Чирикләшкән әмәлдарлар. Худа Падишалиғи немә қилиду?
Кишиләр узундин бери чирикләшкән вә ишәнчисиз әмәлдар сәвәплик азап-оқубәтләрни баштин кәчүрүватиду. Шуңа улар өзлири ишәнчилик дәп қарайдиған кишиләрниң һөкүмәт әмәлдарлири болушини халайду. 2023-жили дунияниң һәрқайси җайлирида елип берилған бир тәкшүрүшкә асасланғанда, кишиләр һөкүмәт әмәлдарлирини әң ишәнчсиз адәмләр дәп қариған. a
Муқәддәс китапта әң ишәнчилик вә чирикликтин хали һөкүмәт вә униң һөкүмрани тәсвирләнгән. Бу һөкүмәт болса, Худа Падишалиғидур вә униң һөкүмран әмәлдари Әйса Мәсиһтур (Йәшая 9:7).
Өз иш-һәрикәтлири арқилиқ Әйса Мәсиһ өзиниң инсанларға һәқиқий көйүнидиғанлиғини испатлиған (Мәтта 9:35, 36). У Худа Падишалиғиниң Падишаси болуп, келәчәктә униң рәһбәрлигини қобул қилған барлиқ инсанларни адаләт вә тинч-хәтирҗәмликкә ериштүриду (Зәбур 72:12—14).
a 2023-жили инсанлар ишәнчисиниң дәриҗисини тәкшүрәйдиған Еделман Барометриниң йәр шари хәвири.