20-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
Бүгүнки күндә «шималий падиша» ким?
«Лекин униң әҗили шу йәрдә тошиду вә һечким уни қутқузмайду» (ДАН. 11:45, КТ).
43-НАХША Һошияр, мәһкәм вә қәйсәр бол!
БУ МАҚАЛИДӘ a
1, 2. Бу мақалидә немини көрүп чиқимиз?
БИЗ ахир заманниң ахирқи күнлиридә яшаватимиз вә буниң дәлил-испатлар наһайити көп. Пат йеқинда Йәһва Худа вә Әйса Мәсиһ Падишалиққа қарши чиққан һәммә һөкүмәтләрни йоқ қилиду. Бу вақиә йүз бериштин авал шималий вә җәнубий падишалар өз ара бир-биригә вә Худа хәлқигә қарши күрәш қилишни давамлаштуриду.
2 Бу мақалидә Даниял 11:40—12:1дики пәйғәмбәрлик сөзләрни көрүп чиқимиз. Биз шималий падишаниң һазир ким екәнлигини вә қандақ вақиәләр йүз беришидин қәтъийнәзәр немә үчүн хатирҗәмликни сақлап, Йәһва Худаға тайинишимиз керәклигини көрүмиз.
ЙЕҢИ ШИМАЛИЙ ПАДИША
3, 4. Бүгүнки күндә шималий падиша ким? Чүшәндүрүп бериң.
3 1991-жили Совет Иттипақи ғулиғандин кейин, бурун униң һөкүмранлиғи астида болған Худаниң хизмәтчилири бираз мәзгил әркинликкә егә болған еди. Даниял бу әркинликни «азғинә ярдәм» дәп тәсвирлигән (Дан. 11:34, КТ). Нәтиҗидә, улар әркин-азадә вәз қилалиған. Көп өтмәй Совет Иттипақини тәшкил қилған дөләтләрдә вәз ейтқучиларниң сани нәччә йүз миңғичә көпәйгән. Бирақ жиллар өтүп, Россия вә униң иттипақдашлири бирлишип шималий падишиға айланған. Өткән мақалидин билгинимиздәк, бир һөкүмәт шималий яки җәнубий падишаниң ролини ойнаш үчүн үч нәрсини қилиши, йәни 1) Худаниң хәлқигә беваситә тәсир қилиши, 2) иш-һәрикәтлири билән Йәһваниң вә Униң хәлқиниң дүшмини екәнлигини көрситиши вә 3) өз ара бир-биригә қарши чиқиши керәк.
4 Россия вә униң иттипақдашлири шималий падиша екәнлигини испатлайдиған сәвәпләргә диққәт ағдурайли. 1) Улар вәз ишини мәнъий қилиш арқилиқ Худа хәлқигә һуҗум қилған. 2) Бу иш-һәрикәтлири билән улар Худа вә Униң хәлқини өч көридиғанлиғини көрсәткән. 3) Россия вә униң иттипақдашлири Британия вә Қошма Штатлардин шәкилләнгән җәнубий падишадин күчлигирәк болушқа тиришиватиду. Һазир Россия вә иттипақдашлириниң қандақ иш-һәрикәтлири уларниң шималий падиша екәнлигини испатлайдиғанлиғини көрәйли.
ПАДИШАЛАР БИР-БИРИГӘ ҚАРШИ ЧИҚМАҚТА
5. Даниял 11:40—43-айәтләрдә қайси вақит тоғрилиқ ейтилған вә шу вақитта немә йүз бериду?
5 Даниял 11:40—43ни оқуң. Бу пәйғәмбәрлик сөзләрдә заманниң ахири тоғрилиқ ейтилған. Бу үзүндидә шималий вә җәнубий падишалар өз ара риқабәт қилишидиғанлиғиға диққәт ағдурулған. Даниял пәйғәмбәр ейтқандәк, заманниң ахирида җәнубий вә шималий падишалар бир-биригә «һуҗум қилиду» (Дан. 11:40, КТ).
6. Икки падиша бир-биригә қандақ «һуҗум қиливатиду»?
6 Шималий вә җәнубий падиша дуниядики әң күчлүк һөкүмәт болуш үчүн бир-бири билән күрәш қилмақта. Мәсилән, Иккинчи дуния урушидин кейин Совет Иттипақи вә униң иттипақдашлири Европидики көплигән дөләтләргә тәсир қилишни башлиған. Шуңа, шималий падишаға қарши туруш үчүн җәнубий падиша башқа дөләтләр билән хәлиқара һәрбий иттипақ қуруш үчүн бир әһдә түзгән. Бу келишим Шималий Атлантик Әһди Тәшкилати (НАТО) дәп аталған. Шималий вә җәнубий падишалар бир-бири билән риқабәтлишип, һәрбий күчлирини күчәйтиш үчүн бәк көп пул сәрип қилишни давамлаштуриватиду. Шундақла улар Африка, Асия вә Латин Америкисидики урушларда бир-бириниң дүшмәнлирини қоллап-қувәтләш арқилиқ бир-биригә қарши күрәш қилған. Мошу йеқинки жиллири Россия вә униң иттипақдашлири бәк күчлүк болуп, пүтүн дунияға қаттиқ тәсир қилмақта. Шундақла улар бир-бири билән кибер уруш қилмақта, йәни тор арқилиқ күрәшмәктә. Падишалар бир-бирини компьютер программилиридин пайдилинип, дөләтлириниң ихтисадий вә сәясий түзүмлиригә зиян тәккүзди дәп әйипләйду. Даниял пәйғәмбәр алдин-ала язғандәк, шималий падиша Худаниң хәлқигә һуҗум қилишни давамлаштуриватиду (Дан. 11:41).
ШИМАЛИЙ ПАДИША «ГӨЗӘЛ ЗИМИНҒА БЕСИП КИРИДУ»
7. «Әң гөзәл зимин» дегән немә?
7 Даниял 11:41дә шималий падиша «гөзәл зиминға бесип кириду», дәп йезилған. Бу қандақ зимин? Қедимда Исраил «әң гөзәл зимин» болуп һесапланған (Әзәк. 20:6, КТ). Бу зимин немә үчүн гөзәл дәп аталған? Чүнки бу йәрдә хәлиқләр Йәһва Худаға ибадәт қилған. Бирақ милади 33-жили Әллигинчи күн мәйримидин тартип бу «гөзәл зимин» қандақту бир удул мәнадики җайни билдүрмәйду. Чүнки Худаниң хәлқи дунияниң җай-җайлириға тарқалған. Бүгүнки күндә «гөзәл зимин» Худа хәлқи һәқ Худа Йәһваға қилидиған ибадәтни, шу җүмлидин җамаәт учришишлири билән вәз ишиға қатнишишни билдүриду.
8. Шималий падиша «гөзәл зиминға» қандақ һуҗум қилған?
8 Ахир заман башланғандин бу ян шималий падиша «гөзәл зиминға» қайта-қайта һуҗум қилған. Мәсилән, нацист Германияси, болупму Иккинчи дуния уруши вақтида шималий падиша болғанда, Худа хәлқигә зиянкәшлик қилип, нурғунлирини өлтүрүлгән. Иккинчи дуния урушидин кейин, Совет иттипақи шималий падишаға айланғанда, уму «гөзәл зиминға» бесип кирип, Худа хәлқигә һуҗум қилған вә уларни сүргүн қилған.
9. Йеқинки жилларда Россия вә униң иттипақдашлири «гөзәл зиминға» қандақ бесип киргән?
9 Йеқинки жилларда Россия вә униң иттипақдашлириму «гөзәл зиминға» бесип киргән. Қандақ қилип? 2017-жили Россия һөкүмити Худа хәлқиниң паалийитини мәнъий қилип, бәзи етиқатдашлиримизни түрмигә ташлиған. Йәнә әдәбиятлиримизни, шу җүмлидин Муқәддәс китапниң «Йеңи дуния тәрҗимисиниму» мәнъий қилған. Буниңдин башқа, Россиядики Бәйтәлни, Ибадәт өйлирини вә Конгресс сарайлирини тартивалған. Бу вақиәләрдин кейин 2018-жили Рәһбәрлик кеңәш Россия вә униң иттипақдашлириниң шималий падиша екәнлигини елан қилған. Лекин Худаниң хәлқи мәйли қанчилик еғир зиянкәшликкә дуч кәлсиму, һөкүмәткә қарши чиқмайду яки уни ғулитишқа тиришмайду. Әксинчә, улар Муқәддәс китаптики нәсиһәткә қулақ селип, «барлиқ мәртивилик әмәлдарлар үчүн», болупму әркин-азадә ибадәт қилишқа тәсир қилидиған қарарни чиқириватқанда, дуа қилиду (Тим. 1-х. 2:1, 2).
ШИМАЛИЙ ПАДИША ҖӘНУБИЙ ПАДИШАНИ ЙЕҢИВАЛАМДУ?
10. Шималий падиша җәнубий падишани йеңиваламду? Чүшәндүрүп бериң.
10 Даниял 11:40—45тики пәйғәмбәрлик сөзигә асасән шималий падиша тоғрилиқ ейтилған. Бу униң җәнубий падиша үстидин ғәлибә қилидиғанлиғини билдүрәмду? Яқ. Сәвәви Йәһва Худа билән Әйса Мәсиһ Армагедон урушида барлиқ һөкүмәтләрни йоқ қилғанда, җәнубий падиша техи мәвҗут болуп туриду (Вәһ. 19:20). Немә үчүн буниңға ишәнчимиз камил? Келиңлар, Даниял вә Вәһий китаплиридики бәшарәтләргә диққәт ағдурайли.
11. Даниял 2:43—45-айәттики пәйғәмбәрлик сөзләр немини билдүриду? (Муқавидики рәсимгә қараң.)
11 Даниял 2:43—45ни оқуң. Даниял пәйғәмбәр Худа хәлқигә тәсир қилидиған һәртүрлүк һөкүмәтләрни, бу һөкүмәтләр болса йоған һәйкәлниң һәртүрлүк қисмини тәсвирлигән. Ахирқи һөкүмәт һәйкәлниң төмүр вә сеғиз лайдин ясалған путлири сүпитидә тәсвирләнгән. Бу — Англо-Америка дуния империяси. Бу пәйғәмбәрлик сөзләрдин көргинимиздәк, Англо-Америка дуния империяси техичә һөкүмранлиқ қиливатқанда, Худа Падишалиғи барлиқ инсаний һөкүмәтләрни вәйран қилиду.
12. Мәхлқуниң йәттинчи беши немини билдүриду вә бу немә үчүн диққәткә сазавәр?
12 Әлчи Йоһанму Худа хәлқиниң үстидин һөкүмранлиқ қилидиған дуния империяларни тилға алған. Йоһан бу һөкүмәтләрни йәттә беши бар мәхлуқтәк тәсвирлигән. Мәхлуқниң йәттинчи беши Англо-Америка дуния империясини билдүриду. Бу диққәткә сазавәр, чүнки Вәһий китавида мәхлуқниң йәнә башқа башлири өсүп чиқидиғанлиғи тоғрилиқ йезилмиған. Демәк, мәхлуқниң йәттинчи беши техичә һөкүмранлиқ жүргүзиватқанда, Әйса вә униң асмандики қошуни бирликтә мәхлуқниң йәттинчи бешини вә униң өзини пүтүнләй йоқ қилиду b (Вәһий 13:1, 2; 17:13, 14).
ШИМАЛИЙ ПАДИША ПАТ АРИДА НЕМӘ ҚИЛИДУ?
13, 14. Йәҗүҗ билән Мәҗүҗ дегән ким вә у Худа хәлқигә немә үчүн һуҗум қилиду?
13 Әзәкиял пәйғәмбәр шималий вә җәнубий падишаларниң йоқ болушидин авал қандақ вақиәләр йүз бериши мүмкин екәнлигини язған. Әзәкиял 38:10—23; Даниял 2:43—45; 11:44—12:1 вә Вәһий 16:13—16, 21дики айәтләрниң һәммисидә бир вақиә тоғрилиқ ейтилған болса, ундақта төвәндики вақиәләр йүз бериду дәп ейталаймиз.
14 Дәһшәтлик балаю апәт башлинип, көп өтмәй «йәрниң падишалири» жиғилип, дөләтләр иттипақи қуриду (Вәһ. 16:13, 14; 19:19). Муқәддәс Язмиларда бу иттипақи «Магог зиминидики... Гог» яки «Йәҗүҗ билән Мәҗүҗ» дәп аталған (Әзәк. 38:2, КТ). Дөләтләр иттипақи Худа хәлқини тамамән йоқ қилиш үчүн һуҗум қилиду. Уларниң буни қилишиға немә сәвәп болиду? Әлчи Йоһан шу мәзгил һәққидә ейтқанда, Худаниң дүшмәнлиригә үстигә йоған мөлдүр яққанлиғини көргән. Бу символлуқ мөлдүр Йәһва Худаниң хәлқи җакалайдиған бәк еғир һөкүм хәвирини билдүрүши мүмкин. Бәлким, Гогниң Худа хәлқини һалақ қилиш үчүн һуҗум қилишиға дәл шу хәвәр сәвәп болиду (Вәһ. 16:21).
15, 16. а) Даниял 11:44, 45-айәтләрдә қандақ вақиәләр тәсвирләнгән болуши мүмкин? ә) Шималий падиша вә Йәҗүҗ билән Мәҗүҗни билдүридиған башқа һөкүмәтләргә немә болиду?
15 Даниял 11:44, 45тә (оқуң) йезилған сөзләрму һөкүм хәвири вә Худаниң дүшмәнлири қилидиған ахирқи һуҗумни билдүрүши мүмкин. Даниял пәйғәмбәр «шәриқ вә шималдин кәлгән» хәвәрләр шималий падишаниң чишиға тегидиғанлиғини вә «техиму дәрғәзәп» болидиғанлиғини ейтқан. Шималий падиша «нурғун кишини қирғинчилиқ қилип өлтүримән дәп җәң қозғайду». Бу айәттики «нурғун» дегән сөз Йәһва Худаниң хәлқини билдүрүши мүмкин c. Бәлким, бу йәрдә Даниял Худаниң хизмәтчилиригә қилинидиған ахирқи һуҗумини тәсвирлигән.
16 Шималий падиша билән башқа һөкүмәтләрниң бу һуҗуми Һәммигә Қадир Худаниң ғәзивини қозғайду. Шу чағда Армагедон уруши башлиниду (Вәһ. 16:14, 16). Шималий падиша вә Йәҗүҗ билән Мәҗүҗни билдүридиған башқа һөкүмәтләр йоқ қилиниду вә «һечким уни қутқузмайду» (Дан. 11:45)).
17. Даниял 12:1-айәттә улуқ әмир дәп аталған Микаил бу ким? Һазир у немә қилмақта вә келәчәктә немә қилиду?
17 (Даниял 12:1ни оқуң). Бу айәттин шималий падиша вә униң иттипақдашлири қандақ йоқ қилинидиғанлиғи вә бизниң қандақ қутқузилидиғанлиғимиз тоғрилиқ көпирәк биләләймиз. Аәйттики сөзләр немини билдүриду? Микаил — һазир һөкүмранлиқ қиливатқан падишайимиз Мәсиһ Әйсаниң башқа исми. 1914-жили асманда Худа Падишалиғи орнитилғандин бери у Худа хизмәтчилирини қоғдимақта. Пат арида у Армагедон урушида «мәйданға чиқиду», йәни дүшмәнлирини йоқ қилиду. Бу уруш Даниял ейтип кәткән тарихта бурун һечқачан болмиған «балаю-апәтлик мәзгилниң» ахирқи вақиә болиду. Вәһий китавидики Йоһан язған бу уруш вә униң алдидики бир мәзгил вақит дәһшәтлик балаю апәт дәп аталған (Вәһ. 6:2; 7:14).
СИЗНИҢ ИСМИҢИЗ «ҺАЯТЛИҚ ДӘПТИРИГӘ» ЙЕЗИЛАМДУ?
18. Немә үчүн келәчәктә йүз беридиған вақиәләрдин қорқмаслиғимиз керәк?
18 Биз келәчәктә йүз беридиған вақиәләргә ишәнч билән қаралаймиз. Чүнки Даниял, Йоһан һәр иккиси өтмүштә һечқачан болуп бақмиған дәһшәтлик балаю апәт вақитта, Йәһва Худа билән Әйса Мәсиһкә хизмәт қилидиғанларниң һәммиси аман қалидиғанлиғини ейтқан. Даниял пәйғәмбәр пәқәт исимлири «һаятлиқ дәптиригә» йезилғанлар қутқузилидиғанлиғини ейтқан (Дан. 12:1, КТ). Бизниң исмимиз шу дәптәргә йезилиши үчүн немә қилишимиз керәк? Биз Худаниң Қозиси Әйсаға ишинидиғанлиғимизни дәлиллишимиз керәк (Йоһ. 1:29). Өзүмизни Худаға беғишлап, чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүшимиз зөрүр (Пет. 1-х. 3:21). Шундақла қолумиздин кәлгиничә, башқиларниң Йәһва Худа тоғрилиқ билим елишиға ярдәм берип, Худа Падишалиғини қоллап-қувәтләйдиғанлиғимизни чоқум көрситишимиз лазим.
19. Һазир немә қилишимиз керәк вә немә үчүн?
19 Һазир Йәһваға вә Униң садақәтмән хизмәтчиләрдин тәшкилләнгән Униң болған тәшкилатиға ишәнчимизни күчәйтидиған вә Худа Падишалиғини қоллап-қувәтләйдиған вақит. Шундақ қилидиған болсақ, Худа Падишалиғи шималий вә җәнубий падишаларни йәр йүзидин йоқ қилған чағда биз аман қалимиз.
46-НАХША Йәһва — Падишайимиз!
a Бүгүнки күндә «шималий падиша» ким вә у қандақ вәйран қилиниду? Бу соалларниң җавави етиқадимизни мустәһкәмләйду вә пат арида болидиған синақларға тәйяр болушимизға ярдәм бериду.
b Даниял 2:36—45 вә Вәһий 13:1, 2-айәтләрдики пәйғәмбәрлик сөзләр тоғрилиқ көпирәк билиш үчүн «Күзитиш мунариниң» (рус) 2012-жил, 15-июнь санидики «Иегова — Бог, открывающий тайны», «Кто такие восемь царей» «Иегова открывает, “что вскоре должно произойти”» «Вопросы читателей» дегән мақалиләргә қараң.
c Көпирәк мәлумат елиш үчүн «Күзитиш мунариниң» (рус) 2015-жил, 15-май санидики 29, 30-бәтләргә қараң.