Ерәм беғи һәқиқәтән болғанму?
Ерәм беғи һәқиқәтән болғанму?
СИЗ Ерәм беғи вә Адәм ата билән Һава ана һәққидики һекайини аңлап баққанму? Бу һекайә дунияниң һәрқайси җай-җайлиридики кишиләргә мәлум. Сиз өзүңиз уни оқуп чиқсиңиз яхши. Бу һекайә Муқәддәс Язмиларда Яритилиш китави 1-бап, 26-айәттин та 3-бап, 24 айәтқичә йезилған. Һазир болса, униң қисқичә мәзмунини көрүп чиқайли:
Яратқучи Йәһва тупрақтин тунҗа инсанни яритип, униңға Адәм дәп исим қоюп, Ерәм бағ дәп аталған җайға маканлаштуриду. Бу бағни Худа Өзи аллиқачан бәрпа қилған. Бағ убдан суғурилип, униң ичидә бәк көп чирайлиқ мевилик дәрәқләр өсиду. Бағниң оттурисида болса, «яхши билән яманни билдүридиған дәрәқ» туриду. Тәңри Йәһва Адәм атиға бу дәрәқниң мевилирини йейишни мәнъий қилиду вә у йегән күнила өлидиғанлиғи һәққидә агаһландуриду. Көп өтмәй, Худа Адәм атиға униң сүйигидин ярдәмчи қилип Һава анини яритиду. Яратқучи Худа уларға бағни асрашни вә көпийип, йәр йүзини толдуруш тапшуруғини бериду.
Бир күни Һава ана Адәм ата униң қешида йоқ вақтида, илан униңға сөзләп, шу мевини йейишкә қайил қилиду. Илан бу мевидин йегәнләр Худаға охшаш яхши вә яманни билидиған болиду дәп ялған сөзләйду. Иланниң ялған сөзигә ишинип, Һава ана мәнъий қилинған мевини йәйду. Кейинирәк, ери Адәм атиму бу мевидин йәп, Худаға қарши чиқиду. Буниңға җававән, Яратқучи Йәһва Өзиниң чиқарған һөкүмлирини Адәм ата, Һава ана вә иланға җакалайду. Андин Худа тунҗа инсанларни Ерәм беғидин қоғлап чиқирип, униңға кириш йолини пәриштиләргә қоғдашни буйриди.
Бурун алимлар, данишмәнләр вә тарихшунаслар Муқәддәс китапниң Ерәм беғи һәққидики һекайисиниң һәқиқәтән тарихий вақиә екәнлигини етирап қилған. Бүгүнки күндә болса, тәтқиқатчилар бу һекайигә гуман билән қарашқа адәтлинип қалған. Бирақ Адәм ата, һава ана вә Ерәм беғиниң болғанлиғиға гуман қилишқа асас барму? Келиң, буниңға мунасивәтлик кәң тарқалған төрт пикирни көрүп чиқайли.
1. Ерәм беғи намлиқ җайи мәвҗут болғанму?
Немә үчүн адәмләр бу һекайиниң растлиғиға гуманлиниду? Бәлким буниңға пәлсәпичиләр мәлум бир дәриҗидә тәсир қилғанду. Әсирләр бойи илаһийәтшунаслар Ерәм беғи техи бир йәрдә мәвҗут дәп һесаплиған. Лекин христиан дин рәһбәрлири Платон вә Аристотель қатарлиқ грек пәлсәпчилириниң тәлиматлириниң тәсиригә берилип кәткән. Бу пәлсәпчиләр йәр йүзидики һеч бир нәрсә мукәммәл болмайду, әксинчә пәқәт асман мукәммәл болиду дәп тәстиқлигән. Шуңа, илаһийәтшунаслар җәннәт асманға йеқин бир йәрдә болуши керәк дәп хуласигә кәлгән. Бәзиләр, җәннәт адәм аяқ басмиған бир тағ чоққисида, башқилар Шималий яки Җәнубий қутупларда, башқа бирлири болса, айда яки униңға йеқин җайлашқан дегән. Шундақ екән, Ерәм беғи һәққидики һекайә сирлиқ болуп көрүнгәнлиги һәйран қаларлиқ әмәс. Бүгүнки күндики алимларниң ой-пикричә, Ерәм беғи мәлум бир йәрдә мәвҗут болған дегән гәп әқилгә сиғмайдиған бир көзқараш. Улар шундақ җай һечқачан вә һеч йәрдә болмиған дейишиду.
Лекин Муқәддәс китапта Ерәм беғи башқичә тәсвирләнгән. Яритилиш китавиниң 2-бап, 8—14 айәтлиридә бу бағ һәққидики тапсилатларни биләләймиз. Бағ шәриқтики Ерәм дегән җайда җайлашқан болуп, төрт тармаққа бөлүнгән дәрия сулири аққан. Яритилиш китавида һәрбир дәрияниң нами баян қилинип, улар қайси тәрәпкә ақидиғанлиғи тәсвирләнгән. Бундақ тапсилатлар алимларға арам бәрмәйду. Сәвәви бу айәтләрдики тапсилатлар Ерәм беғи һәқиқәтән бир җайда болғанлиғини испатлайду. Әслидә, Ерәм беғи бүгүнки күндики қайси районида җайлашқанлиғини тапимиз дәйдиған алимлар бир-биригә зит болған пикирләрни пәйда қилди. Хош, Муқәддәс китапта тилға елинған Ерәм беғи вә униң дәриялири һәққидики тапсилатлар әпсанә-ривайәтму?
Диққитимизгә сазавәр бир нәрсә шуки, Ерәм беғидики вақиә тәхминән 6 000 жил илгири йүз бәргән. Муса пәйғәмбәр бу бағ һәққидики тапсилатларни еғизчә нәсилдин нәсилгә өтидиған яки һәтта язма шәкилдики мәнбәләрдин алған болуши мүмкин. Қандақла болсун, бу вақиә йүз берип, тәхминән 2 500 жил өткәндин кейин Муса пәйғәмбәр бу вақиә һәққидә язған. Шу вақитта Ерәм беғи һәққидики вақиә узақ өткән тарихтур. Шунчә көп әсирләр өткәч, дәрияләрниң еқими өзгирип кәткән болуши мүмкин әмәсму? Униңдин башқа, йәр қатлами тохтимай һәрикәт қилиду. Ерәм беғи еһтимал турған җай йәр тәврәш жуқури һәрикәт қилидиған районда болуп кәлмәктә. Шу йәрдә жилда тәхминән 17 қетим йәр тәврәш йүз бериду. Нәтиҗидә бундақ районда йәрниң мәнзириси дайим өзгирип туриду. Униңдин ташқири, Нуһ пәйғәмбәрниң заманидики Топан су нәтиҗисидә у йәрниң шәкли бәк қаттиқ өзгирип кәткәч, Ерәм беғиниң қәйәрдә җайлашқанлиғи бүгүнки күндә мәлум әмәс.
Бирақ бизгә бир нәччә фактлар мәлумки, Муқәддәс китапта Ерәм беғини һәқиқий җай дәп тәсвирлиниду. Мошу һекайидики төрт дәриядин иккиси, йәни Фират вә Диҗлә яки Һиддакел қатарлиқ дәриялар та бүгүнки күнгичә еқип туриду, һәтта уларниң бәзи мәнбәлик сулири бир-биригә наһайити йеқин. Бу Муқәддәс китапниң үзүндисидә дәриялар қайси йәрләрдин еқип өткәнлиги вә шу йәрләрниң намлири һәм у йәрләрдики даңлиқ тәбиий байлиқлар тилға елиниду. Бундақ тапсилатлар бу һекайини оқуған қедимий Исраил хәлқигә мәлум еди.
Әсли Ерәм бағ һәққидики һекайә әпсанә-ривайәт яки чөчәк болған болса, башқичә баян қилинған болатти. Адәттә әпсанә-ривайәтләрдә ушшақ тәпсилатлар тилға елинмай, мошундақ башлиниду: «Бар екән, йоқ екән бурун заманда. Жирақ бир йәрдә...». Лекин пәқәт тарихий вақиәләрдә тапсилатларға алаһидә етибар берилиду. Демәк, Ерәм беғи һәққидики бу һекайә тарихий әһмийәткә егә.
2. Тәңриниң Адәм атини йәр тописидин яратқанлиғиға вә Һава анини Адәм атиниң сүйигидин бәрпа қилғанлиғиға һәқиқәтән ишинишкә боламду?
Заманавий илим-пән тәрипидин тәстиқлинишичә, инсан тениниң тәркивидә водород, кислород вә углерод қатарлиқ йәрдики элементлар бар. Лекин бу элементлар тирик җанда қандақ һасил болған?
Нурғунлиған алимлар һаят өз-өзидин пәйда болған, йәни аддий җанлиқ шәклидин аста-аста мурәккәп болған һаятлиқ шәклигә тәрәққий қилған дәйду. Бирақ «аддий» дегән сөз адаштуруши мүмкин. Сәвәви барчә җаңлиқлар, һәтта микроскопик бирһүҗәйрилик организимларму бәк мурәккәп түзүлгән. Шуңа, һәрқандақ җанлиқ шәкиллири өз-өзидин пәйда болғанлиғиға бирму испат йоқ. Әксинчә, барчә тирик мәвҗудатлар алий даналиққа егә болған Шәхс тәрипидин яритилғанлиғиниң әқилгә мувапиқ екәнлигини көрситиду (Римлиқларға 1:20).
Тәсәввур қилиң, сиз әҗайип бир музикини тиңшаштин яки рәсимни көрүштин һузурлинисиз. Сизгә уларниң һәммиси өз-өзидин пәйда болған дәп ейтса, сиз буниңға ишинәмсиз? Әлвәттә яқ! Һәтта бундақ санаәт әсәрлири қанчилик мурәкәп, әҗайип һәмдә маһарәт билән яритилған инсан тени билән тәң келәлмәйду. Ундақта инсанниң Яратқучиси барлиғини етирап қилиш әқилгә мувапиқ әмәсму? Буниңдин ташқири, Яритилиш китавида йезилғандәк, йәр йүзидики барчә яратмилар арисида пәқәтла инсан Худаниң обризида яритилған (Яритилиш 1:26). Шу сәвәплик пәқәт адәмләрниң гөзәл музика иҗат қилиши, рәсим сизиши вә һәр түрлүк нәрсиләрни ясап қилиши уларниң Худаға хас яритиш қабилийәтлирини үлгә қилидиғанлиғини испатлайду. Шуңа, Худа барчә яратмилиридин әң жуқури үстүн туридиғанлиғи һәйран қаларлиқ әмәс.
Туңҗа аял әрниң сүйигидин бәрпа қилинғанлиғи һәққидә десәк, әсли чүшинишкә қийин бир йери барму? Яратқучи Тәңри аялни башқа усулда яритиши мүмкин еди. Лекин У уни нәқ шундақ усулда яратқанлиғи чоңқур мәнасиға егә. У әр вә аял «бир тәң» болуп, аилә қурушини халиған (Яритилиш 2:24). Ахирида, әр вә аялниң бир-бирини толдуруп, мустәһкәм сөйгү-муһәббәтлик риштилири билән бағланғанлиғи көйүмчан вә дана Яратқучи барлиғини испатлимамду?
Униңдин ташқири, заманавий ирсийәт илим-пән барчә адәмләр бирла әр-аялдин пәйда болғанлиғини испатлайду. Хош, Яритилиш китавидики вақиә растинла йүз бәргәнлигигә гуманлинишқа асас барму?
3. «Яхши билән яманни тонутидиған дәрәқ» вә «һаятлиқ беридиған дәрәқ» әпсанә-ривайәтму?
Муқәддәс Язмиларниң Яритилиш китавиға асасланғанда, бу дәрәқләр қандақту бир ғәйри яки мөҗүзәвий күчкә егә болмиған. Әксинчә, бу дәрәқләр адәттики дәрәқләр еди. Бирақ Йәһва Худа уларға символлуқ мәнани бәргән.
Бүгүнки күндә адәмләр Худаға охшаш шуни қилмамду? Мәсилән, сот залида бирси сотқа қарита һөрмәтсизлик көрсәткән болса, сотчи уни агаһландуруши мүмкин. Шундақ қилип, әслидә сотчи сот бенасиға әмәс, бәлки адаләт түзүмигә болған һөрмәтсизликни нәзәрдә тутиду. Шуниңға охшаш, қедимда падишаларниң таҗи вә қолида сәлтәнәт һәссиси уларниң һөкүмранлиғини билдүргән еди.
Хош, ундақта ушбу икки дәрәқ немини билдүргән? Көплигән һәр түрлүк нуқтәий нәзәрләр оттуриға қоюлған. Әслидә бу соалниң җавави бир тәрәптин аддий, башқа тәрәптин болса, чоңқур мәнаға егә. «Яхши вә яманни тонутидиған дәрәқ» пәқәт Худаниң неминиң яхши неминиң яман екәнлигини ениқлаш һоқуқи барлиғини билдүргән (Йәрәмия 10:23). Шуңа, бу дәрәқтики мевиләрни йейишни җинайәт дәп қаралғанлиғи һәйран қаларлиқ әмәс! «Һаятлиқ беридиған дәрәқ» болса, Яратқучи Йәһваниң мәңгүлүк һаят беришигә қадир екәнлигини билдүргән еди (Римлиқларға 6:23).
4. Сөзлигән илан һәққидики тарих көпирәк чөчәкни әслитиду
Яритилиш китавиниң шу үзүндисини яхширақ чүшиниш үчүн Муқәддәс китапниң башқа үзүндилирини етибарға елишимиз керәк. Бирақ, Муқәддәс китап бу һекайини аста-аста чүшәндүрүп бериду.
Иланни «сөзләшкә» ким яки немә мәҗбурлиған? Қедимдики Исраил хәлқигә бу иланниң ролиниң әһмийити болғанлиғи һәққидики башқа мәлуматлар мәлум болған. Мәсилән, улар гәрчә һайванатларниң сөзләш қабилийити болмисиму, роһий шәхсниң җаниварлардин пайдилиниши мүмкинлиги һәққидә билгән. Муса пәйғәмбәр Худа әвәткән пәриштиниң Балаамға ешиги арқилиқ сөзлигәнлиги тоғрисидики һекайини язған еди (Санлар 22:26—31; Петрусниң 2-хети 2:15, 16).
Роһий яратмилар, шу җүмлидин Худаниң дүшмәнлири мөҗүзиләрни көрситишкә қадирму? Муса пәйғәмбәр сехигәрләрниң Худаниң бәзи мөҗүзилирини тәкрарлап, мәсилән таяқни иланға айландурғанлиғини көргән. Уларниң бу мөҗүзиләрни көрситиш күчиниң мәнбәси пәқәт Худаниң дүшмәнлиридин, йәни яман роһий мәвҗудатлардин келип чиқатти (Чиқиш 7:8—12).
Муса пәйғәмбәр Аюп китавини язған болуши керәк. Бу китапта Йәһва Худаниң нурғунлиған хизмәтчилириниң садақәтмәнлигигә гуман кәлтүргән вә Худаниң әшәддий дүшмини болған Шәйтан һәққидә көп нәрсиләр баян қилинған (Аюп 1:6—11; 2:4, 5). Шу дәвирдики исраиллар Ерәм бағдики Һава аниниң Худаға болған садақәтмәнлигини бузушиға урунуп, иландин пайдиланған Шәйтанниң өзи униңға сөзлигәнлигини биләттиму? Мүмкин.
Илан арқилиқ һәқиқәтән Шәйтан сөзлигәнму? Әйса Мәсиһ Шәйтанни «ялғанчи вә ялғанчилиқниң атисидур» дәп атиған (Йоһан 8:44). «Ялғанчилиқниң атисидур» дегән сөз-ибарә дәсләпки ялғанни ким ейтқанлиғини көрсәтмәмду? Әлвәттә көрситиду. Иланниң Һава аниға ейтқан сөзлири дәсләпки ялғанчилиқ еди. Гәрчә Худа тунҗа инсанларни мәнъий қилинған мевини йегән болсаңлар, өлүсиләр дәп агаһландурған болсиму, илан болса, уларға: «Яқ, силәр өлмәйсиләр»,— дегән (Яритилиш 3:4). Шәк-шүбһисизки, Әйса пәйғәмбәр иланниң кәйнидә Шәйтанниң турғанлиғини билгән. Әйса Мәсиһ әлчи Йоһанға бәргән вәһийдә Шәйтанни «қедимий илан» дәп атап, жуқуридики соалға ениқ җавап бәргән (Вәһий 1:1; 12:9).
Қудрәтлик роһий шәхсниң иландин пайдилинип уни сөзлишишкә мәҗбурливатқанлиғи мәнтиқийгә уйғунму? Һәтта роһий шәхсләрдин күчсиз болған инсанларму телевизор экрани арқилиқ әқилгә сиғмайдиған сәһнә көрүнүшлирини көрсәтмәктә.
Әң ишәнчлик дәлил-испатлар
Хош, тәнқит қилғучиларниң Яритилиш китавидики үзүндигә қарита гуманлири қанчилик асаслиқ? Бу вақиәниң һәқиқәтән йүз бәргәнлигини тәстиқләйдиған нурғун дәлил-испатлар бар.
Мәсилән, Муқәддәс китапта Әйса Мәсиһ «садиқ вә һәқиқий гувачи» дәп аталған (Вәһий 3:14). У мукәммәл инсан болуп, һечқачан ялған ейтмиған вә һәқиқәтни бурмилимиған. Униңдин башқа, Әйса Мәсиһ өзи тоғрилиқ сөзләп, өзиниң йәр йүзигә келишидин илгири, «дуния яритилиштин авал» Атиси, Йәһва Худа билән болғанлиғини ейтқан (Йоһан 17:5). Демәк, йәр йүзидә барлиқ җанлиқларни яратқанда, у мәвҗут болған. Әң ишәнчлик гувачи немә һәққидә гувалиқ бәргән?
Адәм ата билән Һава аниниң реал һаят кәчүргәнлигини Әйса Мәсиһниң өзи тәстиқлигән. У Йәһва Худаниң некаға болған көзқаришини чүшәндүргәндә, Адәм ата билән Һава анини нәзәрдә тутқан (Мәтта 19:3—6). Әгәр улар вә Ерәм беғи һечқачан мәвҗут болмиған болса, Әйса Мәсиһ ялғанчи болатти. Бирақ бу мүмкин әмәс! Сәвәви Әйса Мәсиһ Ерәм бағдики йүз бәргән вақиәләрни асмандин байқап турған. Буниңдин башқа йәнә қандақ дәлил-испатлар керәк?
Ениқки, Яритилиш китавидики һекайигә ишәнмәслик Әйса Мәсиһкә ишәнмәсликкә баравәрдур. Шундақ ишәнмәсликниң ақивети сәвәвидин Муқәддәс китапниң асасий мавзуси вә униңдики вәдиләрни чүшинишкә мүмкин әмәс. Қандақ қилип? Буни кейинки мақалидин биливалимиз.