23-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ
«Силәргә олҗидәк егә болувалидиған кимду-бирси пәйда болмисун»
«Пәхәс болуңларки,... пәлсәпә һәм ялған гәпләр арқилиқ силәргә олҗидәк егә болувалидиған кимду-бирси пәйда болмисун» (КОЛ. 2:8).
37-НАХША Муқәддәс китап Худаниң илһами билән йезилған
БУ МАҚАЛИДӘ a
1. Колосилиқларға 2:4, 8гә асасән, Шәйтан қандақ қилип ой-пикримизни өзигә беқиндурушқа тиришиду?
ШӘЙТАН бизниң Йәһваға қарши иш қилишимизни халайду. Мәхситигә қол йәткүзүш үчүн, у бизниң ой-пикримизгә тәсир қилип, өзигә беқиндурушқа тиришиду. Шәйтан бизниң һәвәслиримизни пайдилинип, униңға әгишишимиз үчүн бизни алдашқа уруниду (Колосилиқларға 2:4, 8ни оқуң).
2, 3. а) Колосилиқларға 2:8дә йезилған агаһландурушқа немә үчүн қулақ селишимиз керәк? ә) Бу мақалидә немини көрүп чиқимиз?
2 Бизму Шәйтанниң тузиғиға чүшүп қелишимиз мүмкинму? Әлвәттә, мүмкин! Колосилиқларға 2:8дә Паул Худаға ишәнмәйдиған кишиләрни әмәс, муқәддәс роһ билән майланған мәсиһийләрни агаһландурған (Кол. 1:2, 5). Биринчи әсирдики мәсиһийләр хәвп-хәтәр астида болған, биз улардинму зор хәвп-хәтәр астида (Кор. 1-х. 10:12). Немә сәвәптин? Чүнки Шәйтан асмандин йәргә ташлинип, Худаниң садиқ хизмәтчилирини аздуруш үчүн бар күчи билән һәрикәт қиливатиду (Вәһ. 12:9, 12, 17). Шуниң билән биз «явуз һәм ялғанчи адәмләр... техиму рәзиллишип» кетиватқан вақитта яшаватимиз (Тим. 2-х. 3:1, 13).
3 Келиңлар, ой-пикримизгә тәсир қилиш үчүн, Шәйтанниң «ялған гәпләрни» қандақ қоллинидиғанлиғини көрәйли. Униң үч һийлә-микирини биливалайли (Әфәс. 6:11). Кейинки мақалидә бизниң ой-пикримизгә яман тәсир қилидиған нәрсиләргә қандақ қарши туралайдиғанлиғимизни көрүп чиқимиз. Авал Шәйтан Вәдә қилинған зәмингә киргән исраилларни аздурғанлиғидин қандақ савақ алидиғанлиғимизни көрәйли.
ШӘЙТАН БУТЛАРҒА СӘҖДӘ ҚИЛИШҚА АЗДУРҒАН
4—6. Қанун шәрһи 11:10—15кә асасән, исраиллар Вәдә қилинған зәмингә киргәндә, деханчилиқниң қандақ йеңи усуллирини үгиниши керәк еди?
4 Шәйтан исраилларни бутларға сәҗдә қилишқа аздурушниң амалини тапқан. Қандақ қилип? У хәлиқниң йемәк-ичмәккә муһтаҗ екәнлигини билгән. Шуниңдин пайдилинип, Шәйтан исраиллиқларни өз дегинини қилдурмақчи болған. Исраил хәлқи Вәдә қилинған зәмингә киргәндә, деханчилиқ қилип, һосул елишниң йеңи усуллирини үгиниши керәк еди. Мисирда исраиллар етизларни Нил дәриясиниң сүйи билән суғарған. Бирақ Вәдә қилинған зәминдә чоң дәриялар болмиғанлиқтин, хәлиқниң ямғур сүйи вә шәбнәм чүшкән вақиттин пайдилинишиға тоғра кәлгән (Қанун шәрһи 11:10—15ни оқуң; Йәшая 18:4, 5). Демәк, исраиллар деханчилиқ қилишниң йеңи усуллирини үгиниши керәк еди. Бу оңай болмиған, чүнки деханчилиқ билән шуғулланғанларниң тәңдин толиси чөл-баяванда өлүп кәткән.
5 Йәһва Худа Өз хәлқигә уларниң вәзийитиниң өзгәргәнлигини чүшәндүргән. Андин кейин У исраилларни: «Лекин силәр болсаңлар көңлүңлар бузулуп қелиштин агаһ болуп, өзүңлар башқа мәбудларға ибадәт қилип, уларға баш егиштин еһтият қилиңлар»,— дәп агаһландурған еди. Қаримаққа, бу агаһландуруш билән деханчилиқниң һеч мунасивити йоқтәк көрүнгән (Қ. шәр. 11:16, 17). Йәһва деханчилиқниң йеңи усуллирини чүшәндүргәндә, немә үчүн ялған илаһларға сәҗдә қилиш һәққидә агаһландурған?
6 Йәһва Худа исраилларниң йәр териш усуллирини бутларға сәҗдә қилған хәлиқләрдин үгинишкә аздурулидиғанлиғини билгән. Әлвәттә, шу хәлиқләр деханчилиқта маһир болған вә исраиллар улардин көп нәрсиләрни үгинәләтти. Лекин бу хәтәрлик болған, чүнки қананлиқлар Баалға сәҗдә қилған вә бу уларниң ой-пикригә тәсир қилған. Уларниң ойичә, Баал асманниң егиси болған вә ямғур яғдуралған. Йәһва Худа исраилларниң шундақ ялғанларға алдинип қелишини халимиған. Амма Исраил хәлқи қайта-қайта Баалға сәҗдә қилишқа урунған (Сан. 25:3, 5; Һак. 2:13; Пад. 1-яз. 18:18). Әнди Шәйтанниң исраилларни өз тузиғиға қандақ чүшәргәнлигигә диққәт ағдурайли.
ШӘЙТАННИҢ ҮЧ ТУЗИҒИ
7. Исраиллар Вәдә қилинған зәмингә киргәндә, уларниң иман-етиқади қандақ синалған еди?
7 Шәйтанниң биринчи тузиғи — исраиллиқларниң тәбиий арзу-истәклирини қоллиниш еди. Улар йәрни суғуруш үчүн ямғурниң йеғишини халиған. Бирақ Вәдә қилинған зәминдә апрельдин сентябрьгичә ямғур бәк аз яғатти. Һосулниң мол болуши адәттә октябрь ейида йеғишқа башлиған ямғурға бағлиқ болған. Шәйтан исраиллиқларни алдап, гүлләп-яшнаш үчүн улар ялған илаһларға сәҗдә қилған хошна хәлиқләрниң урп-адәтлирини қобул қилиши керәклигигә ишәндүргән. Шу хәлиқләр өз илаһлириниң йәргә ямғур яғдуруши үчүн бәлгүлүк диний мәрасимларни өткүзүши керәк дәп ишәнгән. Йәһваға болған иман-етиқади аҗиз исраилларму шуниңға ишәнгән вә узун вақитқа созулған қурғақчилиқтин қорққан, шуңа улар Баалға атап диний мәрасимларни өткүзгән.
8. Шәйтанни иккинчи тузиғи қандақ? Чүшәндүрүп бериң.
8 Шәйтанниң иккинчи тузиғи — исраилларни әхлақсиз һәвәсләргә берилишкә дәвәт қилиш. Хошна хәлиқләр илаһлириға ибадәт қилғанда, жиркиничлик җинсий әхлақсизлиқ қилған. Мәсилән, әрләр билән аяллар ибадәтханиларда бузуқчилиқ қилған. Бу хәлиқләр охшаш җинислиқ адәмләрниң җинсий мунасивәттә болушиға вә җинсий әхлақсизлиқниң башқа түрлиригә көз жумупла қоймай, һәтта уларни адәттики нәрсә дәп қариған (Қ. шәр. 23:17, 18; Пад. 1-яз. 14:24). Шундақ ишларни қилса, илаһлар уларни бәрикәтләп, йәр мол һосул бериду дәп ишәнгән. Исраиллар хошна хәлиқләрниң әхлақсиз ишлириға езиқип, ялған илаһларға сәҗдә қилишқа башлиған. Бирақ улар әмәлийәттә Шәйтанниң тузиғиға чүшүп қалған.
9. Һошия 2:16, 17гә асасән, Шәйтан исраилларға Йәһваниң көзқаришини унтулдуруш үчүн қандақ һәрикәт қилған?
9 Шәйтанниң үчинчи тузиғи қандақ болған? У исраилларға Йәһваниң көзқаришини унтулдурушқа тиришқан. Йәһва Худа Йәрәмия пәйғәмбәрниң заманида ейтқандәк, сахта пәйғәмбәрләр исраилларни «Баалға чоқунуп» Йәһваниң намини унтулдурған (Йәр. 23:27). Худаниң хәлқи Йәһваниң исмини қоллиништин қелип, униң орниға «Егәм» яки «Ерим» дегәнни билдүридиған Баалниң намини қолланған. Шу сәвәптин исраиллиқлар Йәһва Худа билән Баалниң арисидики пәриқни ениқ көрмигән вә һәқиқий ибадәт билән ялған ибадәтни асанларчә арилаштуралиған (Һошия 2:16, 17ни вә изаһәтни оқуң).
ШӘЙТАН БҮГҮНКИ КҮНДӘ ҚАНДАҚ ТУЗАҚЛАРНИ ҚУРИДУ?
10. Бүгүнки күндә Шәйтан қандақ тузақларни қуриду?
10 Шәйтан бүгүнму охшаш тузақларни қуриду. У адәмләрни алдап, уларниң тәбиий арзу-истәклиридин пайдилиниду, әхлақсиз арзу-һәвәслиригә берилишкә дәвәт қилиду вә уларға Йәһваниң көзқаришини унтулдурушқа тиришиду. Авал бу ахирқи тузиғини көрүп бақайли.
11. Шәйтан қандақ қилип адәмләргә Йәһваниң көзқаришини унтулдурған?
11 Шәйтан адәмләргә Йәһваниң көзқаришини унтулдурушқа тиришиду. Әлчиләрниң өлүмидин кейин өзлирини Әйсаниң әгәшкүчилири дәп ативалған кишиләр сахта тәлиматларни тарқитишқа башлиған (Әлч. 20:29, 30; Сал. 2-х. 2:3). Бу һәқиқәттин чәтнәп кәткәнләр бирдин-бир һәқ Худаниң қандақ шәхс екәнлигини йошурмақчи болған. Мәсилән, улар Муқәддәс китапни көчүрүп язғанда, Худа исминиң орниға «Рәб» дегәндәк нам-унванларни ишләткән. Худаниң исми «Рәб» дегән намлар билән алмаштурулғанлиқтин, Муқәддәс китапни оқуған адәмләр үчүн Йәһваниң вә Язмиларда тилға елинған башқа «илаһларниң» арисидики пәриқни көрүш қийин болған (Кор. 1-х. 8:5). «Рәб» дегән нам-унван Йәһвағиму, Әйсағиму қарита ишлитилгән. Шуңа адәмләрниң уларниң дәриҗиси охшимайдиған айрим икки шәхс екәнлигини чүшиниши бәк қийин болған (Йоһ. 17:3). Шундақ қилип, Үчбирлик тоғрилиқ тәлимат пәйда болған. Лекин бу тәлимат Худаниң Сөзигә зит. Нәтиҗидә, нурғун адәмләр Худа сирлиқ бир Шәхс вә Уни тонуп-билиш мүмкин әмәс дәп ойлайду. Бирақ бу қип-қизил ялғанчилиқ! (Әлч. 17:27).
12. Ялған дин немини кәң тарқитиду? Римлиқларға 1:28—31дә чүшәндүрүлгәндәк, буниң нәтиҗиси қандақ?
12 Шәйтан әхлақсиз арзу-һәвәсләргә берилишкә дәвәт қилиду. Қедимқи Исраилда җинсий әхлақсизлиқни кәң тарқитиш үчүн Шәйтан ялған диндин пайдиланған. Бүгүнки күндиму у худди шундақ һәрикәт қилиду. Ялған диндикиләр җинсий әхлақсизлиққа көз жумуп, һәтта уни адәттики нәрсә дәп һесаплайду. Нәтиҗидә, Худаға хизмәт қилимән дәп ейтидиған адәмләр Униң ениқ әхлақ өлчәмлирини рәт қилған. Буниң ақивети қандақ болғанлиғини әлчи Паул Римлиқларға язған хетидә чүшәндүргән (Римлиқларға 1:28—31ни оқуң). «Налайиқ ишларға» җинсий әхлақсизлиқниң һәммә түрлири, шу җүмлидин гомосексуализм, йәни охшаш җинислиқларниң муһәббәтлишиши, кириду (Рим. 1:24—27, 32; Вәһ. 2:20). Биз Худаниң хизмәтчилири болғанлиқтин, Муқәддәс китапниң ениқ тәлиматлириға мас яшишимиз бәк муһим!
13. Шәйтан адәмләрни алдаш үчүн йәнә қандақ усулни қоллиниду?
13 Шәйтан адәмләрниң тәбиий арзу-истәклиридин пайдилиниду. Өзүмизни вә аилимизни беқиш үчүн әмгәк қилиш — тәбиий иш (Тим. 1-х. 5:8). Адәттә җан беқиш үчүн биз мәктәптә тиришчанлиқ билән оқуймиз. Бирақ биз пәхәс болушимиз керәк. Бәзи дөләтләрдә билим бериш программисиға кәсипни егиләштин башқа, пәлсәпәни үгинишму кириду. Оқуғучилар Муқәддәс китапқа вә Худаниң бар екәнлигигә гуманий көзқараш билән қарашқа дәвәт қилиниду. Униңдин башқа муәллимләр эволюция нәзәрийисини үгитип, оқуғучиларни һаятлиқ тәдриҗий тәрәққият нәтиҗисидә пәйда болған дәп ишәндүриду (Рим. 1:21—23). Шундақ тәлиматлар «Худаниң даналиғиға» қаршидур (Кор. 1-х. 1:19—21; 3:18—20).
14. Бу дунияниң пәлсәпәси немигә дәвәт қилиду?
14 Бу дунияниң пәлсәпәси Йәһваниң адил өлчәмлиригә сәл қарашқа, һәтта Униңға қарши турушқа дәвәт қилиду. Йәнә һаятида муқәддәс роһниң мевисини көрситишниң орниға, «тәнниң ишлирини» қилишқа үндәйду (Гал. 5:19—23). Нәтиҗидә адәмләр тәкәббур, мәнмәнчи вә пәқәт «өзинила яхши көридиған» болиду (Тим. 2-х. 3:2—4). Бу яман илләтләр Худаниң хизмәтчилири көрситиши керәк болған кәмтәрлик вә мулайимлиқ кәби хисләтләргә тамамән қаршидур (Сам. 2-яз. 22:28). Бәк әпсус, алий мәктәпкә чүшкән бәзи етиқатдашлар өз көзқаришини Худаниң әмәс, бу дунияниң шәкилләндүрүшигә йол қойған. Буниң бир мисалини көрүп чиқайли.
15, 16. Бир яш қериндишимизниң мисалидин немини үгәндиңиз?
15 15 жилдин ошуқ толуқ вақитлиқ хизмәт қилған бир қериндишимиз мундақ дәйду: «Чөмдүрүлүштин өткән Гувачи болғанлиқтин, мән алий билимгә интилишниң хәвп-хәтәрлири тоғрилиқ пат-пат оқаттим вә аңлаттим. Бирақ шундақ агаһландурушларни инавәткә алматтим. Бу мәслиһәтләр маңа мас кәлмәйду дәп ойлаттим». Бу яш қериндаш қандақ қийинчилиқларға дуч кәлди? У мундақ чүшәндүриду: «Оқушум билән бәнт болуп кетип, һәтта Йәһваға бурунқидәк ич-бағримни төкүп дуа қилишқа вақит чиқиралмай қалаттим. Башқилар билән Муқәддәс китап тоғрилиқ сөзлишишкә вә җамаәт учришишларға яхши тәйярлиқ қилишқиму күчүм болматти. Бәхиткә яриша, мән алий билим елиш Йәһва Худа билән болған мунасивитимгә яман тәсир қиливатқанлиғини чүшәндим. Шуңа мән алий мәктәпни ташлашни қарар қилдим».
16 Алий билим елиш қериндишимизниң ой-пикригә қандақ тәсир қилған? Бу соалға өзи мундақ җавап бериду: «Уят болсиму, иқрар қилишим керәкки, мән башқиларниң, болупму қериндашларниң, хаталиқлирини издәшкә башлидим. Етиқатдашлардин қолидин кәлмәйдиған нәрсиләрни күттүм вә улардин жирақлишип кәттим. Ой-пикримни өзгәртиш үчүн бираз вақит кәтти. Буниңдин шуни үгәндимки, асмандики Атимиз тәшкилати арқилиқ беридиған агаһландурушларға сәл қарашниң ақивети бәк еғир болидекән. Йәһва Худа мени өзүмдинму яхширақ билиду. Униңға қулақ салсамла болғини!»
17. а) Сиз немә қилишқа бәл бағлишиңиз керәк? ә) Кейинки мақалидин немини биливалимиз?
17 Шәйтан дуниясиниң «пәлсәпәси һәм ялған гәплиригә» алдинип қалмаслиққа бәл бағлаң! Шәйтанниң тузақлириға чүшүп қелиштин пәхәс болуң (Кор. 1-х. 3:18; Кор. 2-х. 2:11). Униң сизгә Йәһваниң көзқаришини унтулдурушиға йол бәрмәң. Һәр вақит Йәһваниң жуқури әхлақ өлчәмлиригә мас яшаң. Йәһваниң нәсиһәтлиригә сәл қаримаң. Бирақ сиз мошу дунияниң көзқаришини қобул қилғанлиғиңизни чүшәнсиңиз, немә қилсиңиз болиду? Кейинки мақалидин Худаниң Сөзи бизгә «мәзмут қорғанларни ғулитишқа» яки қенимизға сиңип кәткән ой-хияллар вә адәтләрдин айрилишқа қандақ ярдәм беридиғанлиғини биливалимиз (Кор. 2-х. 10:4, 5).
11-НАХША Йәһваниң көңлини хуш қилайли
a Шәйтан адәмләрни аздурушқа маһир. Көп адәмләр немә қилсамму өз ихтиярим дәйду. Лекин әмәлийәттә, улар Шәйтанниң тузиғиға чүшкән. Бу мақалидә биз Шәйтанниң адәмләрни алдаш үчүн қоллинидиған бәзи усуллирини көрүп чиқимиз.
b СҮРӘТТӘ: Исраиллиқлар қананлиқлар билән арилишип, Баалға сәҗдә қилишқа вә җинсий әхлақсизлиқ қилишқа езиқтурулған.
c СҮРӘТТӘ: Чирко әзалири охшаш җинислиқларниң муһәббәтлишишини қоллайдиғанлиғини көрситидиған елан.
d СҮРӘТТӘ: Яш қериндаш алий мәктәптә оқуватиду. Профессор синипқа илим-пән вә техника адәмләрниң һәммә қийинчилиқлирини һәл қилалайду дәп ейтиватиду. Оқуғучиларниң һәммиси уни қизиқип тиңшаватиду. Кейинирәк қериндишимиз җамаәт учришишида бериливатқан тәлимгә қизиқмай, һәтта етиқатдашларниң хаталиқлирини издәйду.