МУҚАВИДИКИ МАВЗУ
Вақиттин қандақ үнүмлүк пайдилиниш
«Әгәр техиму көпирәк вақтим болған болсичу?» Сиз буни қанчә қетим ейттиңиз? Мәлум мәнадин ейтқанда, мәйли һоқуқдарлар, байлар, кәмбәғәлләр вә аддий кишиләр болсун, вақит һәммиси үчүн охшаш. Униң үстигә, байлар яки кәмбәғәлләр болсун, һечким вақитни топлалмайду. Өтүп кәткән вақитни қайтуруп келишниң һечқандақ амали йоқ. Шуңа, вақиттин үнүмлүк пайдилиниш даналиқтур. Қандақ қилип? Нурғун адәмләрниң вақиттин үнүмлүк пайдилинишиға ярдәм бәргән төрт мәслиһәтни көрүп чиқайли.
1-мәслиһәт. Тәртип-интизамлиқ болуң
Неминиң муһимлиғини ениқлаш. Муқәддәс китапта қайси нәрсиниң муһимирақ екәнлигигә көз йәткүзүң дегән мәслиһәт бар (Филипиликләргә 1:10). Муһим вә җиддий ишларни тизимлап қоюң. Бирақ шуни әстә сақлаңки, мәсилән кәчлик тамақ үчүн йемәк-ичимликләрни сетивелиш дайим җиддий бир иш болмаслиғи мүмкин. Җиддий болуп көрүнгән ишлар болса, мәсилән яқтуруп көридиған телевизия программилирини башлайдиған вақитқа үлгүрүш муһим болмаслиғи керәк.
Алдин-ала планлаш. «Қашаңлашқан палтаңни билимисәң, техиму көп күчүң кетиду, даналиқ адәмни муваппәқийәткә ериштүриду» (Вәз 10:10, ҺЗ). Буниңдин қандақ савақ алимиз? Худди өз ишини башлаштин авал палтисини билигән ишчиға охшаш, ишлириңизни алдин-ала планлисиңиз, вақиттин үнүмлигирәк пайдилиналайсиз. Вақит вә күчни исрап қилидиған әһмийәтсиз ишларни кейингә қалдуруң яки башлимаң. Ишиңизни муддәттин бурун пүтүрүп, бош вақтиңиз қалған болса, кейингә қалдурулған ишни қилиң. Сиз өз вақтида палтисини билигән ишчиға охшаш ишлириңизни алдин-ала планлап қойсиңиз, уларни үнүмлигирәк қилалайсиз.
Һаятиңизни аддийлаштуруш. Көп вақитни исрап қилидиған әһмийәтсиз ишларға «яқ» дейишни үгиниң. Униңдин башқа, көп ишларниң планини түзүш адәмни ғәм-тәшвишкә селип, хошаллиқтин мәһрум қилиши мүмкин.
2-мәслиһәт. Вақитни оғрилайдиған иштин қечиң
Кейинирәк қилишқа қалдуруш вә иккилиниш. «Һава райиға қарисаң, йәргә мәңгү уруқ чачалмайсән. Булутларға қарисаң, мәңгү һосул жиғалмайсән» (Вәз 11:4, ҺЗ). Буниңдин қандақ савақ алимиз? Ишни кейинирәк қилишқа қалдуруш адити вақитни оғурлайду вә ишниң үнүмини чүшириду. Мукәммәл һава райини күтидиған дехан һечқачан теримайду һәм һосулму жиғалмайду. Шуниңға охшаш, һаятимизда турақсизлиқлар вә ениқсизлиқлар көп болғач, биз иккилинип қелишимиз мүмкин. Яки болмиса, барчә керәклик мәлуматларни жиғип болмиғичә қарар чиқиришни кейингә сүрүп қоюшимиз мүмкин. Әлвәттә, Муқәддәс китаптики «саддилар һәммә гәпкә ишинип кетәр. Лекин пәм-парасәтлик киши һәр бир қәдәмни авайлап басар» дегән сөзләр әқилгә бәк мувапиқ (Пәнд-нәсиһәтләр 14:15). Амма көп қарарларни чиқарғанда, нәтиҗисиниң қандақ болидиғанлиғини алдин-ала биләлмәймиз (Вәз 11:6).
Һәммә ишларда мукәммәлликни тәләп қилиш. Муқәддәс китапта мундақ йезилған: «Әрштин чүшкән даналиқ һәммидин авал... әқил-парасәтлик» (Яқуп 3:17). Әлвәттә, жуқури өлчәмләрни қоюшни махташқа әрзийду! Лекин бәзидә өз ишимизда бәк жуқури өлчәмни, йәни мукәммәлликни тәләп қилсақ, үмүтсизликкә, һәтта мәғлубийәткә дучар болушимиз мүмкин. Мәсилән, башқа тилни үгиниватқан киши хата сөзләшкә тәйяр болуши керәк. Сәвәви у өз хаталиқлиридин савақ алиду. Бирақ мукәммәлликни тәләп қилидиған киши бирәр нәрсини хата сөзләп қоюштин қорқиду. Бундақ көзқараш муваппәқийәткә қазинишқа тосалғулуқ қилиду. Өзүмизгә қарита кичик пейил болуш нәқәдәр яхши, шундақ әмәсму?! Пәнд-нәсиһәтләр 11:2-айәттә: «Даналиқ кичик пеийлларға һәмраһ болар»,— дәп йезилған. Униңдин башқа, кәмтәр вә кичик пейил адәмләр өзини һәддидин зиядә муһим дәп қаримайду һәтта өз үстидин күлиши мүмкин.
«Биз бир нәрсини сетивалғанда, төлигинимиз әслидә пул әмәс, бәлки вақит» («What to Do Between Birth and Death»).
3-мәслиһәт. Тәңпуңлуқни сақлаң
Иш вә дәм елишқа болған тәңпуңлуқни сақлаш. «Арамхуда тапқан бир қолдики аз нәрсә, шамалниң арқисидин қоғлап, җапалиқ ишләп тапқан икки қолдики җиқ нәрсидин әвзәлдур» (Вәз 4:6, ҺЗ). Адәттә баш чөкүрүвелип ишләйдиған кишиләр «икки қолдики җиқ» нәрсигә еришиш үчүнла «җапалиқ ишләп», мевисидин һузурлиништин мәһрум қалиду. Уларниң вақти һәм күчи қалмайду. Һорунлар болса, «икки қолини» арам алдурушни таллап, қиммәтлик вақитни бекардин бекар исрап қиливетиду. Муқәддәс китап бизни тәңпуңлуқни сақлаш, тиришип әмгәк қилиш вә әмгигимизниң мевисидин һузурлинишқа дәвәт қилиду. Чүнки бундақ хошаллиқ Худаниң соғити яки көрсәткән илтипатидур (Вәз 5:19).
Уйқуни қурбан қилмаслиқ. Муқәддәс китапниң язғучилиридин бири: «Мән ятай, һәм хатирҗәмликтә ухливалай»,— дәп ейтқан (Зәбур 4:8 [4:9]). Қурамиға йәткәнләрниң көпинчиси җисманий, һиссий вә әқлий күчлирини әслигә кәлтүрүш үчүн һәр күни кам дегәндә сәккиз саат ухлашқа муһтаҗ. Уйқуни теҗәшниң һаҗити йоқ, сәвәви у диққәтни мәркәзләштүрүшкә, әстә сақлаш қабилийитини ашурушқа ярдәм бериду вә әқлий күчни урғутиду. Амма, уйқу йетәрлик болмиса, үгинишкә тосқунлуқ қилип, һадисиләрни, хаталиқ яки аччиқлинишни кәлтүрүп чиқириду.
Йәтәлигүдәк мәхсәтләрни қоюш. «Өзәңдә бар нәрсиләргә рази болуш, йоқ нәрсиләргә интилиштин яхшидур» (Вәз 6:9, ҺЗ). Бу немини билдүриду? Әқил-идрәклик киши хам-хиял яки арзу-һәвәслириниң һаятини тизгинлишигә йол бәрмәйду. Шу сәвәптин у еланларниң аздурушиға әгәшмәйду вә асанла қәриз алмайду. Әксинчә у өзидә бар нәрсиләргә рази болуп қанаәтчан болушни үгиниду.
4-мәслиһәт. Қиммәт қарашқа егә болуң
Қиммәт қарашлириңиз үстидә мулаһизә қилип көрүш. Тоғра қиммәт қараш немә яхши, муһим вә пайдилиқ екәнлигини ениқлашқа ярдәм бериду. Әгәр һаятиңизни оқяниң оқи десәк, қиммәт қарашлириңиз униңға нишанни көрситип туриду. Шуңа тоғра қиммәт қараш һаятта муһимирақ нәрсиләрни биринчи орунға қоюшқа вә һәр бир күндин вә һәр саат вақиттин үнүмлүк пайдилинишқа ярдәм бериду. Тоғра қиммәт қарашни қәйәрдин тепишқа болиду? Нурғун адәмләр Муқәддәс китапни чәксиз даналиқниң мәнбәси дәп қарап, униңдин мәслиһәт издәйду (Пәнд-нәсиһәтләр 2:6, 7).
Сөйгү-муһәббәт һаятиңизда муһим роль ойнисун. Муқәддәс Язмиларда «меһир-муһәббәт бир-биримизни бағлап, мукәммәл инақлиққа башлайду» дәп йезилған (Колосилиқларға 3:14, Һ). Ениқки, аилимиздә сөйгү-муһәббәт һөкүм сүрмисә, биз һәқиқәтән бәхит-саадәткә еришәлмәймиз. Буниңға пәрвасизлиқ қилип, мал-дуния вә мувәппәқийәт қоғлишидиғанлар әслидә бәхит вә хошаллиқтин мәһрум. Шәк-шүбһисизки, Муқәддәс китап сөйгү-муһәббәтни нәччә йүз қетимлап тилға елип, униң муһимлиғини алаһидә тәкитлигән (Коринтлиқларға 1-хәт 13:1—3; Йоһанниң 1-хети 4:8).
Роһий ишлар үчүн вақит чиқириш. Джеф исимлиқ әр кишиниң меһрибан аяли вә омақ икки пәрзәнди садиқ достлири бар еди. У җиддий қутқузуш хадими сүпитидә мукапати яхши ишини қилатти. Бирақ у өз ишида пат-пат өлүм вә азап-оқубәтләрни көрүп туратти. У: «Һаят чоқум шундақ болуши керәкму?»— дәп өз-өзидин сориған. Бир күни Йәһва гувачилири нәшир қилған вә Муқәддәс китапқа асасланған материалларни оқуп, соаллириға қанаәтлинәрлик җавап тапти.
Джеф алған билимләр тоғрилиқ аяли вә балилириға ейтип бәргәндә, уларму қизиқиш көрсәтти. Шундақ қилип, униң аилә әзалири Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип үгинишкә башлиди вә мәналиқ һаят кәчүрүп, вақиттин үнүмлүк пайдилинишни үгәнди. Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип үгиниш уларға йәнә өлүм вә азап-оқубәтләрдин хали дунияда мәңгү яшаш үмүтини бәрди (Вәһий 21:3, 4).
Джефниң мисали Әйса пәйғәмбәрниң: «Өзиниң роһий еһтияҗлирини чүшәнгәнләр бәхитлик»,— дегән сөзлири есимизгә салиду (Мәтта 5:3). Сизму роһий ишлар үчүн вақит чиқиришқа тәйярму? Шундақ қилсиңиз, пүтүн һаятиңизға ярдәм беридиған даналиққа еришәләйсиз.