болса, ақивети қанчилик яман болидиғанлиғини чүшәнгән (Коринтлиқларға 2-хәт 6:3, 4ни оқуң).

Өзүмизни қандақ тутқанлиғимиз вәз хизмитимизгә тәсир қилиши мүмкин (14-абзацқа қараң)

15, 16. Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш сизгә вә аилиңизгә өзини тутушни риваҗландурушқа қандақ ярдәм бериду?

15 Муқәддәс китапни пухта вә турақлиқ һалда тәтқиқ қилиш мәсиһийләргә өзини тутушни риваҗландурушқа ярдәм бериду. Худа Йәшуаға немә ейтқанлиғини есимизға алайли: «Бу қанун китавини өз ағзиңдин нери тутмай, униң ичидә пүтүлгәнниң һәммисини тутай дәп, уни кечә-күндүз ойлап турғин. Ундақ қилсаң, сениң йоллириң саадәтлик болуп, өзүң раваҗлиқ болисән» (Йәшуа 1:8). Бирақ Муқәддәс китапни тәтқиқ қилиш өзүңизни тутушқа қандақ ярдәм бериду?

16 Муқәддәс Язмиларда өзүмизни тутқанлиқниң яхши нәтиҗигә вә бу хисләтниң йетишмәслиги яман ақивәткә елип келидиғанлиғини көрситидиған ярқин мисаллар бар. Йәһва Худа бу вақиәләрни бекарға яздуруп қоймиған (Римлиқларға 15:4). Шуңа уларни оқуп, тәтқиқ қилип, улар һәққидә пухта ойланғанлиғимиз тоғра. Оқуғиниңизни өзүңиз вә аилиңиз қандақ қоллиналайдиғанлиғини чүшинишкә тиришиң. Йәһвадин Сөзидики мәслиһәткә қулақ селишқа ярдәм сораң. Қандақту бир саһада өзүңизни туталмайдиғанлиғиңизни байқисиңиз, буниңға көз жуммаң. Андин мошу һәққидә дуа қилип, қандақларчә яхшилинишқа болидиғанлиғини чүшиниш үчүн бар күчиңизни селиң (Яқуп 1:5). Әдәбиятларни тәтқиқ қилиш әмәлий мәслиһәтләрни тепишиңизға ярдәм бериши шәк-шүбһисиздур.

17. Ата-анилар балилириға өзини тутушни қандақ үгәтсә болиду?

17 Балилириңизға өзини тутушни риваҗландурушқа қандақ ярдәм берәләйсиз? Әлвәттә, ата-ана балисиниң бу хисләт билән туғулмиғанлиғини билиду. Шуңа улар балилирини яхши хисләтләргә өз үлгиси билән үгитиши лазим (Әфәсликләргә 6:4). Балилириңизға өзини тутуш йетишмәслигини көрсиңиз, өзүңиз бу тәрәптин яхши үлгә көрсәткән-көрсәтмигәнлигиңизни тәкшүрүп көрүң. Вәз ишиға қатнишиш, җамаәт учришишлириға бериш һәм аиләвий ибадәтни өткүзүштә турақлиқ болғанлиғиңиз яхши үлгә екәнлигини унтумаң. Балилириңизниң илтимаси орунсиз болса, «яқ» дәп ейтиштин қорқмаң! Йәһва Худа Адәм ата билән Һава аниға бәлгүлүк чәкләрни орнатқан. Бу уларға Йәһваниң һоқуқини һөрмәтләшкә ярдәм бәрди. Шуниңға охшаш, ата-анилар балилирини тәрбийиләп, яхши үлгә көрситиши билән уларни өзини тутушқа үгитиду. Худаниң һоқуқиға болған меһир-муһәббәт вә униң тәләплиригә болған һөрмәт — балилириңиз үгиниши керәк әң бебаһа хисләтләрдур (Пәнд-нәсиһәтләр 1:5, 7, 8ни оқуң).

18. Немишкә достларни әқил билән таллишимиз керәк?

18 Ата-ана болсақму, болмисақму һәммимизгә достларни әқил билән таллаш керәк. Әгәр достлириңиз Йәһва Худани яхши көрсә, улар сизни изгү мәхсәтләрни қоюшқа вә яманлиқтин нери болушқа үндәйду (Пәнд-нәсиһәтләр 13:20). Уларниң яхши үлгиси өзүңизни тутушқа дәвәт қилиду. Сизниң яхши үлгиңизму, уларға иҗабий тәсир қилидиғанлиғи сөзсиз. Өзүмизни тутуш арқилиқ Худаниң мақуллишиға еришип, һаяттин бәһрилинәләймиз һәм йеқинлиримиз билән яхши мунасивәттә болалаймиз.