Һәқиқәт «течлиқ әмәс, бәлки қилич» әкелиду
«Мени йәргә течлиқ әкәлгили кәлди дәп ойлимаңлар. Мән течлиқ әмәс, бәлки қилич әкәлгили кәлдим» (МӘТТА 10:34).
НАХШИЛАР: 43, 24
1, 2. а) Бүгүнки күндә биз қандақ қилип течлиққа еришәләймиз? ә) Немишкә һазир пүткүл йәр йүзидә течлиқ орнитилиши мүмкин әмәс? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң).
ҺӘРҚАЙСИМИЗ теч-аман вә ғәм-қайғусиз һаят кәчүрүшни халаймиз. Шу сәвәптин, «Тәңриниң течлиғиға» еришкәнлигимиз үчүн Йәһваға бәк миннәтдармиз. Бу течлиқ бизгә сәвирлик болуп, тәшвишкә салидиған ойлар вә һис-туйғуларға берилиштин сақлайду (Филипиликләргә 4:6, 7). Һаятимизни Йәһваға беғишлиғанлиқтин, биз «Худа билән инақлиқта», йәни униң билән яхши мунасивәткә егә (Римлиқларға 5:1).
2 Амма Худаниң пүткүл йәр йүзидә течлиқ орнитидиған вақти техи кәлмиди. Биз ахирқи күнләрдә яшаватимиз, шуңа бизни вайимға салидиған қийинчилиқлар чачтин тола. Әтрапимиздики адәмләрниң көпчилиги рәзил (Тимотийға 2-хәт 3:1—4). Шуниң билән, биз Шәйтан вә у тарқитидиған сахта тәлиматлар билән күришимиз (Коринтлиқларға 2-хәт 10:4, 5). Лекин Йәһваға хизмәт қилмайдиған туққанлиримизниң бесими буниңдинму қийин болуши мүмкин. Еһтимал, уларниң бәзилири етиқадимизни заңлиқ қилидиғанду яки аилимиздики келишмәсликләрдә бизни әйипләйдиғанду. Һәтта Йәһваға хизмәт қилишни тохтатмисақ, аилә әзаси болалмайдиғанлиғимизни ейтишиму мүмкин. Ундақта, өй ичидикиләрниң қаршилиғиға қандақ көзқарашта болушимиз керәк? Мундақ вәзийәттә қандақларчә течлиқни сақлап қелишқа болиду?
АИЛИМИЗНИҢ ҚАРШИЛИҒИҒА БОЛҒАН КӨЗҚАРАШ
3, 4. а) Әйсаниң тәлимлириниң тәсири қандақ болуши мүмкин? ә) Әйсаниң изи билән меңиш болупму қачан қийин болиду?
3 Әйса адәмләрниң һәммиси униң тәлимлирини қобул қилмайдиғанлиғини билгән. Шундақла бәзи адәмләр уларға қарши чиққанлиқтин, шагиртлириға җасур болуш керәк болидиғанлиғиниму чүшәнгән. Бу қаршилиқлар уларниң аилисидики течлиққиму яман тәсир қилиши мүмкин еди. Әйса уларға: «Мени йәргә течлиқ әкәлгили кәлди дәп ойлимаңлар. Мән течлиқ әмәс, бәлки қилич әкәлгили кәлдим. Чүнки мән оғлини атисидин, қизини анисидин һәм келинни қейинанисидин айриветишкә кәлдим. Адәмниң өйидикилири униң дүшмәнлири болиду»,— деди (Мәтта 10:34—36).
4 «Мени йәргә течлиқ әкәлгили кәлди дәп ойлимаңлар» дегән сөзлири билән Әйса немә ейтмақчи болди? У өзиниң шагирти болушни қарар қилған адәмләрниң буниң қандақту бир ақиветини көридиғанлиғини билгән. Әлвәттә, Әйсаниң мәхсити аилиләрни бөлүш әмәс, адәмләргә Худа һәққидә тәлим бериш болған (Йоһан 18:37). Бирақ шагиртлири Әйсаниң изи билән меңиш асан болмайдиғанлиғини, болупму йеқин достлири билән өй ичидикилири һәқиқәтни қобул қилмиса, қийин болидиғанлиғини билиши керәк еди.
5. Әйсаниң әгәшкүчилири бешидин немини өткүзгән?
5 Әйса шагиртлириға өй ичидикилириниң қаршилиғи улар дуч келидиған қийинчилиқларниң бири болидиғанлиғини ейтқан (Мәтта 10:38). Әйсаниң мақуллишиға еришиш үчүн, шагиртлири аилиси заңлиқ қилсиму, улардин ваз кәчсиму, бәрдашлиқ берәләтти. Амма улар йоқатқинидинму аллиқанчә көп нәрсигә еришиду (Марк 10:29, 30ни оқуң).
6. Туққанлиримиз қаршилиқ қилса, немини әстә сақлишимиз керәк?
6 Туққанлиримиз Йәһваға ибадәт қилғанлиғимиз үчүн биздин баш тартсиму, уларни бәри бир яхши көримиз. Бирақ Худа билән Мәсиһкә болған меһир-муһәббитимиз һәрқандақ адәмгә болған меһир-муһәббитимиздин күчлүгирәк болуши керәклигини унтумайли (Мәтта 10:37). Буниңдин ташқири, Шәйтан Йәһваға болған садиқлиғимизни йоқитишимиз үчүн аилимизни яхши көргәнлигимизни пайдилиниши мүмкинлигини әстә сақлайли. Келиңлар, бәзи қийин вәзийәтләрни вә уларға қандақ тәқабил турушқа болидиғанлиғини қараштурайли.
ҺӘМРАЙИҢИЗ ЙӘҺВАҒА ХИЗМӘТ ҚИЛМИСА
7. Әгәр һәмрайиңиз Йәһваға хизмәт қилмиса, қандақ көзқарашта болушиңиз керәк?
7 Муқәддәс китапта турмуш қурғанларниң «йеңи қийинчилиқлири» пәйда болидиғанлиғи йезилған (Коринтлиқларға ). Әгәр һәмрайиңиз Йәһваға хизмәт қилмайдиған болса, қошумчә қийинчилиқлар пәйда болуши мүмкин. Шундақ болсиму, өз әһвалиңизға Йәһва Худаниң көзқариши билән қариғанлиғиңиз тоғра. Өмүрлүк җүптиңизниң һәқиқәт йолида меңишни халимиғанлиғи айрим яшашқа яки аҗришишқа җиддий сәвәп болалмайду ( 1-хәт 7:28Коринтлиқларға 1-хәт 7:12—16). Йәһваға хизмәт қилмайдиған ериңиз һәқиқий ибадәт қилишта рәһбәрликни қолиға алмисиму, сиз уни аилә беши сүпитидә һөрмәтлишиңиз керәк. Әгәр аялиңиз Йәһваға ишәнмәйдиған болса, бәри бир уни сөйүп, униңға ғәмхорлуқ қилишиңиз лазим (Әфәсликләргә 5:22, 23, 28, 29).
8. Һәмрайиңиз ибадитиңизни чәкләшкә тиришса, қандақ соаллар һәққидә ойлансиңиз болиду?
8 Әгәр өмүрлүк җүптиңиз ибадитиңизни чәкләшкә тиришсичу? Мәсилән, бир қериндишимизниң ери униңға һәптиниң бәлгүлүк күнлиридила вәз қилишқа рухсәт бәргән. Сизниңму вәзийитиңиз охшаш болса, өзүңиздин: «Ярим Йәһваға тамамән хизмәт қилмайсән дәватамду? Әгәр ундақ ейтмиса, униң илтимасини орунлалаймәнму?»— дәп сорап көрүң. Әқил-парасәтлик болсиңиз, некадики келишмәсликлириңиз азирақ болиду (Филипиликләргә 4:5).
9. Мәсиһийләр балилириға Йәһваға ишәнмәйдиған дадисини яки аписини һөрмәтләшни қандақ үгитәләйду?
9 Яриңиз Йәһваға ишәнмисә, балиларни тәрбийиләш қийин болуши мүмкин. Мәсилән, сиз балилириңизни Муқәддәс китаптики «ата-анаңларни тиңшаңлар» дегән сөзләргә қулақ селишқа үгитишиңиз керәк (Әфәсликләргә 6:1—3). Амма һәмрайиңизниң жүрүш-туруши Муқәддәс китапқа зит болсичу? Мундақ вәзийәттә уни һөрмәтләш арқилиқ балилириңизға үлгә көрситиң. Униң яхши хисләтлири һәққидә ойлинип, у қилған һәммә яхши ишлири үчүн миннәтдарлиғиңизни билдүрүң. Балиларниң алдида яриңизни яманлимаң. Әксичә, Йәһваға хизмәт қилиш-қилмаслиқни һәрбир адәм өзи қарар қилидиғанлиғини чүшәндүрүң. Әгәр балилириңизни ишәнмәйдиған дадисини яки аписини һөрмәтләшкә үгәтсиңиз, уларниң үлгилик жүрүш-турушини көргән яриңиз Йәһва тоғрисида көпирәк билгүси келиши мүмкин.
10. Мәсиһий ата-анилар балилириға Йәһвани яхши көрүшкә қандақ үгитәләйду?
10 Ишәнмәйдиған бәзи атилар яки анилар балилириниң ялған дин мәйрәмлиригә қатнишишини яки сахта диний тәлиматларни үгинишини халайдиғанду. Бәзи әрләр мәсиһий аялиға балиларға Муқәддәс китап һәққидә тәлим беришни мәнъий қилиши мүмкин. Һәтта мундақ вәзийәттиму мәсиһий ана балилириға һәқиқәтни үгитиш үчүн қолидин кәлгининиң һәммисини қилиду (Әлчиләр 16:1; Тимотийға 2-хәт 3:14, 15). Мәсилән, Йәһваға хизмәт қилмайдиған ери балилириниң аниси билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишини яки учришишларға қатнишишини халимайду дәйли. Қериндишимиз йолдишиниң қарарини һөрмәтлисиму, мүмкинчилик бар чағда балилириға өз ишәнчи һәққидә ейтип берәләйду. Шундақ қилип, балилар Йәһва Худа вә униң яхши билән яманға тегишлик қаидә-өлчәмлирини билидиған болиду (Әлчиләр 4:19, 20). Вақти кәлгәндә, Йәһваға хизмәт қилиш-қилмаслиқни балиларниң өзлиригә қарар қилишқа тоғра келиду * (Изаһәткә қараң) (Қанун шәрһи 30:19, 20).
ТУҚҚАНЛИРИМИЗ ҺӘҚИҚИЙ ИБАДӘТКӘ ҚАРШИ БОЛСА
11. Йәһваға хизмәт қилмайдиған туққанлиримиз билән келишмәслик пәйда болушиға немә сәвәп болуши мүмкин?
11 Биз Йәһва гувачилири билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилишни башлиғанда, бу һәққидә аилимизгә ейтмиғандимиз. Бирақ ишәнчимиз күчәйгәнсири, Йәһваға хизмәт қилишни халиғанлиғимиз һәққидә ейтиш керәклигини чүшәндуқ (Марк 8:38). Худаға болған садиқлиғиңиз түпәйлидин, өй ичидикилириңиз билән қандақту бир келишмәслик пәйда болғанду. Ундақта, туққанлар билән течлиқни сақлаш һәм Йәһвағиму садиқ болуп қелиш үчүн немә қилишқа болидиғанлиғини көрүп чиқайли.
12. Туққанлиримиз немә сәвәптин бизгә қарши чиқиши мүмкин? Биз қандақларчә уларни чүшинишкә тиришидиғанлиғимизни көрситәләймиз?
12 Уларни чүшинишкә тиришиң. Биз Муқәддәс китапта йезилған һәқиқәтни билгәнлигимизгә бәк хошал. Шундақ болсиму, туққанлиримиз биз алдинип қалдуқ яки мәзһәпкә кирип кәттуқ дәп әнсирәйдиғанду. Әнди улар билән мәйрәмләргә қатнашмиғанлиғимиздин, бизни яхши көрмәй қалди дәпму ойлап қелиши мүмкин. Йә болмиса, өлгәндин кейин дозаққа чүшиду дәп биз үчүн қорқуши мүмкин. Бу вәзийәткә уларниң көзлири билән қарап, немигә әнсириватқанлиғини билиш үчүн, уларни диққәт қоюп тиңшап, чүшинишкә тиришишимиз керәк (Пәнд-нәсиһәтләр 20:5). Мәсилән, әлчи Паул хуш хәвәрни «һәрқандақ адәмләргә» йәткүзүш үчүн уларни чүшинишкә күч салған. Туққанлиримизни чүшинишкә тиришқанлиғимиз уларға һәқиқәтни үгитишниң бир амалини тепишимизға ярдәм бериши мүмкин (Коринтлиқларға 1-хәт 9:19—23).
13. Туққанлиримиз билән қандақ сөзлишишимиз керәк?
13 Мулайимлиқ билән сөзләң. Муқәддәс китапта: «Гепиңлар дайим йеқимлиқ һәм тетимлиқ болсун»,— дәп йезилған (Колосилиқларға 4:6). Бу асан болмаслиғи мүмкин. Шуниң үчүн туққанлиримизға мулайим вә меһрибан муамилә қилиш үчүн, Йәһвадин муқәддәс роһни сорисақ болиду. Биз улар ишинидиған нәрсиләрниң ялған екәнлигини дәлилләп, улар билән талаш-тартиш қилмаслиғимиз керәк. Уларниң сөзи яки һәрикити көңлүмизни ағритса, әлчиләрдин үлгә алалаймиз. Паул мундақ дегән: «Бизни қарғайду — биз бәрикәтләймиз, тәқипләйду — биз чидаймиз, төһмәт қилиду — биз меһрибанларчә җавап беримиз» (Коринтлиқларға 1-хәт 4:12, 13).
14. Үлгилик жүрүш-турушниң қандақ пайдиси бар?
14 Жүрүш-турушиңиз үлгилик болсун. Бу немә үчүн муһим? Мулайимлиқ билән сөзлигәнлигимиз туққанлар билән течлиқни сақлашқа ярдәм бәрсиму, үлгилик жүрүш-турушимиз техиму қаттиқ тәсир қилиши мүмкин (Петрусниң 1-хети 3:1, 2, 16ни оқуң). Туққанлириңиз сизгә қарап, Йәһва гувачилириниң некада бәхитлик екәнлигини, балилириға яхши ғәмхорлуқ қилидиғанлиғини, әхлақий тәрәптин пак вә мәналиқ һаят кәчүридиғанлиғини көрсун. Һәтта улар һәқиқәтни қобул қилмисиму, жүрүш-турушимиз Йәһваға яқидиғанлиғини билиштин хошал болимиз.
15. Туққанлиримиз билән сөз талашмаслиқ үчүн немини алдин ала ойлисақ болиду?
15 Алдин ала тәйярлиқ қилиң. Келишмәсликни туғдуруши мүмкин вәзийәтләр вә уларни қандақ һәл қилишқа болидиғанлиғи һәққидә ойлиниң. Кейин немә қилидиғанлиғиңизни қарар қилиң (Пәнд-нәсиһәтләр 12:16, 23). Австралиялик бир қериндишимиз дәл шундақ қилди. Униң қейинатиси һәқиқәткә қарши болған вә бәзидә қаттиқ аччиқланған. Шуңа телефон қилиштин авал, йолдиши иккиси дуа қилип, униңға аччиғи билән җавап қайтурмаслиқ үчүн, Йәһвадин ярдәм соратти. Сөһбити достанә болуши үчүн, немә һәққидә сөзлишишни алдин ала ойлаштуруп қоятти. Шуниң билән, узақ сөзлишиш адәттә дин тоғрисида талаш-тартишқа әкелидиғанлиқтин, улар қанчә вақит сөзлишидиғанлиғини алдин ала бәлгүләп қоятти.
16. Туққанлириңизниң көңлидин чиқмиғанлиғиңиз үчүн өзүңизни әйиплимәсликкә немә ярдәм бериду?
16 Әлвәттә, Йәһваға ишәнмәйдиған туққанлиримиз билән барлиқ келишмәсликләрниң алдини елиш мүмкин әмәс. Шуңа келишмәслик пәйда болғанда, сиз уларни яхши көргәнликтин вә көңлидин чиқишни халиғанлиқтин, өзүңизни әйиплишиңиз мүмкин. Йәһваға болған садиқлиғиңизни аилиңизгә болған меһир-муһәббитиңиздин үстүн қоюң. Шу чағда туққанлириңиз буни көргәндә, Йәһваға хизмәт қилишниң қанчилик муһим екәнлигини чүшиниши мүмкин. Сиз һечкимни һәқиқәтни қобул қилишқа мәҗбурләлмәйсиз. Амма уларға Йәһваниң йоли билән меңиш сизгә қандақ пайда әкәлгәнлигини көрситәләйсиз. Йәһва туққанлиримизғиму униң йолида меңишни тәғдим қилип, өзлириниң таллишиға пурсәт бәргән (Йәшая 48:17, 18).
АИЛӘ ӘЗАЛИРИМИЗНИҢ БИРИ ЙӘҺВАНИ ТАШЛАП КӘТСӘ
17, 18. Аилә әзалириңизниң бири Йәһвани ташлап кәтсә, сизгә немә ярдәм берәләйду?
17 Аилә әзалиримизниң бири җамаәттин чиқирилса яки өзи ваз кәчсә, бу биз үчүн наһайити қийин болиду. Бу бизгә худди қилич санчиғандәк еғир келиши мүмкин. Буниңға қандақ бәрдашлиқ берәләйсиз?
18 Роһий ишлар билән бәнт болуң. Мундақ вәзийәт көңлүңизни ағритқанда, ишәнчиңизни мустәһкәмлишиңиз бәк муһим. Буниң үчүн Муқәддәс китапни һәр күни оқуң, җамаәт учришишлириға яхши тәйярлиниң, вәз қилишни давамлаштуруң вә Йәһваға дуа қилип, бәрдашлиқ беришкә күч сораң (Йәһуда 20, 21). Сиз буларниң һәммисини қилсиңизму, көңлүңиздики дәрт техи кәтмигән болсичу? Берилмәң! Роһий ишлар билән бәнт болуң. Вақит өтүп, бу сизгә ойлириңиз билән һис-туйғулириңизни тизгинләшкә ярдәм бериду. Келиң, Зәбурниң 73-бабиниң язғучиси баштин кәчүргәнлирини көрүп чиқайли. Һаятиниң бир чеғида униңғиму ойлири билән сезимлирини башқуруш қийин болған. Лекин у Йәһваға хизмәт қилғанлиқтин, қайтидин тоғра көзқарашта болди (Зәбур 73:16, 17). Бу сизгиму ярдәм берәләйду.
19. Йәһваниң өз хәлқини түзитиш усулини һөрмәтләйдиғанлиғиңизни қандақ көрситәләйсиз?
19 Йәһва орнатқан тәртипкә һөрмәт көрситиң. Йәһваниң түзитиши һәммисигә, шу җүмлидин җамаәттин чиқирилған адәмгиму, пайда әкелиду. Гәрчә орнитилған тәртипкә бойсунуш қийин болсиму, келәчәктә бу йеқинимизға Йәһваға қайтип келишкә ярдәм бериши мүмкин (Ибранийларға 12:11ни оқуң). Һазир болса, биз җамаәттин чиқирилған адәм билән «арилашмай», Йәһваниң буйруғини һөрмәтлишимиз керәк (Коринтлиқларға 1-хәт 5:11—13). Әлвәттә, бу оңай әмәс. Амма биз улар билән телефон, учур, хәт, электронлуқ почта яки иҗтимаий алақә торлири арқилиқ арилишиштин нери болушимиз керәк.
20. Немидин үмүтимизни үзмәслигимиз керәк?
20 Үмүтүңизни үзмәң! Меһир-муһәббәт «һәммә нәрсигә үмүтлиниду», шуңа яхши көридиған йеқинимиз күнләрниң бир күни Йәһваға қайтип келиду дәп үмүт қилимиз (Коринтлиқларға 1-хәт 13:7). Әгәр сиз йеқин туққиниңизниң көзқариши һәқиқәтән яхши тәрәпкә өзгәргәнлигини көрсиңиз, униң үчүн дуа қилалайсиз. Дуада Муқәддәс китаптин күч алсун вә Йәһваниң «мениң йенимға қайтип кәл» дегән тәкливини қобул қилсун дәп сорисиңиз болиду (Йәшая 44:22).
21. Аилиңиз Әйсаниң йолида маңғанлиғиңиз үчүн сизгә қаршилиқ қилса, немә қилишиңиз керәк?
21 Әйса биз уни һәрқандақ инсандин артуқ яхши көрүшимиз керәклигини ейтқан. Шагиртлири өй ичидикилириниң қаршилиғиға қаримастин, җасур болуп, униңға садиқ болуп қалидиғанлиғиға Әйсаниң ишәнчи камил еди. Шуңа әгәр аилиңиз Әйсаниң йолида маңғанлиғиңиз үчүн сизгә қаршилиқ қилса, Йәһваға тайиниң. Қийинчилиқларға бәрдашлиқ бериш үчүн Худадин ярдәм сораң (Йәшая 41:10, 13). Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһ сизни яхши көридиғанлиғини вә садиқлиғиңиз үчүн мукапатлайдиғанлиғини әстин чиқармай, хурсән болушни давамлаштуруң.
^ 10-абзац Аилидә ата-аниниң бирила Йәһваға хизмәт қилған чағда балиларни тәрбийиләшкә тегишлик көпирәк мәлумат елиш үчүн, «Күзитиш мунариниң» (рус) 2002-жил, 15-август санидики «Оқурмәнләрниң соаллири» сәрләвһисигә қараң.