Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Кимниң қобул қилишиға еришишни халайсиз?

Кимниң қобул қилишиға еришишни халайсиз?

«Униң исмиға көрситилгән меһир-муһәббитиңларни һәм... әмгигиңларни унтуп қалғидәк, Худа һәққанийсиз әмәстур» (ИБРАНИЙЛАРҒА 6:10).

НАХШИЛАР: 4, 51

1. Биз һәммимиз немини халаймиз?

 СИЗ тонуйдиған вә һөрмәтләйдиған бир киши исмиңизни унтуп қалса, болупму сизни әскә алалмиса, сиз қандақ һис қилаттиңиз? Әлвәттә, бу көңлүңизни бәк ағритиду. Немә үчүн? Чүнки һәммимиз башқиларниң бизни тонушини вә етирап қилишини халаймиз. Амма адәмләрниң бизни пәқәт тонушинила әмәс, бизниң қандақ адәм екәнлигимизни вә утуқлиримизни билишини халаймиз (Санлар 11:16; Аюп 31:6).

2, 3. Қобул қилишқа еришиш арзу-үмүтимиз қандақ қилип натоғра арзу-һәвәскә айлиниши мүмкин? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.)

2 Әгәр биз еһтият қилмисақ, бу арзу-үмүтимиз натоғра һәвәскә айлиниши мүмкин. Шәйтанниң дунияси бизни нам-атақ вә жуқури мәнсәпкә еришишкә үндәйду. Пәқәт асмандики Атимиз Йәһва шан-шәрәп вә ибадәткә лайиқ, лекин биз натоғра арзу-һәвәсниң тузиғиға чүшсәк, Униңға лайиқ ибадәт вә Уни етирап қилғанлиғимизни көрситәлмәймиз (Вәһий 4:11).

3 Әйсаниң заманида бәзи роһий йетәкчиләр кимниң қобул қилишиға еришиш керәклиги һәққидә натоғра көзқарашта болған. Әйса шагиртлирини агаһландуруп: «Узун кийимләрдә жүрүшни халайдиған, базар мәйданлирида саламларни, йәһудий ибадәтханилардики алдинқи орунларни һәм зияпәтләрдә әң төрдики орунларни яхши көридиған... Тәврат устазлиридин пәхәс болуңлар. Улар қаттиғирақ һөкүмгә тартилиду»,— дегән (Луқа 20:46, 47). Икки кичик тәңгини салған намрат тул аялни махтиған. Бәлким, бу аялни Әйсадин башқа һечким байқимиған (Луқа 21:1—4). Наһайити ениқки, қобул қилишқа еришиш һәққидә Әйсаниң көзқариши тамамән башқичә болған. Мошу мақалә Йәһваниң қобул қилиш һәққидики көзқаришини чүшинишимизгә вә бизниң һәм шундақ көзқарашта болушимизға ярдәм бериду.

КИМНИҢ ҚОБУЛ ҚИЛИШИҒА ЕРИШИШ ӘҢ МУҺИМ?

4. Кимниң етирап қилиши әң муһим вә немә үчүн?

4 Кимниң қобул қилишиға еришиш әң муһим? Көп адәмләр алий билим, жуқури мәнсәп, мал-дуния яки нам-абройға интилип, бу дуния кишилири арисида өзиниң даңқиниң чиқишини халайду. Лекин Паул кимниң тонуши яки етирап қилишиға еришиш муһим екәнлигини ейтип: «Әнди, силәр Худани тонуғанда, ениғирағи, Худа силәрни тонуғанда, силәр қайтидин күчсиз һәм әрзимәс принципларға қайтип, яңливаштин уларниң қуллуғиға берилмәкчимусиләр?»— дегән (Галатилиқларға 4:9). Аләмниң Алий Һөкүмраниниң бизни тонуғини немә дегән чоң шан-шәрәп! Йәһва бизниң ким екәнлигимизни билиду, бизни яхши көриду вә Униң билән йеқин мунасивәттә болушимизни халайду. Йәһва бизни Униң билән дост болушимиз үчүн яратқан, (Вәз 12:13, 14).

5. Худаниң бизни тонуши үчүн немә қилишимиз лазим?

5 Билгинимиздәк, Муса пәйғәмбәр Йәһваниң дости болған. У Йәһвадин: «Маңа йоллириңни ечип бәргәйсән»,— дәп сориғанда, Йәһва униңға: «Сән ейтқан нәрсиниму Мән қилип беримән, чүнки сән Мениң көзүмдә илтипат таптиң вә Мән сени исмиң билән тонуймән»,— дәп җавап қайтурған еди (Чиқиш 33:12—17). Йәһва бизгиму бу сөзләрни ейталайду. Мусаға охшаш, Йәһваниң дости болуш үчүн немә қилишимиз керәк? Буниң үчүн биз Худани сөйүшимиз вә өз һаятимизни Униңға беғишлишимиз лазим (Коринтлиқларға 1-хәт 8:3ни оқуң).

6, 7. Йәһва билән болған достлуғимиз қандақ бузулуп кетиши мүмкин?

6 Әрштики Атимиз Йәһва билән дост болупла қоймай, шу қиммәтлик достлуғимизни сақлап қелишимиз лазим. Галатиядики дәсләпки етиқатчиларға охшаш, бизму бу дуниядики «күчсиз һәм әрзимәс» нәрсиләрниң, шу җүмлидин мал-дуния вә нам-абройниң, қуллиғидин азат болушимиз керәк (Галатилиқларға 4:9). Галатиядики етиқатчилар аллиқачан Йәһвани тонуған, Йәһва һәм уларни яхши тонуған. Амма Паул дәл шу қериндашларниң әрзимәс нәрсиләргә қайтқанлиғини ейтқан. Башқичә қилип ейтқанда, у: «Әрзимәс вә керәксиз нәрсиләргә қайтип, йәнила шуларниң қули болмақчимусиләр?»— дәп сориған.

7 Бизму шуниңға охшаш вәзийәткә дуч келишимиз мүмкинму? Һә, мүмкин. Паулға охшаш, бизму Шәйтанниң дуниясида байлиқ яки нам-атаққа егә болуштин ваз кәчкәндимиз (Филипиликләргә 3:7, 8ни оқуң). Бәлким, биз алий билим елиш, жуқури мәнсәпкә еришиш яки көп пул тепиштин ваз кәчтуқ. Музыка яки тән-тәрбийә җәһәттә қабилийитимиз болғачқа, чолпанға айлиниш яки бай болуш пурситимиз болсиму, шуларниң һәммисидин ваз кәчкәндимиз (Ибранийларға 11:24—27). Шу пурсәтләрни кәткүзүп қоймиған болсам, мана һазир һаятим яхширақ болатти дәп, бурун чиқарған қарарлиримизға пушайман қилиш ахмақлиқтур! Шундақ ой-хиялларға йол қойсақ, бу дуниядики «күчсиз вә әрзимәс» нәрсиләргә қайтишимиз мүмкин a (Изаһәткә қараң).

ЙӘҺВАНИҢ ҚОБУЛ ҚИЛИШИҒА ЕРИШИШ АРЗУ-ҮМҮТИҢИЗНИ КҮЧӘЙТИҢ

8. Йәһваниң қобул қилишиға еришиш арзу-үмүтимизни қандақ күчәйтәләймиз?

8 Биз бу дунияниң етирап қилишиға еришиш арзу-һәвәслиридин өзүмизни жирақ тутуш үчүн, Йәһваниң қобул қилишиға еришиш арзу-үмүтимизни күчәйтишимиз керәк. Буни қандақ қилалаймиз? Икки муһим нәрсини әстә сақлишимиз лазим. Биринчиси, Йәһва өзиниң садиқ хизмәтчилирини һәрқачан тонуйду (Ибранийларға 6:10ни оқуң; 11:6). Йәһва һәрбир садиқ хизмәтчисини қәдирләйду. Шуңа уларниң биригә пәрвасизлиқ билән қарашни «һәққанийсизлиқ» дәп һесаплайду. Йәһва «Униңға мәнсүпләрни билиду» (Тимотийға 2-хәт 2:19). У һәққанийларниң йолини көңлигә пүккән вә уларни қандақ қутқузуш керәклигини билиду (Зәбур 1:6; Петрусниң 2-хети 2:9).

9. Йәһва өз хәлқини қобул қилидиғанлиғини қандақ көрсәткән? Мисал кәлтүрүң.

9 Йәһва бәзидә өз хәлқини қобул қилидиғанлиғини алаһидә усулларда көрсәткән (Тарихнамә 2-язма 20:20, 29). Мәсилән, Йәһваниң исраиллиқларни Қизил деңизда пирәвнниң күчлүк қошунидин қандақ қутқузғанлиғини әскә алайли (Чиқиш 14:21—30; Зәбур 106:9—11). Бу һекайиниң кишини һәйран қалдуридиған йери шуки, адәмләр 40 жилдин кейинму шу һәққидә унтумиған (Йәшуа 2:9—11). Пат арида Магог зәминидин чиққан Гог, йәни Йәҗүҗ билән Мәҗүҗ, бизгә һуҗум қилидиғанлиғи сәвәвидин, Йәһваниң бурун өз хәлқигә меһир-муһәббәт көрсәткәнлиги вә уларни қудрәтлик қоли билән қутқузғанлиғини әскә елиш бизгә илһам бериду (Әзәкиял 38:8—12). Шу чағда, бу дунияниң етирап қилишиға әмәс, Худаниң қобул қилишиға еришишкә интилғанлиғимизға бәк хошал болумиз.

10. Йәнә немини есимиздә тутушимиз керәк?

10 Есимиздә тутидиған иккинчи нәрсә — Йәһва бизни қобул қилғанлиғини күтүлмигән усулда көрситиши мүмкин. Башқилар көрсун дәп, яхшилиқ қилидиғанлар Йәһвадин һечқандақ мукапат алмайду. Немә үчүн? Сәвәви Әйса ейтқандәк, бу адәмләр башқилардин махташ сөзлирини аңлиғанда, мукапатлирини пүтүнләй елип болған (Мәтта 6:1—5ни оқуң). «Йошурун қилинған ишларни билип турғучи» Йәһва яхшилиқ қилғанлири үчүн шан-шәрәпкә еришмигән адәмләрни көриду. Худа уларниң ишлирини байқап, бәрикәт бериду. Бәзидә Йәһва өз хизмәтчилирини күтүлмигән усулларда мукапатлайду. Буниң бирнәччә мисалини көрүп чиқайли.

ЙӘҺВА КҮТҮЛМИГӘН УСУЛДА ҚОБУЛ ҚИЛҒАНЛИҒИНИ КӨРСӘТТИ

11. Йәһва Мәрийәмни қобул қилғанлиғини қандақ көрсәткән?

11 Йәһва Мәрийәм исимлиқ кәмтәр қизни Оғли Әйсаниң аниси болушқа таллиған. Мәрийәм Насирә дегән кичик шәһәрдә яшиған еди. Бу шәһәр Йерусалим вә шу йәрдики мәркизий ибадәтханидин жирақ еди (Луқа 1:26—33ни оқуң). Йәһва немә үчүн бу қизни таллиған? Җәбраил пәриштә келип, Мәрийәмгә: «Сән Худаниң көзидә илтипат таптиң»,— деди. Туққини Елизабетқа ейтқан сөзлиридин Мәрийәмниң Йәһва билән йеқин дост болғанлиғини көрүвелишқа болиду (Луқа 1:46—55). Йәһва Худа Мәриймгә узундин бери диққәт қилип кәлгән, ахирида уни күтүлмигән усулда мукапатлиған еди.

12, 13. Йеңи туғулған Әйсаға қандақ һөрмәт көрситилгән? Мәрийәм уни 40 күндин кейин ибадәтханиға апарғандичу?

12 Әйса туғулғанда, Йәһва униң туғулуши һәққидә кимгә ейтқан? У бу тоғрилиқ Йерусалим яки Бәйтләһәмдики жуқури мәнсәпкә егә кишиләргә яки әмалдарларға ейтмиған. Әксичә, Өз пәриштилирини әвәтип, бу хәвәрни Бәйтләһәмниң әтрапидики кәмтәр падичиларға йәткүзгән (Луқа 2:8—14). Андин бу падичилар йеңи туғулған бовақни көрүшкә барған (Луқа 2:15—17). Йүсүп билән Мәрийәм Әйсаниң мундақ һөрмәткә сазавәр болғинини көрүп, һаң-таң болған еди. Йәһваниң иш-һәрикити, Шәйтанниң иш-һәрикитидин алаһидә пәриқлиниду. Шәйтан мунәҗҗимләрни Әйса вә униң ата-аниси билән көрүшүшкә әвәткәндә, Йерусалимдики һәммә адәм Әйсаниң туғулғанлиғини аңлиған. Бу көп қийинчилиқларни пәйда қилған еди (Мәтта 2:3). Нәтиҗидә нурғун бегуна бовақлар өлтүрүлгән еди (Мәтта 2:16).

13 Тәврат қануни бойичә, аял киши оғул бовақни бошинип, 40 күндин кейин, Йәһваға қурбанлиқ кәлтүрүши керәк еди. Мәрийәм билән Йүсүпму бу қанунни орунлаш үчүн Бәйтләһәмдин чиқип, тәхминән 9 километр жирақлиқта җайлашқан Йерусалимдики мәркизий ибадәтханиға қарап маңған (Луқа 2:22—24). Кетиватқанда Мәрийәм: «Роһаний Әйсаға алаһидә һөрмәт көрситәрмекин?»— дәп ойлиғанду. Әйсаға һөрмәт көрситилди, лекин Мәрийәм ойлиғандәк әмәс. Йәһва Әйсаниң вәдә қилинған Мәсиһ екәнлигини ашкарилаш үчүн «һәққаний вә Худадин қорқидиған киши» Шимон вә аял пәйғәмбәр, йәни Һанна исимлиқ 84 яштики тул аялни таллиди (Луқа 2:25—38).

14. Йәһва Мәрийәмни қандақ мукапатлиған?

14 Йәһва Мәрийәмни Әйсани садақәтмәнлик билән тәрбийилигини вә чоң қилғини үчүн давамлиқ бәрикәтлидиму? Һә. Худа Мәрийәмниң бәзи сөзлири вә ишлирини Муқәддәс китапқа яздурған. Еһтимал, Мәрийәм Әйса үч йерим жил вәз қилған чағда, униң билән биргә сәпәр қилалмиған охшайду. Бәлким, у тул аял болғачқа, Насирә шәһиридә туруши керәк болған. Шуңа, у башқилар көргән нурғун мөҗүзиләрни көрәлмигән. Амма Әйса өлгәндә, у йенида болған (Йоһан 19:26). Кейин Йерусалимда Әллигинчи күн мәйрими, йәни Һосул жиғиш мәйримидә, Әйсаниң шагиртлириға муқәддәс роһ чүшкәндә, Мәрийәмму шу йәрдә болған еди (Әлчиләр 1:13, 14). Демәк, уму майланған шагиртларниң арисида болған болуши мүмкин. Әгәр шундақ болса, Мәрийәм асманда Әйса билән биллә мәңгү яшаш имканийитигә еришкән. Бу һәқиқәтән әҗайип мукапат!

ЙӘҺВА ОҒЛИНИ ҚОБУЛ ҚИЛҒАНЛИҒИНИ КӨРСӘТКӘН

15. Әйса йәр йүзидә яшиғанда, Йәһва уни қобул қилғанлиғини қандақ көрсәтти?

15 Әйса диний яки сәясий йетәкчиләрдин һөрмәт күтмигән. Униң үчүн Йәһваниң етирап қилиши әң муһим болған. Йәһва үч қетим асмандин Оғлиға беваситә сөзләп, уни сөйидиғанлиғини көрсәткән еди. Бу Әйсани сөзсиз илһамландурған! У Иордан дәриясида чөмдүрүлүш мәрасимидин өткәндә, Йәһва асмандин: «Бу Мән мақуллайдиған Мениң сөйүмлүк Оғлум»— деди (Мәтта 3:17). Бу сөзләрни Әйсадин башқа йәнә пәқәт Йәһия аңлиған охшайду. Әйсаниң өлүмидин тәхминән бир жил илгири үч әлчи Йәһваниң Әйса һәққидә: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлум, уни Мән мақуллаймән. Уни тиңшаңлар»— дегән сөзлирини аңлиған (Мәтта 17:5). Ахирида Әйсаниң өлүмидин бирнәччә күн авал Йәһва йәнә бир қетим асмандин Оғлиға сөзлигән еди (Йоһан 12:28).

Йәһваниң Өз Оғлини қандақ етирап қилғанлиғидин немини үгинәләймиз? (15—17 абзацларға қараң)

16, 17. Йәһва Әйсани күтүлмигән усулда қандақ мукапатлиған?

16 Әйса кишиләр тәрипидин өзиниң Худани һақарәтлигүчи дәп әйиплинидиғанлиғи вә мәсхирә қилинип өлтүрүлидиғанлиғини билгән. Буниңға қаримастин, у: «Мән халиғандәк әмәс, бәлки Сән халиғандәк болсун»,— дәп дуа қилған (Мәтта 26:39, 42). Әйса «шәрмәндичиликкә писәнт қилмай» азап түвригигә бәрдашлиқ бәргән. Сәвәви униң үчүн адәмләрниң етирап қилиши әмәс, Атисиниң қобул қилишиға еришиш муһимирақ болған (Ибранийларға 12:2). Йәһва Әйсани қобул қилғанлиғини қандақ көрсәткән?

17 Әйса йәрдә болғанда мундақ дуа қилған: «Атам, дуния яритилиштин авал Сениң йениңда болған шан-шәрипим билән мени мәдһийилигин» (Йоһан 17:5). Муқәддәс китапта Әйсаниң буниңдин башқа көпирәк нәрсини сориғанлиғи йезилмиған. У Йәһваниң ирадисини йәрдә орунлиғанлиғи үчүн алаһидә мукапатқа еришишни күтмигән. Бирақ Йәһва немә қилған? У Әйсани күтүлмигән бир усулда мукапатлиған. Әйсани тирилдүргәндин кейин, Йәһва асманда «уни техиму көтәрди». У йәнә униңға өлмәс роһий һаят бәргән. Илгири һечким мундақ һаятқа еришкән әмәс! b (Изаһәткә қараң.) (Филипиликләргә 2:9; Тимотийға 1-хәт 6:16). Әйсаниң садиқ хизмити үчүн, Йәһва униңға әҗайип соға бәргән, шундақ әмәсму?!

18. Бу дунияниң етирап қилишиға әмәс, Худаниң қобул қилишиға еришишимизгә немә ярдәм бериду?

18 Бу дунияниң етирап қилиши әмәс, Худаниң қобул қилишиға еришишкә интилишимизға немә ярдәм бериду? Биз төвәндики икки нәрсини унтумаслиғимиз керәк: Йәһва өзигә садиқ хизмәт қилғанларни һәрқачан тонуйду вә пат-пат күтүлмигән усулда мукапатлайду. Келәчәктә Йәһва бизгә әҗайип соғиларни бериду. Һазир биз бу рәзил дуниядики қийинчилиқларға бәрдашлиқ берип, бу дунияниң өтүп кетидиғанлиғини есимиздә сақлишимиз керәк. Демәк, дунияниң етирап қилишиму өтүп кетиду (Йоһанниң 1-хети 2:17). Муқәддәс китапта асмандики көйүмчан Атимиз Йәһва Униң исмиға көрсәткән меһир-муһәббитиңизни вә әмгигиңизни унтуп қалмайду. Чүнки «Худа һәққанийсиз әмәстур» (Ибранийларға 6:10). У бизни қобул қилидиғанлиғини көрситиду, бәлким буни күтүлмигән усулда қилиду.

a Муқәддәс китапниң башқа тәрҗимисидә «әрзимәс» дегән сөзниң орниға «керәксиз» дегән сөз ишлитилгән.

b Ибраний язмиларда өлмәс һаят һәққидә һечнәрсә йезилмиған. Шуңа бу Әйса үчүн күтүлмигән бәрикәт болған болуши мүмкин.