Мәзмунға өтүш

Әйса у Худаму?

Әйса у Худаму?

Нурғун кишиләр үчбирлик тәлиматини христиан динлириниң әң асасий тәлимати дәп қарайду. Үчбирлик тәлиматиға асасланғанда, Ата, Оғул вә муқәддәс роһтин ибарәт үч роһий шәхс бир Худадур. Дин рәһбири Джон О Коннор үчбирлик тәлимати һәққидә мундақ дегән: «Бу тәлиматниң йошурун сир екәнлигини билимиз һәм әсла уни толуқ чүшәнмәймиз». Немә үчүн үчбирлик тәлиматини чүшиниш шунчә қийин?

Буниң сәвәплириниң бири бир луғәттә мундақ чүшәндүрүлгән: «Муқәддәс китапниң һечбир айитидә үчбирлик тәлиматиға ениқлима берилмигәч, у Муқәддәс китапқа асасланмиған» («The Illustrated Bible Dictionary»). Шундақтиму, бу тәлиматқа ишәнгәнләр униң барлиғини испатлаш үчүн уни тәстиқләйдиған Муқәддәс китаптики айәтләрни қайта-қайта издәшкә уруниду, һәтта уларни бурмилайду.

МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ АЙӘТЛӘР ҮЧБИРЛИК ТӘЛИМАТИНИҢ РАСТЛИҒИНИ ИСПАТЛАМДУ?

Дайим натоғра чүшәндүрүлидиған Муқәддәс китаптики айәтләрдин бири Йоһан 1:1-айәттур. «Муқәддәс Китап Җәмийитиниң Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимисидә» бу айәттә мундақ дәп йезилған: «Һәммидин бурун “Сөз” бар еди. У Худа [грекчә тон теон] билән биллә еди һәм Өзи Худа [теос] еди» (Йоһан 1:1, ҺЗ). Бу айәттә теос («худа») дегән грек сөзиниң икки шәкли ишлитилиду. Теон сөзиниң алдида ениқ артикль тон болғач, теон Һәммигә Қадир Худани көрситиду. Теос сөзиниң алдида болса, ениқ артикль йоқ. Хаталиқ йүз берип, бу йәрдики ениқ артикль йезилмай қалғанмиду?

Немә үчүн үчбирлик тәлиматини чүшиниш шунчә қийин?

Йоһан баян қилған хуш хәвәр қедимқи грек ортақ тили койне дәпму аталған тилида йезилған. Бу тилда ениқ артикльни ишлитишниң қаидилири болған. Муқәддәс китап тәтқиқатчиси Арчибальд Томас Робертсонниң ейтишичә, әгәр җүмлидә егә вә пейилниң алдида ениқ артикль турса, шу җүмлиниң әзалири «бир-биригә баравәр вә бир-бири билән алмаштурушқа болиду». Буниң испати сүпитидә у Мәтта 13:38-айәтни нәқил кәлтүрди. Бу айәттә мундақ йезилған: «Етиз [грекчә хо агрос]— бу дуния [грекчә хо космос]. «Етиз» вә «дуния» сөзлириниң алдида хо дегән артикиль туриду. Грамматика шуни көрситидуки, етиз билән дуния бирхил нәрсини билдүриду.

Әгәрдә Йоһанн1:1-айәткә охшаш, егә алдида ениқ артикль болса, лекин пеил алдида артикль болмисичу? Бу айәтни нәзәрдә тутуп, Джеймс Ален Хьюитт шуни тәкитләйду: «Бундақ сөз қурулмисида егә вә пейил бир-биригә баравәр әмәс вә бир-бири билән алмаштурулмайду.

Хьюитт буни чүшәндүрүш үчүн Йоһанниң 1-хети 1:5-айәтни кәлтүриду. Бу айәттә: «Худа йоруқлуқтур»,— дәп йезилған. Грек тилида Худаға қарита хо теос дегән сөз йезилиду, йәни бу сөзниң алдида ениқ артикль хо бар. Бирақ йоруқлуқни билдүридиған фос дегән грек сөзиниң алдида ениқ артикиль йоқ. Хьюитт буни мундақ чүшәндүриду: «Худани йоруқлуққа охшитишқа болиду, бирақ йоруқлуқ Худадур дейишкә һәргиз болмайду». Йәнә буниңға охшаш мисалларни көрүп чиқайли. Йоһан 4:24 вә Йоһанниң 1-хети 4:16-айәтләрдә «Худа — роһтур» вә «Худа Өзи меһир-муһәббәттур» дегән сөз-ибариләр бар. Бу айәтләрдә «Худа» дегән сөзниң алдида ениқ артикль ишлитилгән, бирақ «роһ» вә «меһир-муһәббәт» дегән пейил сөзлириниң алдида һечқандақ артикль йоқ. Шундақ екән, бу сөзләр бир-бири билән алмаштурулмайду. Шуңа роһни Худадур вә меһир-муһәббәтни Худадур дейишкә һәргиз болмайду.

«Сөз» у ким?

Қедимқи грек тилини тәтқиқ қилғучилар вә көплигән Муқәддәс китапни тәрҗимә қилғучилар Йоһан 1:1-айәттики «Сөз» дегән нам-унван шәхсниң ким екәнлигини әмәс, униң қандақ шәхс екәнлигини тәкитләйдиғанлиғини етирап қилиду. Муқәддәс китапни тәрҗимә қилғучи Уильям Барклай мундақ дәйду: «[Әлчи Йоһан] бу айәттә теос сөзиниң алдида ениқ артикльни ишләтмигәч, бу сөз пәқәт өзигә хас хусусийәтни тәсвирләйду. Йоһан бу айәттә «Сөз» Худаға тәң-баравәр демәкчи болмиған. Аддий сөз билән ейтқанда, Әйсани Худаниң Өзи демигән». Джейсон Дэвид Бедунму шуниңға охшаш ой-пикирдә болуп, мундақ дегән: «Йоһан 1:1-айәтниң үчинчи қисмида йезилғандәк, теос дегән грек сөзиниң алдида ениқ артикль болмиса, қедимқи грек тилида сөзләйдиған оқурмәнләр бу сөзни бирдин-бир Худа әмәс, илаһий хусусийәткә егә болған шәхсни билдүридиғанлиғини чүшинәләтти. Бир Муқәддәс китап тәрҗимиси үстидә ишлигән алим Джозеф Генри Тайер бу айәтни мундақ чүшәндүргән: «Логос [Сөз] Худаниң Өзи әмәс, илаһий хусусийити бар бири» (American Standart Version).

Әйса Мәсиһ дуада өзи билән Атиси арисида пәриқ барлиғини көрсәткән

Худаниң кимлиги һәқиқәтән йошурун сирму? Әйса пәйғәмбәр шундақ ойлимиған. Әйса Мәсиһ дуада өзи билән Атиси арисида пәриқ барлиғини көрсәткән: «Мәңгүлүк һаятқа еришиш үчүн, Сени — бирдин-бир һәқиқий Худани һәм Сән әвәткән Әйса Мәсиһни тонуп-билиш һаҗәттур» (Йоһан 17:3). Әгәр Әйсаниң сөзлиригә ишәнсәк вә Муқәддәс китаптики рошән һәқиқәтни чүшәнсәк, шу чағда Әйсаниң һәқиқий кимлигини билимиз вә уни Худаниң Оғли екәнлигини көрүп йетип, униңға һөрмәт көрситимиз. Йәһвани болса, «бирдин-бир һәқиқий» Худа дәп тонуймиз.