МӘСИҺИЙ ҺАЯТИМИЗ
Уларни Йәһваға дайим хизмәт қилишқа үгитиң
Тәҗрибидин көрүнгәндәк, әгәр йеңи җакалиғучи әң бешидин хизмәттә дайим қизғин иштирак қилиш муһим екәнлигини үгәнсә, униң мувәппәқийәтлик җакалиғучи болуши сөзсиз (П.н 22:6; Фп 3:16). Тәтқиқ қилғучиниң хизмәттә маһарәтлик болуши үчүн сиз қандақ ярдәм берәләттиңиз? Төвәндә бирнәччә мәслиһәтләр берилгән:
-
Тәтқиқ қилғучиңиз җакалиғучи болуши биләнла, уни үгитишкә башлаң (km 8.15. 1-б.). Униңға хизмәттә һәр һәптә иштирак қилиш муһим екәнлигини чүшәндүрүң (Фп 1:10). Вәз қилиш участкиңиз һәққидә иҗабий сөзләң (Фп 4:8). Топ назарәтчиси билән вә башқа җакалиғучиларниң тәҗрибисидин пайда елиши үчүн, уни улар билән һәмкарлиқ қилишқа үндәң (П.н 1:5; km-U 10.12. 6-б., 3-абз.).
-
Тәтқиқ қилғучиңиз чөмдүрүлүштин өткәндин кейинму, уни қоллап, вәз қилишни үгитивериң, болупму у «Худаниң меһир-муһәббити» китавини пүтәрмигән болса (km-U 12.13. 7-б.).
-
Йеңи җакалиғучи билән хизмәткә чиққанда, аддий тәвсийәни қоллиниң. Җакалиғучи тәвсийәни ейтқандин кейин, уни чин жүрәктин махтап қоюң. Униңға яхшилиниш үчүн немә қилиши керәклигини ейтиң (km-U 5.10. 7-б.).