ТӘРҖИМИҺАЛ
«Йәһва Худа мени унтуп қалмиди»
МӘН җәнубий Америкидики Гаяна дөлитиниң аһалиси тәхминән 2000чә киши болған Ореалла йезисида яшаватимән. Бу йеза бәкму чәт йәрдә. Униңға пәқәт кичик аэроплан яки кемә биләнла йетип баралайсиз.
Мән 1983-жили туғулған. Һаятимниң дәсләпки жиллири һәммә балилиқ чеғим балиларға охшаш яхши болған еди. Лекин он яшқа киргәндә пүтүн тенимдә қаттиқ ағриқларни һис қилишқа башлидим. Тәхминән икки жилдин кейин, бир күни әтигәндә, ойғанғинимда мән мидирилалмай қалдим. Қанчилик тиришсамму, путлиримда мағдирим болмиди. Шу күндин башлап мән маңалмидим. Мениң кесилим боюмниң өсүшигә тосалғу болди. Мениң боюм шу петичә қалди.
Икки Йәһва гувачиси келишидин авал, мән бир нәччә ай ағрип, өйдин чиқалмайвататтим. Адәттә бирәр киши кәлгәндә мән өзүмни йошурушқа тиришаттим. Лекин шу күни кәлгән Гувачиларниң бири билән параңлаштим. Улар җәннәт тоғрилиқ сөзлигәндә, мән бәш яш вақтимда аңлиғанлирим есимгә чүшти. Шу вақитта Суринамда миссионер болуп хизмәт қилған Джетро айда бир қетим йезимизға келәтти вә мениң дадам билән Муқәддәс китап үгинишни өткүзәтти. Джетро маңа меһрибанларчә муамилә қилатти. Мән уни яхши көрәттим. Униңдин башқа, бовам билән момам бизниң йезимизда өткүзүлгән Йәһва гувачилириниң бәзи җамаәт учришишлириға мени өзлири билән елип баратти. Әшу икки Гувачиниң бири Флоренс мениңдин көпирәк билим елишни халамсән, дәп сориғанда, мән униңға «һә-ә» дедим.
Флоренс йолдиши Джәстәс билән қайтип келип, мениң билән Муқәддәс китап үгинишни башлиди. Хәт тонумайдиғанлиғимни байқиғанда, улар оқушни үгинишимгә ярдәм бәрди. Бир мәзгилдин кейин, мән өзүм оқушни башлидим. Бир күни шу әр-аял маңа уларниң Суренамда хизмәт қилишқа тәйинләнгәнлигини ейтти. Әпсус, Ореаллада давамлиқ Муқәддәс китапни үгитидиған бирму адәм йоқ еди. Лекин бәхиткә яриша, Йәһва Худа мени унтуп қалмиған.
Узун өтмәй Флойд исмилиқ пионер Ореаллаға көчүп кәлди. У вәз қилғанда у мени учраштурди. У Муқәддәс китап үгиниши тоғрисида ейтқанда, мән күлүмсиридим. У: «Немишкә күлүмсирәйсиз»,— дәп сориди. Мән униңға «Худа биздин немә тәләп қилиду?», дегән китапчини пүтәргәнлигимни вә әнди «Мәңгүлүк һаятқа йетәкләйдиған билим» a, дегән китапни үгинишни башлиғанлиғимни ейттим. Үгиниш немә үчүн тохтап қалғанлиғини чүшәндүрдүм. Флойд «Билим» дегән китапниң қалған қисмини мениң билән үгинишни өткүзәтти. Амма кейин уму башқа йәргә тәйинләнди. Мән йәнә Муқәддәс китап оқутқучисиз қалдим.
Лекин 2004-жили икки мәхсус пионер Джошуа вә Гранвиль Ореаллада хизмәт қилишқа тәйинләнгән. Улар вәз қилғанда мени учраштурди. Улар мениңдин Муқәддәс китапни: «Үгәнгиң барму?»,— дәп сориғанда, мән күлүмсиридим. Мән улардин «Билим» дегән китапни башлап үгинишни соридим. Мән уларниң илгәрки оқутқучиларниң үгәткинигә охшаш нәрсиләрни үгитидиған-үгәтмәйдиғанлиғини көрүп бақмақчи болған. Гранвиль маңа йезида җамаәт учришишлири өткүзилидиғанлиғини ейтти. Он жилға йеқин мән өйдин чиқалмиған болсамму, шу учришишларға беришни халидим. Шуңа Гранвиль мени чақлиқ орундуққа олтарғузуп, Ибадәт өйигә елип барди.
Вақит өтүп Гранвиль мени Вәзичиләр мәктивигә қатнишишқа дәвәт қилди. У маңа: «Сиз һәрикәт қилалмиған билән, лекин сөзләләйсиз. Бир күни сиз нутуқ ейтисиз. Бу чоқум болиду»,— деди. Униң илһам беридиған сөзлири өзүмгә ишәнч қилишимға ярдәм бәрди.
Мән Гранвиль билән вәз қилишни башлидим. Амма бу йезидики патқақчилиқ йоллар чақлиқ һарву үчүн бәкму оңғул-доңғул еди. Шуңа мән Гранвильдин мени чақлиқ қол һарвусиға олтарғузуп иштиришни соридим. Бу иш яхши болди. 2005-жили, апрель ейида мән чөмдүрүлүштин өттүм. Узақ өтмәй бурадәрләр мени әдәбиятлар вә Ибадәт өйидики аваз күчәйтиш аппаратиға мәсъул болушни үгәтти.
Кейин бәкму ечинарлиқ йери 2007-жили мениң дадам кемидин чүшүп кетип, кемә моториниң пеқирғучиси ярландуруп бирнәччә күндин кейин өлүп кәтти. Аилимиз қаттиқ қайғурди. Гранвиль бурадәр биз билән дуа қилип, Муқәддәс китаптин тәсәлли беридиған үзүндиләрни оқуп бәрди. Икки жилдин кейин биз йәнә бир шум хәвәрни аңлидуқ. Гранвильниң кемиси кәчқурун өрүлүп чөкүп кәткән вә икки күндин кейин униң җәсити тепилған еди.
Бизниң кичик қайғурлуқ җамаитимиздә бирму ақсақал яки хизмәт ярдәмчиси қалмиди. Гранвиль бурадәрниң өлүми бизгә қаттиқ зәрбә болди. У мениң җан достум болған еди. У мениң роһий вә җисманий җәһәттин еһтияҗлиримға чин көңлидин ғәмхорлуқ қилған. Униң өлүмидин көп өтмәй маңа «Күзитиш мунари» тәтқиқ мақалисини оқуш тапшурулған еди. Мән бирнәччә абзацларни оқуғандин кейин, мени қаттиқ жиға тутуп көз йешим тарам-тарам ақти. Шуңа маңа сәһнидин чүшүп кетишимгә тоғра кәлди.
Башқа җамаәтниң бурадәрләр Ореаллаға бизгә ярдәм бериш үчүн кәлгәндә мән өзүмни яхширақ һис қилишқа башлидим. Униңдин башқа, Бәйтәл Коджо исимлиқ мәхсус пионерни әвәтти. Апам билән иним Муқәддәс китапни үгинишни башлиди вә чөмдүрүлүштин өтти, бу мени бәкму хошал қилди. Кейин мән 2015-жили март ейида хизмәт ярдәмчиси болуп тәйинләндим. Узун өтмәй мән биринчи нутуқни ейттим. Шу күни Гранвильниң нурғун жил бурун маңа: «Бир күни сиз нутуқ ейтисиз. Бу чоқум болиду»,— дегән сөзлирини күлүмсирәп вә жиғлап есимгә алдим.
JW интернет телевизияси арқилиқ маңа охшаш әһвалға дуч кәлгән башқа қериндашлирим һәққидә билдим. Лекин улар паләч болуп чәкләнгән имканийәтлиригә қаримастин, әһмийәтлик вә хошал һаят кәчүриду. Мәнму йәнә бәзи ишларни қилалаймән. Йәһва Худаға бар күчимни чиқирип хизмәт қилиш истигим мени пионер болушқа дәвәт қилди. 2019-жили сентябрьда әҗайип бир хуш хәвәрни аңлидим! Шу айда 40 қериндаш бар җамаитимиздә мән ақсақал болуп тәйинләнгәнлигимни билдим.
Мениң билән оқуп вәз хизмитимгә қатнишишимға ярдәм бәргән қәдирлик қериндашлирим үчүн рәхмәт ейтимән. Әң муһими, Йәһваниң мени унтуп қалмиғанлиғи үчүн, бәкму миннәтдармән.
a Йәһва гувачилири нәшир қилинған китап, бирақ һазир нәшир қилинмайду.