Privacy Settings

To provide you with the best possible experience, we use cookies and similar technologies. Some cookies are necessary to make our website work and cannot be refused. You can accept or decline the use of additional cookies, which we use only to improve your experience. None of this data will ever be sold or used for marketing. To learn more, read the Global Policy on Use of Cookies and Similar Technologies. You can customize your settings at any time by going to Privacy Settings.

Мәзмунға өтүш

Әр киши Ибадәт өйидин чиқиватиду

Адәм Йәһва гувачилириниң тәшкилатидин чиқип кетиши мүмкинму?

Адәм Йәһва гувачилириниң тәшкилатидин чиқип кетиши мүмкинму?

 Һә. Адәм тәшкилатимиздин икки йол билән чиқип кетәләйду:

  •   Рәсмий әризә йезиш арқилиқ. Адәм еғизчә яки йезиқ түрдә Йәһва гувачилириниң бири болушни халимайдиғанлиғини хәвәрлиши мүмкин.

  •   Иш-һәрикәт арқилиқ. Адәм Йәһва гувачилириниң бири болушни халимайдиғанлиғини көрситидиған бирәр һәрикәтни қилишим мүмкин (Петрусниң 1-хети 5:9). Мәсилән, у башқа динға кирип, униң әзаси болуш арзусини билдүрүши мүмкин (Йоһанниң 1-хети 2:19).

Әгәр адәм вәз қилмиса, яки учришишиңларға кәлмәйдиған болса, шу адәмни Йәһва гувачи болушидин баш тартти дәп һесапламсиләр?

 Яқ, ундақ һесаплимаймиз. Баш тартиш яки ваз кечиш билән етиқатниң аҗизлиши — икки түрлүк нәрсә. Адәттә паалсиз җакалиғучилар, йәни вәз қилмайдиғанлар вә учришишларға кәлмәйдиғанлар етиқадидин баш тартмастин, чүшкүнлүккә чүшүп кәткән, халас. Өзүмизни шундақ адәмләрдин қачурушниң орниға, уларниң роһини көтиришкә вә қоллап-қувәтләшкә тиришимиз (Салоникилиқларға 1-хәт 5:14; Йәһуда 22). Әгәр адәм ярдәм елишни халиса, җамаәт ақсақаллири униңға тәйярлиқ билән роһий җәһәттин ярдәм бериду (Галатилиқларға 6:1; Петрусниң 1-хети 5:1—3).

 Амма ақсақалларниң адәмни Йәһва гувачиси болуп қелишқа мәҗбурлаш яки бесим қилиш һоқуқи йоқ. Динни таллашқа тегишлик қарарни һәрбир адәм өзи қобул қилиду (Йәшуа 24:15). Адәм Худаға өз ихтияри билән вә чин қәлбидин ибадәт қилиш керәк дәп һесаплаймиз (Зәбур 110:3; Мәтта 22:37).