«Мусапирларға» Йәһваға «хошаллиқ билән хизмәт қилишқа» ярдәм бериш
«Пәрвәрдигар мусапирлардин хәвәр алиду» (ЗӘБУР 146:9).
НАХШИЛАР: 25, 42
1, 2. а) Бәзи қериндашлиримиз қандақ қийинчилиқларға дуч келиду? ә) Буниңға тегишлик қандақ соаллар пәйда болиду?
«БУРУНДИДА гражданлиқ уруш башланғанда, аилимиз конгресста болған еди»,— дәп бөлүшти Лидже исимлиқ бурадиримиз. «Биз адәмләрниң қечиватқанлиғини вә оқ атқанлиғини көрдуқ. Җенимизни аман елип қелиш үчүн ата-анам билән 11 қериндишим қолумизға чүшкән нәрсини елипла, қачтуқ. Аиләмдикиләрниң бәзилири 1600 километрдин ошуқ йол меңип, ахири Малавидики қачақлар лагериға йәттуқ. Қалғанлиримиз тәрәп-тәрәпкә тарқилип кәттуқ».
2 Дуния йүзидики урушлар яки тәқипләр сәвәвидин өйидин қечишқа мәҗбур болған мусапирларниң, йәни қачақларниң, сани 65 миллиондин ешип чүшкән. Бу тарихтики әң жуқурики көрсәткүч болуп һесаплиниду * (Изаһәткә қараң.). Уларниң арисида миңлиған Йәһва гувачилириму бар. Көплири йеқинлиридин вә һәммә мал-мүлкидин айрилған. Улар йәнә қандақ қийинчилиқларға дуч кәлгән? Қериндашлиримизға мундақ синақларға дуч кәлгәндә Йәһва Худаға хизмәт қилишқа вә хошаллиқни сақлашқа қандақ ярдәм берәләймиз? (Зәбур 100:2). Йәһва һәққидә аңлимиған қачақларға вәз қилишниң әң үнүмлүк усули қандақ?
МУСАПИРЛАРНИҢ ҺАЯТИ
3. Әйса вә униң көплигән шагиртлири қандақларчә мусапир болуп қалди?
3 Йәһва Худаниң пәриштиси Йүсүпни Һирод падишаниң Әйсани өлтүрмәкчи болғанлиғи һәққидә агаһландурғанда, Йүсүп оғли Әйса билән аяли Мәрийәмни елип, Мисирға қечип кәтти. Улар шу йәрдә Һирод өлгичә яшиған (Мәтта 2:13, 14, 19—21). Көп жиллардин кейин Әйсаниң шагиртлири тәқипләр сәвәвидин «Йәһудийә вә Самарийәгә тарқилип кәтти» (Әлчиләр 8:1). Әйса уларниң көпинчиси өйидин кетишкә мәҗбур болидиғанлиғини билгән. У мундақ деди: «Силәрни бир шәһәрдә тәқиплисә, башқа бир шәһәргә қечиңлар» (Мәтта 10:23). Қандақ сәвәп болмисун, қечиш асан әмәс.
4, 5. а) Мусапирлар қачқанда қандақ қийинчилиқларға дуч келиду? ә) Лагерьда яшиғандичу?
4 Мусапирлар өйлирини ташлап кәткәндә яки қачақлар лагерида яшиғанда, һәр түрлүк хәтәрлик вәзийәтләргә дуч келиду. «Биз һәптиләп йүзлигән җәсәтләрниң арисида маңдуқ»,— деди Лиджениң иниси Гад. «Мән 12 яшта едим. Путлирим шунчилик ишип кәттики, аиләмгә мени қалдуруп, мениңсиз меңивериңлар дедим. Бирақ дадам қозғулаңчиларниң қолиға чүшүп қелишимни халимай, мени көтирип маңди. Биз дуа қилип вә Йәһваға тайинип, әйтәвир күн көрүшниң бир амалини таптуқ. Бизниң йол бойида өсүватқан манго мевилиридин башқа һечнемә йемигән чағлиримизму болған» (Филипиликләргә 4:12, 13).
5 Лиджениң өйидикилириниң көпинчиси жиллар давамида Бирләшкән Дөләтләр Тәшкилатиниң қачақлар лагерьлирида пана тапти. Лекин шу йәрдиму хәтәрлик болған. Һазир наһийилик назарәтчи болуп хизмәт қиливатқан Лидже мундақ чүшәндүриду: «Лагерьдики көп адәмләр ишсиз жүрди. Улар ғевәт қилишатти, һарақ ичишәтти, қимар ойнишатти, оғурлатти вә әхлақсиз һаят кәчүрәтти». Өзлирини яман тәсирдин қоғдаш үчүн, Гувачилар җамаәт ишлири билән бәнт болуши керәкти (Ибранийларға 6:11, 12; 10:24, 25). Һәқиқәт йолида мәһкәм туруш үчүн, улар вақтини дана қоллинип, нурғунлири пешқәдәм болуп хизмәт қилған. Улар қедимий Исраил хәлқиниң чөлдә жүргән вақти аяқлашқандәк, өзлириниң қачақлар лагеридики вақтиму аяқлишидиғанлиғини есиға елип турушатти. Шундақ қилип, улар иҗабий көзқарашни сақлалиған (Коринтлиқларға 2-хәт 4:18).
МУСАПИРЛАРҒА МЕҺИР-МУҺӘББӘТ КӨРСИТИҢ
6, 7. а) «Рәббимизниң меһир-муһәббити» бизни қериндашлиримизға қандақ муамилә қилишқа дәвәт қилиду? ә) Мисал кәлтүрүң.
6 «Рәббимизниң меһир-муһәббити» бизни болупму бешиға күн чүшкән қериндашларға меһир-муһәббәт көрситишкә дәвәт қилиду (Йоһанниң 1-хети 3:17, 18ни оқуң). Мәсилән, Йәһудийәдә яшиған биринчи әсирдики мәсиһийләр ачарчилиққа дуч болғанда, җамаәттикиләр уларға ярдәм беришни уюштурған (Әлчиләр 11:28, 29). Паул билән Петрус қериндашларни өзара меһмандост болушқа үндигән (Римлиқларға 12:13; Петрусниң 1-хети 4:9). Мәсиһийләр сүпитидә башқа йәрләрдин кәлгән қериндашларға меһрибанлиқ көрсәтсәк, ундақта һәқиқәт үчүн тәқипләргә вә хәтәрлик вәзийәтләргә дуч болған қериндашлиримизға меһрибанлиқ көрситишимиз керәк әмәсму?! * (Изаһәткә қараң.) (Пәнд-нәсиһәтләр 3:27ни оқуң).
7 Йеқинда шәрқий Украинидики миңлиған Йәһва гувачилири уруш вә тәқипләр сәвәвидин өйлирини ташлашқа мәҗбур болди. Әң ечинарлиғи, уларниң бәзилири һаятидин айрилди. Амма қечишқа тоғра кәлгән қериндашларниң көпинчиси Украининиң башқа җайлиридики яки Россиядики қериндашлириниң өйлиридә пана тапти. Икки дөләттики қериндашлиримиз бетәрәпликни сақлап, «дуниядин әмәс» екәнлигини көрсәтти вә қизғинлиқ билән «Худа сөзи һәққидики хуш хәвәрни җакалашни» давамлаштурди (Йоһан 15:19; Әлчиләр 8:4).
МУСАПИРЛАРҒА ИШӘНЧИНИ МУСТӘҺКӘМЛӘШКӘ ЯРДӘМ БЕРИҢ
8, 9. а) Йеңи дөләткә көчкән қачақлар қандақ қийинчилиқларға учришиши мүмкин? ә) Немишкә биз уларға сәвирчанлиқ билән ярдәм беришимиз керәк?
8 Бәзи қачақларға өз дөлитиниң башқа җайида турушқа тоғра келиду. Өзгилири болса, ят бир әлгә көчүшкә мәҗбур. Һөкүмәт қачақларни озуқ-түлүк, кийим-кечәк вә туридиған җай билән тәминлиши мүмкинлиги раст, лекин уларда техичә қийинчилиқлар бар. Мәсилән, тамақлири адәтләнгән тамиғидин мутләқ башқичә болидиғанду. Иссиқ йәрләрдин кәлгәнләр болса, соғни һаятида биринчи қетим сезип, қандақ кийинишни билмәслиги мүмкин. Йәнә бирлири заманивий техникини қоллинишни билмәй қийнилиши еһтимал.
9 Бәзи мәмликәтләрдә қачақларға йеңи вәзийәтләргә үгиниш үчүн ярдәм беридиған алаһидә программилар уюштурулған. Бирақ бирнәччә айдин кейин қачақлар өз-өзини тәминләйду дәп күтүлиду. Бу бәк қийин болуши мүмкин. Уларға бирдин үгиниш һаҗәт болған нәрсиләрниң һәммисини тәсәввур қилип көрүңа: йеңи тил, йеңи урп-адәтләр, селиқ төләш, балиниң мәктәпкә беришиға вә һәтта балини тәрбийиләшкә тегишлик йеңи қанунлар! Буниңға охшаш қийинчилиқларға учриған қериндашларға сәвирчанлиқ вә һөрмәт билән ярдәм берәләмсиз? (Филипиликләргә 2:3, 4).
10. Қачақ қериндашлиримиз кәлгәндә, уларниң ишәнчини қандақ мустәһкәмләләймиз? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)
10 Бәзидә һөкүмәт әмәлдарлири мусапир қериндашлиримизниң йәрлик җамаәт билән алақилишишиға тосалғу қилиши мүмкин. Мәмликәтлик тәшкилатлар һәтта ярдәм беришни тохтитимиз дәп қорқутуши еһтимал. Қериндашлар учришишларға қатнишиш үчүн мәмликәт бәргән иштин баш тартса, уларға пана беришни рәт қилимиз дәпму ейтиши мүмкин. Бәзилири қорққанлиғидин шундақ ишқа келишкән. Шуниң үчүн қачақ қериндашлиримиз кәлгәндә, улар билән дәрру учришишимиз бәк муһим. Улар бизниң ғәмхорлуғимизни һис қилиши керәк. Мундақ ғәмхорлуқ вә әмәлий ярдәм уларниң ишәнчисини мустәһкәмлиши мүмкин (Пәнд-нәсиһәтләр 12:25; 17:17).
ҚАЧАҚЛАРҒА ӘМӘЛИЙ ЯРДӘМ КӨРСИТИҢ
11. а) Әң бешида мусапирлар немигә муһтаҗ? ә) Қачақлар миннәтдарлиғини қандақ көрситәләйду?
11 Әң бешида биз қериндашлиримизға озуқ-түлүк, кийим-кечәк яки башқиму һаҗәтлик нәрсиләрни беридиғандимиз *. (Изаһәткә қараң.) Һәтта кичик соғиларму, мәсилән бурадәргә галстук бәрсәк, көңлини хуш қилиши мүмкин. Әлвәттә, қачақлар тәләпчан болушни халимай, әксичә башқиларниң ярдими үчүн миннәтдарлиғини билдүриду. Бу уларға ярдәм бериватқан қериндашларни хошал қилиду. Лекин вақит өтүп мусапирлар өзлиригә ғәмхорлуқ қилиши муһим. Бу уларға өзини һөрмәтләшкә вә қериндашлар билән яхши мунасивәттә болушқа ярдәм бериду (Салоникилиқларға 2-хәт 3:7—10). Шундақтиму, қачақлар бизниң әмәлий ярдәм көрситишимизгә муһтаҗ.
12, 13. а) Қачақларға қандақларчә әмәлий ярдәм берәләймиз? ә) Мисал кәлтүрүң.
12 Мусапирларға ярдәм бериш үчүн көп пул һаҗәт әмәс. Уларға әң һаҗәт болғини — вақтимиз билән меһир-муһәббитимиз. Мәсилән, уларға җәмийәтлик транспортни қоллинишни яки пайдилиқ вә әрзән озуқ-түлүк сетивелишни көрситәләймиз. Шундақла уларға турақлиқ тапавәткә егә болуш үчүн тикинчилик, қурулушқа тегишлик һәр түрлүк қурал-сайманларни сетивелишқа болидиғанлиғини үгитәләймиз. Әң муһими, уларға йеңи җамаәтниң бир қисми
болушқа ярдәм берәләймиз. Мүмкинқәдәр, уларға учришишларға йетиш үчүн ярдәм тәғдим қилиң. Униңдин ташқири, территорияңиздә вәз қилишниң әң үнүмлүк усуллирини көрситип, улар билән хизмәткә чиқсиңиз болиду.13 Бир җамаәткә қачақ болған төрт яш бурадәр кәлгәндә, ақсақаллар уларға әмәлий ярдәм бәрди. Улар төртигә машина һайдашни, компьютерда хәт бесишни вә ишқа кириш үчүн әризә тоштурушни үгәткән. Шуниң билән, Йәһваниң иши әң биринчи орунда туруши үчүн вақтини қандақ тоғра пайдилинишқа болидиғанлиғини көрсәтти (Галатилиқларға 6:10). Көп өтмәй, төртилиси пешқәдәм болуп хизмәт қилишни башлиди. Ақсақалларниң ярдими билән вә өзлириму хизмәттики мәхсәтләргә йетиш үчүн күч чиқарғанлиғи түпәйлидин, улар Шәйтан дуниясиға йәм болмай, роһий җәһәттин өсти.
14. а) Қачақлар қандақ езиқишқа қарши туруши һаҗәт? ә) Мисал кәлтүрүң.
14 Башқа мәсиһийләргә охшаш, қачақларғиму байлиқни Йәһва билән болған мунасивитидин үстүн қоюш бесимиға яки езиқишиға қарши туруш керәк * (Изаһәткә қараң.). Жуқурида тилға елинған Лидже ака-укилири билән қечип келиватқанда, дадисиниң ишәнчкә тегишлик бәргән тәлимни мошу күнгичә есида сақлап жүриду. Улар мундақ дәйду: «Дадам көтирип келиватқан анчә муһим әмәс нәрсиләрни бир-бирләп ташлиди. Ахирида қолидики қуруқ сумкини көрситип, күлүмсирәп: “Көрдүңларму, бу бизгә керәкниң һәммиси, халас!”— деди» (Тимотийға 1-хәт 6:8ни оқуң).
ҚАЧАҚЛАРНИҢ ӘҢ АСАСИЙ ЕҺТИЯҖЛИРИНИ ҚАНАӘТЛӘНДҮРҮҢ
15, 16. а) Қериндашларниң етиқадини қандақ мустәһкәмләләймиз? ә) Биз уларни қандақ қоллап-қувәтлисәк болиду?
15 Қачақлар пәқәт озуқ билән кийимгила әмәс, бизниң қоллап-қувәтлишимиз билән Муқәддәс китаптин тәсәлли елишқиму муһтаҗ (Мәтта 4:4). Ақсақаллар қачақларни ана тилидики әдәбиятлар билән тәминләп, уларниң тилида сөзләйдиған қериндашлар билән алақилишишқа ярдәм берәләйду. Мусапирларниң көпинчиси көңлигә йеқимлиқ нәрсиләрниң һәммисини ташлап кәткәнликтин, уларға ярдәм бериш бәк муһим. Улар аилисини, жутини вә җамаитини сеғиниду. Шуңа улар етиқатдашларниң арисида Йәһваниң меһир-муһәббити билән һәмдәртлигини һис қилиши керәк. Болмиса, улар Йәһваға хизмәт қилмайдиған жутдашлиридин ярдәм сориши мүмкин (Коринтлиқларға 1-хәт 15:33). Җамаәттә өзини ят һис қилмаслиғиға ярдәм бәрсәк, Йәһва билән биллә «мусапирлардин хәвәр алимиз» (Зәбур 146:9).
16 Уларни тәқиплигәнләр һөкүмранлиқ қилғанда, Әйса билән униң ата-аниси жутиға қайтип кетәлмигән. Шуниңға охшаш, бүгүнки күндиму қачақлар өз өйлиригә қайта кетәлмәслиги мүмкин. Бәзилири болса, қайтишни халимайду. Лиджениң ейтишичә, көплигән ата-анилар өз жутида аилә әзалириниң зорланғанлиғини, өлтүрүлгәнлигини көрүп, балилирини шу җайға қайтидин елип беришни халимайду. Қериндашлиримизға ярдәм бериш үчүн биз «һисдашлиқ, қериндашларчә сөйидиған, чоңқур һәмдәртлик вә ойда мөмүн» болушимиз керәк (Петрусниң 1-хети 3:8). Қачақларниң бәзилири қаттиқ тәқипкә дуч кәлгәнликтин, башқилар билән сөзлишиштин тартинип, тартқан азави һәққидә ейтип бериштин, болупму балилириниң йенида, уюлиши мүмкин. Өзүңиздин сорап көрүң: «Әгәр мән уларниң орнида болсам, маңа башқиларниң қандақ муамилә қилишини халаттим?» (Мәтта 7:12).
ГУВАЧИ БОЛМИҒАН ҚАЧАҚЛАРҒА ВӘЗ ҚИЛИШ
17. Вәз қилишимиз түпәйлидин қачақлар қандақларчә тәсәлли тапиду?
17 Бүгүнки күндә қачақларниң көпинчиси бизниң вәз паалийитимиз мәнъий қилинған дөләтләрдин келиду. Җакалиғучиларниң қизғин вәз қилғанлиғи түпәйлидин, қачақларниң көпинчиси «Падишалиқ тоғрисидики сөзни» биринчи қетим аңлимақта (Мәтта 13:19, 23). «Җапакәшләрниң» нурғунлири җамаәт учришишимизға келип, тәсәлли алиду вә көп өтмәй улар: «Һәқиқәтән Худа силәрниң араңларда екән!»— дәйду (Мәтта 11:28—30; Коринтлиқларға 1-хәт 14:25).
18, 19. Қачақларға вәз қилғанда қандақларчә даналиқни көрситәләймиз.
18 Мусапирларға вәз қилғанда «еһтиятчан» вә дана болушимиз керәк (Мәтта 10:16; Пәнд-нәсиһәтләр 22:3). Улар көңлидикини ейтқанда, чидамлиқ билән тиңшаң, бирақ сәясәт һәққидә параңлашмаң. Өзүңизгиму, башқиларғиму хәвп туғдурмаслиқ үчүн, Бәйтәлдин яки йәрлик һакимийәттин алған көрсәтмиләргә риайә қилиң. Қачақларниң дини вә мәдәнийити башқичә болғанлиқтин, биз уларниң һис-туйғулири билән ойлирини биливелип, һөрмәтлишимиз керәк. Мәсилән, бәзи дөләтниң пухралири аялларниң қандақ кийинишигә тегишлик көзқариши кәскин. Шуңа уларға вәз қилғанда, һис-туйғулирини әстә тутуп, лайиқ кийинишимиз тоғра.
19 Биз азап чекиватқанларниң һәммисигә, һәтта Йәһваға хизмәт қилмайдиғанларғиму, ярдәм беришни халаймиз. Шундақ қилғанда Әйсаниң тәмсилидики рәһимлик самарийәлик кишиниң үлгисигә тәқлит қилимиз (Луқа 10:33—37). Адәмләргә ярдәм беришниң әң яхши усули — хуш хәвәрни җакалаш. Қачақларға ярдәм бәргән бир ақсақалниң ейтишичә, уларға биз Йәһва гувачилири екәнлигимизни вә асасий мәхситимиз уларға маддий тәрәптин әмәс, роһий җәһәттин ярдәм бериш екәнлигини бирдин ейтишимиз муһим.
ЯХШИ НӘТИҖИЛӘР
20, 21. а) Қачақларға һәқиқий меһир-муһәббәтни көрситишниң нәтиҗиси қандақ? ә) Келәрки мақалидин немини билимиз?
20 Мусапирларға һәқиқий меһир-муһәббәтни көрсәтсәк, буниң яхши нәтиҗисини көримиз. Йолдиши қайтиш болғанда, Алганеш исимлиқ қериндишимиз тәқипләр түпәйлидин алтә балиси билән Эритреядин башқа дөләткә қачти. Уларға сәккиз күн бойи чөлни кесип өтүшкә тоғра кәлди. Җапалиқ йолдин кейин, улар ахири Суданға йетип кәлди. Алганеш мундақ деди: «У йәрдики қериндашлар бизни йеқин туққанлардәк қарши елип, тамақ, кийим-кечәк, туридиған җай вә йолға бираз пул бәрди. Бир Худаға ибадәт қилғанлиғи үчүнла ким ят кишини өйигә киргүзиду? Пәқәт Йәһва гувачилири!» (Йоһан 13:35ни оқуң).
21 Ата-аниси билән кәлгән көплигән балилар һәққидә немә ейтишқа болиду? Келәрки мақалидә, мошундақ аилиләргә Йәһваға хошаллиқ билән хизмәт қилишқа қандақ ярдәм беришкә болидиғанлиғини билимиз.
^ 2-абзац Бу мақалидә «мусапирлар» дегән сөз уруш, тәқипләр яки тәбиий апәтләр түпәйлидин өй-маканини ташлап кетишкә мәҗбур болғанларға тегишлик қоллинилиду. Уларға башқа дөләткә яки өз жутиниң башқа йеригә қечишқа тоғра келиду. Бирләшкән Дөләтләр Тәшкилатиниң Қачақлар мәсилилири бойичә Алий Комиссариати Башқармисиниң мәлуматиға бенаән, дуниядики 113 адәмниң бири өйини ташлап кетишкә мәҗбур болди.
^ 6-абзац «Күзитиш мунариниң» 2016-жил, октябрь саниниң 8—12 бәтлиридики «Натонуш кишиләргә меһрибанлиқ көрситишни унтумаңлар» (рус) намлиқ мақалигә қараң.
^ 11-абзац Қачақлар кәлгәндә, ақсақаллар бирдин «Йәһваниң ирадисини орунлайдиған тәшкилат» (рус) китавиниң 8-бап, 30-абзацидики көрсәтмиләрни орунлиши керәк. Улар қачақ болуп кәлгән қериндашларниң жутидики җамаәт билән алақилишиш үчүн jw.org торбети арқилиқ өз филиалиға хәт язалайду. Шу вақит арилиғида, улар қачақларниң җамаити вә хизмити һәққидә сорап, уларниң роһий әһвалини ениқлалайду.
^ 14-абзац «Күзитиш мунариниң» (рус) 2014-жил, 15-апрель саниниң 17—26 бәтлиридики «Һечким икки ғоҗайинниң қули болалмайду» вә «Җасурлуққа тол, Йәһва ярдәмчиңдур!» намлиқ мақалиләргә қараң.