Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

32-ТӘТҚИҚ МАҚАЛИСИ

Меһир-муһәббитиңлар ашсун!

Меһир-муһәббитиңлар ашсун!

«Силәрниң меһир-муһәббитиңлар... бара-бара техиму өсүши үчүн, дайимий дуа қиливатимән» (ФЛП. 1:9).

3-НАХША «Худа Өзи меһир-муһәббәттур»

БУ МАҚАЛИДӘ a

1. Филипи шәһиридики җамаәтни тәшкил қилишқа ким ярдәм бәргән?

 ӘЛЧИ ПАУЛ, Силас, Луқа вә Тимотий Филипи шәһиригә кәлгәндә, улар Падишалиқ тоғрисида хуш хәвәрни аңлашни халиған көп адәмләрни көргән. Бу төрт қизғин бурадәр җамаәтни тәшкил қилишқа ярдәм бәргән. Шуңа йеңи қериндашлар баш қошуп, бәлким Лидия исимлиқ меһмандост қериндашниң өйидә җәм болған (Әлч. 16:40).

2. Шу җамаәт қандақ қийинчилиқларға дуч кәлгән?

2 Йеңидин тәшкил қилинған җамаәт көп өтмәй қийинчилиқларға дуч кәлгән. Шәйтан һәқиқәтни өч көргән адәмләрни Паул билән униң шериклиригә қарши турғузған. Паул билән Силас қолға елинип, қамчилинип, кейин зинданға ташланған еди. Зиндандин чиққандин кейин улар йеңи шагиртларға берип, уларни илһамландурған. Андин кейин Паул, Силас вә Тимотий шәһәрдин кетип қалди, Луқа болса, шу йәрдә қалған болуши мүмкин. Йеңи қериндашлар немә қилған? Йәһваниң ярдими билән улар қизғин вәз қилишни давамлаштурған (Флп. 2:12). Паул улардин қанчилик пәхирләнгән дәңа!

3. Филипиликләргә 1:9—11дә йезилғандәк, Паул немә тоғрилиқ дуа қилған?

3 Тәхминән он жилдин кейин, Паул Филипидики җамаәткә хәт язған. Бу хәттин көргинимиздәк, Паул етиқатдашларни наһайити яхши көргән. У: «Мениң Мәсиһ Әйсадәк назук сезимләр билән барлиғиңларни сеғинғинимға Худа Өзи гувачидур»,— дәп язған (Флп. 1:8). Шуниң билән Паул улар үчүн дуа қилғанлиғи тоғрилиқму язған еди. У қериндашларниң арисидики меһир-муһәббәт риштисиниң күчлүк болуши, муһимирақ нәрсиләргә көз йәткүзүши, әйипсиз болуши, башқиларни путликашаң қилмаслиғи вә давамлиқ һәққанийлиқ мевисини бериши тоғрисида дуа қилған. Паулниң чин жүрәктин язған сөзлиридин бизму көп пайда алидиғанлиғимиз сөзсиз (Филипиликләргә 1:9—11ни оқуң). Келиңлар, Паулниң хетини тәпсилий көрүп чиқип, униңдики мәслиһәтләрни қандақ қоллинишни муһакимә қилайли.

МЕҺИР-МУҺӘББИТИҢЛАР АШСУН

4. а) Йоһанниң 1-хети 4:9, 10гә асасән, Йәһва бизгә меһир-муһәббитини қандақ көрсәткән? ә) Биз Худани қандақ яхши көрүшимиз керәк?

4 Йәһва Худа Оғлини гуналиримизниң кәчүрүлүши үчүн йәргә әвәтип, бизни қанчилик яхши көридиғанлиғини көрсәткән (Йоһанниң 1-хети 4:9, 10ни оқуң). Худаниң бизгә көрсәткән меһир-муһәббити бизни Уни яхши көрүшкә дәвәт қилиду (Рим. 5:8). Биз Худани қандақ яхши көрүшимиз керәк? Бу соалниң җававини Әйсаниң бир пәрисийгә бәргән җававидин тапимиз: «Йәһва Худани пүтүн жүригиң, пүтүн җениң һәм пүтүн әқлиң билән сөйгин» (Мәт. 22:36, 37). Һә, биз Йәһвани пүтүн жүригимиз билән сөйүшни вә Униңға болған меһир-муһәббитимизниң күндин-күнгә күчийишини халаймиз. Паул Филипидики қериндашларға «меһир-муһәббитиңлар барғансири ешип барсун» дәп язған. Меһир-муһәббитимизни ашуруш үчүн биз немә қилалаймиз?

5. Қандақ қилсақ меһир-муһәббитимиз күчийиду?

5 Худани яхши көрүш үчүн биз Уни тонушимиз лазим. Муқәддәс китапта: «Ким меһир-муһәббәт көрсәтмисә, у Худани тонумиған болиду, сәвәви Худа Өзи меһир-муһәббәттур»,— дәп йезилған (Йоһ.1-х. 4:8). Әлчи Паул ейтқандәк, һәқиқәт тоғрилиқ билимимиз көпәйгәнсири вә биз Худаниң көзқаришини яхширақ чүшәнгәнсири, Униңға болған меһир-муһәббитимиз техиму ашиду (Флп. 1:9). Биз Муқәддәс китапни үгинишни башлиғанда, Йәһва Худа тоғрилиқ һәммини билмигән болсақму, Уни яхши көрүшни башлидуқ. Кейин Йәһва тоғрилиқ көпирәк билим алғансири, меһир-муһәббитимиз күчәйди. Шуңа Муқәддәс китапни дайим тәтқиқ қилип, оқуғанлиримиз һәққидә чоңқур ойлинишимиз бәк муһим (Флп. 2:16).

6. Йоһанниң 1-хети 4:11, 20, 21дә меһир-муһәббәтни ашуруш тоғрилиқ немә йезилған?

6 Худаниң бизгә көрсәткән меһир-муһәббити бизни қериндашларни яхши көрүшкә дәвәт қилиду (Йоһанниң 1-хети 4:11, 20, 21ни оқуң). Бир қаримаққа, қериндашларға меһир-муһәббәт көрситиш асан. Сәвәви биз Йәһва Худаға ибадәт қилимиз вә Униңдин үлгә елишни халаймиз. Шундақла биз үчүн җенини пида қилип, меһир-муһәббәтниң улуқ үлгисини көрсәткән Әйса Мәсиһни үлгә қилишқа тиришимиз. Лекин бәзидә бир-биримизни сөйүш бәкму қийин. Филипидики җамаәттә болған бир вақиәни көрүп чиқайли.

7. Паулниң Еводия билән Синтиһиягә бәргән нәсиһитидин немини үгинимиз?

7 Еводия вә Синтиһия исимлиқ аял қериндашлар хизмәттә қизғин болуп, әлчи Паул билән хизмәтдаш еди. Шундақ болсиму, уларниң арисида келишмәслик пәйда болған. Еводия вә Синтиһия хизмәт қилған җамаәткә хәт язғанда, Паул уларниң исмини атап, чиқишип өтүшкә үндигән (Флп. 4:2, 3). Кейин әлчи Паул қериндашларниң һәммисигә нәсиһәт берип: «Һәммә нәрсини наразилиқсиз вә талаш-тартишсиз қилиңлар»,— дәп язған (Флп. 2:14). Шүбһисизки, Паулниң нәсиһити пәқәт Еводия билән Синтиһиягила әмәс, Филипидики һәммә қериндашларниң меһир-муһәббәт риштисини мустәһкәмлишигә ярдәм бәргән.

Биз немә үчүн қериндашларниң яхши тәрәплиригә диққәт бөлүшимиз керәк? (8-абзацқа қараң) b

8. Немә үчүн қериндашларни яхши көрүш қийин? Меһир-муһәббәт көрситишкә немә ярдәм бериду?

8 Бәзидә бизгиму қериндашларға меһир-муһәббәт көрситиш қийин болуши мүмкин. Чүнки биз Еводия билән Синтиһиягә охшаш, камчилиқларға көпирәк диққәт ағдуримиз. Һәммимиз һәр күни көп хаталиқ өткүзимиз. Әгәр биз башқиларниң хаталиқлириға көңүл бөлсәк, меһир-муһәббитимиз совуп кетиду. Мәсилән, бир қериндаш Ибадәт өйини сүпүрүп-тазилашқа ярдәм беришни унтуп қелип, чишимизға тәгди дәйли. Шу қериндашниң һәммә хаталиқлирини есимизгә алсақ, техиму қенимиз қайнап, уни яхши көрүш тәскә тохтайду. Сизму шундақ әһвалға чүшүп қалған болсиңиз, мону һәққидә ойланғанлиғиңиз яхши: Йәһва сизниңму, шу қериндашниңму хаталиқлирини көрүп туриду. Шуниңға қаримастин, Йәһва сизгиму, сизни хапа қилған қериндашниму яхши көриду. Шу сәвәптин, биз Йәһваниң меһир-муһәббитини үлгә қилип, қериндашларниң яхши тәрәплиригә көңүл бөлүшимиз муһим. Етиқатдашларни яхши көрүш үчүн күч салсақ, җамаитимиз техиму инақ болиду (Флп. 2:1, 2).

МУҺИМИРАҚ НӘРСИЛӘРГӘ КӨЗ ЙӘТКҮЗҮҢ

9. Филипиликләргә язған хетидә Паул немини муһимирақ нәрсә дәп ейтқан?

9 Муқәддәс роһниң йетәкчилигидә әлчи Паул Филипидики қериндашларни вә башқа һәммә етиқатдашларни «муһимирақ нәрсигә көз йәткүзүшкә» үндигән (Флп. 1:10). Бу муһим нәрсиләргә Йәһва Худаниң муқәддәс исмини улуқлаш, Униң вәдилириниң әмәлгә ешиши вә җамаәтниң инақлиғи вә тинчлиғи кириду (Мәт. 6:9, 10; Йоһ. 13:35). Һаятимизда бу нәрсиләрни биринчи орунға қойғанда, биз Йәһвани яхши көридиғанлиғимизни испатлаймиз.

10. Йәһва бизни әйипсиз дәп қариши үчүн немә қилишимиз керәк?

10 Шуниң билән әлчи Паул биз «әйипсиз» болушимиз керәклигини ейтқан. Әлвәттә, бу бизниң мукәммәл болушимиз керәклигини билдүрмәйду. Биз һечқачан Йәһва Худаға охшаш пак болалмаймиз. Лекин әгәр биз меһир-муһәббитимизни ашуруш вә неминиң муһим екәнлигигә көз йәткүзүш үчүн бар күчимизни чиқарсақ, Йәһва бизни әйипсиз дәп қарайду. Меһир-муһәббәтни көрситишниң бир йоли — башқиларға путликашаң болуп қелиштин нери туруш.

11. Немә үчүн биз башқилар үчүн путликашаң болуштин қечишимиз керәк?

11 «Башқилар үчүн путликашаң болмаслиқ» тоғрилиқ агаһландуруш бәк муһим. Биз башқилар үчүн қандақ қилип путликашаң болуп қалимиз? Қандақ оюн-тамашә түрини, кийим-кечәкләрни вә һәтта қандақ ишни таллиғанлиғимиз башқиларниң вижданиға яман тәсир қилиши мүмкин. Бәлким, бу һәрикәтләрниң һеч ямини йоқ. Лекин әгәр таллишимиз кимду-бирсиниң вижданини азаплиса яки униң үчүн путликашаң болса, бу бизни ойландуруши керәк. Әйса бирсигә путликашаң болушимиздин көрә, бойнимизға түгмән теши есилип, деңизға чөктүрүветилгинимиз әвзәлирәк болиду дегән (Мәт. 18:6).

12. Бир пионер әр-аялниң үлгисидин немини үгинимиз?

12 Әйсаниң нәсиһитигә қулақ салған бир пионер әр-аялниң мисалини көрүп чиқайли. Уларниң җамаитидә кичик чеғидин ата-аниси бәк чиң тутқан йеңидин чөмдүрүлүштин өткән бир җүп бар еди. Бу җүп Худаниң хизмәтчилири, һәтта кино яхши болсиму, киноханиға барса болмайду дәп ойлиған. Улар пионер әр-аялниң киноға барғанлиғини билгәндә, уларға хапа болған. Буниңдин кейин шу пионер әр-аял һәқиқәткә йеңидин кәлгән җүп вижданини тәрбийиләп, тоғра билән натоғрини аҗритишни үгәнгичә, киноханиға тамамән бармаслиқни қарар қилған (Ибр. 5:14). Шундақ қилип, бу әр-аял йеңидин чөмдүрүлгән қериндашларға меһир-муһәббитини пәқәт қуруқ сөз билән әмәс, иш-һәрикитидә көрсәткән (Рим. 14:19—21; Йоһ. 1-х. 3:18).

13. Қандақ қилип башқиларниң гуна қилишиға сәвәпчи болуп қелишимиз мүмкин?

13 Башқилар үчүн йәнә қандақ путликашаң болуп қалимиз? Биз уларниң гуна қилишиға сәвәпчи болуп қелишимиз мүмкин. Муқәддәс китапни үгинишни башлиған адәм бурун һарақкәшлик билән күрәш қилип, ахирида бу яман адитини ташлиди дәйли. Буниң үчүн у тамамән һарақ ичмәсликни қарар қилған. Кейин у роһий җәһәттин бәк тез өсүп, чөмдүрүлүштин өтти. Бир күни җамаәттики бир қериндаш уни меһманға чақирип, униңға спиртлик ичимликни сунуп: «Сән әнди Йәһва гувачиси болдуң. Йәһва Худа саңа муқәддәс роһни бәргәчкә, сән өзүңни туталайсән. Өзүңни туталғанлиқтин, көп ичип қоймайсән»,— дәп ейтқан. Һәқиқәткә йеңидин кәлгән қериндаш бу натоғра мәслиһәткә қулақ салса, буниң ақивети қанчилик ечинарлиқ болуши мүмкин-һә!

14. Учришишлар Филипиликләргә 1:10дики нәсиһәтни қоллинишимизға қандақ ярдәм бериду?

14 Җамаәт учришишлириға қатнишиш Филипиликләргә 1:10да йезилған нәсиһәтни қоллинишимизға ярдәм бериду. Биринчидин, учришишларда Йәһва немиләрни муһим дәп һесаплайдиғанлиғини аңлаймиз. Иккинчидин, биз «әйипсиз» болуш үчүн аңлиғанлиримизни әмәлийәттә қоллинишқа үгинимиз. Үчинчидин, бир-биримизни «меһир-муһәббәткә вә яхши ишларға дәвәт қилимиз» (Ибр. 10:24, 25). Қериндашлар бизни илһамландурғанда, Йәһва Худани вә уларни техиму яхши көримиз. Биз Худани вә етиқатдашларни чин жүрәктин яхши көргәндә, улар үчүн путликашаң болуштин нери туримиз.

«ҺӘҚҚАНИЙЛИҚ МЕВИСИ БИЛӘН ТОЛУШНИ» ДАВАМЛАШТУРУҢЛАР

15. «Һәққанийлиқ мевиси билән толуш» дегән сөзләр немини билдүриду?

15 Әлчи Паул Филипидики етиқатдашларниң һәққанийлиқ мевиси билән толуши һәққидә дуа қилған (Флп. 1:11). Бу һәққанийлиқ мевиси Йәһваға вә Униң хәлқигә болған меһир-муһәббәтни өз ичигә алидиғанлиғи сөзсиз. Бу мевә Әйсаға болған етиқади вә әҗайип үмүти тоғрилиқ башқиларға ейтип беришниму өз ичигә алған. Филипиликләргә 2:15тә «дунияниң йоруқлуқлиридәк парлайсиләр» дегән сөзләр бар. Бу сөзләр Әйсаниң шагиртлириға: «Силәр — дунияниң йоруғи»,— дегәнлигини есимизгә салиду (Мәт. 5:14—16). Шундақла Әйса әгәшкүчилиригә «шагиртларни тәйярлаңлар» дәп буйриған вә силәр «йәр-зәминниң чәтлиригичә маңа гувачилар» болисиләр дегән еди (Мәт. 28:18—20; Әлч. 1:8). Бу муһим ишқа бар күчимиз билән қатнашқанда бизму «һәққанийлиқ мевисини» беримиз.

Римда өйидә назарәт астида болғанда, әлчи Паул Филипидики җамаәткә хәт язған. Бу вақит арилиғида у пурсәтни қолдин бәрмәй, кәлгән адәмләрниң һәммисигә вә уни назарәт қилған әскәрләргә вәз қилған (16-абзациға қараң)

16. Қийин вәзийәттиму нурдәк чақнашқа болидиғанлиғини Филипиликләргә 1:12—14тики сөзләр қандақ көрситиду? (Муқавидики рәсимгә қараң.)

16 Вәзийитимиз мәйли қандақ болсун, биз нурдәк чақнаймиз. Бәзидә вәз қилишқа тосалғулуқ қилғандәк көрүнгән вәзийәтләр хуш хәвәрниң техиму кәң тарқилишиға түрткә болалайду. Мәсилән, Паул Филипидики қериндашларға хәт язғанда, Римда өйидә қамақта болған. Лекин кишәнгәнлигигә қаримастин, Паул уни назарәт қилған әскәрләргә вә кәлгәнләрниң һәммисигә вәз қилған. Буни аңлап, башқа қериндашларму «Худа сөзини зор қорқумсизлиқ билән» ейтишқа башлиған (Филипиликләргә 1:12—14ни оқуң; 4:22).

Вәз қилиш үчүн қолуңиздин кәлгининиң һәммисини қилиң (17-абзацқа қараң) c

17. Бәзи қериндашлар қийин вәзийәттә болсиму, қандақ вәз қилиду?

17 Бүгүнки күндиму көплигән қериндашлар батурлуқни көрситиду. Бәзи дөләтләрдә очуқ вәз ейтиш яки өйму өй гувалиқ бериш рухсәт қилинмиғанлиқтин, қериндашлар хуш хәвәрни йәткүзүшниң башқа йоллирини тапиду (Мәт. 10:16—20). Шундақ дөләтләрниң биридә наһийилик назарәтчи һәрбир қериндаш өзиниң уруқ-туққанлири, холум-хошнилири, синипдашлири, хизмәтдашлири вә тонуш-билишлиригә вәз қилиш һәққидә мәслиһәт бәргән. Икки жилниң ичидә шу райондики қериндашларниң сани қәдимкидәк өсти. Бәлким, сиз яшайдиған дөләттә әркин вәз қилалайдиғансиз. Лекин шу тапқур қериндашлардин һәммимиз муһим савақ алалаймиз. Әгәр вәз қилиш үчүн қолумиздин кәлгининиң һәммисини қилсақ, һәтта қийин вәзийәттиму Йәһва Худа вәз қилишимизға ярдәм бериду (Флп. 2:13).

18. Сиз немә қилишқа бәл бағлидиңиз?

18 Биз алаһидә заманда яшаватимиз. Шуңа, болупму һазир Паул Филипиликләргә язған хәттики мәслиһәтләрни қоллинишимиз муһим. Келиңлар, неминиң муһимирақ екәнлигигә көз йәткүзүшкә, әйипсиз болушқа, башқиларға путликашаң болмаслиққа вә һәққанийлиқ мевисини беришкә бәл бағлайли. Шундақ қилсақ, меһир-муһәббитимиз ашиду вә биз көйүмчан Атимиз Йәһваға шан-шәрәп кәлтүримиз.

25-НАХША Һәқиқий шагирт болушниң бәлгүси

a Бүгүнки күндә қериндашларға болған меһир-муһәббитимизни күчәйтиш бәк муһим. Филипиликләргә йезилған хәттин қийин болған чағдиму меһир-муһәббәтни ашурушниң усуллирини биливалимиз.

b СҮРӘТТӘ: Джо Ибадәт өйини тазилаватқанда, ишини тохтитип, бир бурадәр вә униң оғли билән сөзлишиватиду. Бу Майкни териктүрүп, у: «Джо гәп сетип турушниң орниға, ишлисә болатти»,— дәп ойлайду. Кейинирәк Майк Джониң яшанған қериндашқа ярдәм бериватқанлиғини көрүп қалди вә қериндашларниң яхши тәрәплиригә көңүл бөлүши керәклиги есигә чүшти.

c СҮРӘТТӘ: Гувачилар очуқ вәз қилалмайдиған бир дөләттә бурадиримиз башқиларниң диққитини җәлип қилмай, тонушиға хуш хәвәрни ейтиватиду. Кейин иш орнида дәм алған чағда, бурадәр хизмәтдишиға вәз қиливатиду.